У күни әтрапни пүркигән қара туман йоқап, көктә қуяш парлиди. Етилған оқниң садаси тохтап, шатлиқниң нәғмиси яңриди. Аниларниң көзидин қайғуниң йеши әмәс, хошаллиқниң йеши ақти. Қан төкүлгән зиминға қайтидин җан пүтүп, яңза-яңза гүлләр порәк ачти. Чүнки у күни уруш ахирлашти! Дүшмәнгә бойсунмиған ата-бовилиримиз ғалибийәтниң туғини көтәрди. Аләмгә течлиқ орниди. Шаир ейтқандәк, «У күни 9-май еди»! Шуңлашқиму, шу күн һәм шу …