Басты бет Тағзым ТӘШКИЛАТЧИ ҺӘМ МӘСЛИҺӘТЧИ

ТӘШКИЛАТЧИ ҺӘМ МӘСЛИҺӘТЧИ

0
3,525

    Жут ичидә иззәт-һөрмәткә сазавәр, һәр дайим жутум, хәлқим, елим дәп ғәм йәйдиған, наһийәмиздики хәлиқләрниң бирлиги, бәхтияр турмуш-тирикчилиги үчүн тәр төкүп, әмгәк әткән наһийәмизниң «Пәхрий пухраси»  Закир Мәмировни наһийә хәлқи алаһидә тилға алиду.

Өзиниң пүткүл даңлиқ һаятини дөләт хизмитидә өткүзүп кәлгән һәм келиватқан Закир ака Мәмиров Уйғур наһийәсиниң ижтимаий-ихтисадий вә мәдәний тәрәққиятиға мунасип һәссә қошуватқан мөтивәрлиримизниң бири. Биз бу тәдбирчан акимизниң һаят йолидин қисқичә болсиму бүгүнки яшларға тонуштуруп өтүшни тоғра көрдуқ.

З.Мәмиров наһийәмиздики тарихий жутларниң бири Довун йезисида 1938-жили дехан аилисидә дунияға кәлгән. У Улуқ Вәтән уруши жиллирида бәхитлик балилиқниң һөзүрини көрмәй, мәшәқәтләрни кичик турупла бешидин өткүзди. 1946-жили мәзкүр йезидики башланғуч синиптин тәлимини башлап, 1956-жили Кәтмән йезисидики оттура мәктәпни түгитиду. Оттура билим алған у «Тельман» намидики колхозда түрлүк ишларда ишләйду. 1957-жили Алмутидики Абай намидики Қазақ Дөләт педагогика институтиға һөжжәтлирини тапшуруп, уни 1962-жили тамамлап, тарих пәни мутәхәссислигини елип чиқиду. Алий билимлик З.Мәмиров 1962-1968-жиллар арисида Шуңқар, Дардамту, Довун мәктәплиридә муәллим, илмий мудир вә мудир болуп ишләйду. Сәясий билимгә қабилийити болған Закир акини наһийә рәһбәрлиги 1968-жили Дардамту йезисиға, йәни «ХХ111 партсъезд» намидики колхозниң башланғуч партия комитетиниң кативиға тайинлайду. У йәрдә 1977-жилғичә тиришчанлиқ көрситип, түрлүк сәясий вә мәдәний чариләрниң тәшәббускари болуп, наһийә даирисидә тонулушқа башлайду. Униң дайим издиништә жүридиғанлиғини, билим бериш ишиниң нә қәдәр зор екәнлигини сезинидиғанлиғини билгән жуқарқи орунлардики рәһбәрлик уни Чонжа йезисида ечилған «СПТУ – №144» училищесиға 1977-жили мудир қилип тайинлайду. Бу мәһкимидә шагиртлар үчүн ятақхана, билим елиш корпуслирини вә техникилиқ билим елишқа мунасивәтлик қурал-жабдуқлар билән толуқ тәминләп, оқуғучиларниң пухта билим елишиға зәмин яритиду. Техникилиқ билим дәргаһида 1988-жилғичә ишләйду. Партияниң әвәткән барлиқ жайлирида тәшәббускарлиқ көрситип, илгириләшниң йеңи басқучлирини шәкилләндүрүп, һәр қандақ ишни муваппәқийәтлик бәжириду. Өз кәспигә садиқ З.Мәмиров 1988-1990-жиллар арилиғида Баһар йезисидики А.Розибақиев намидики оттура мәктәптә тарих пәнидин дәрис бериду.

Иш билидиған адәмни һәр қачан жавапкәрлиги мол ишларға тартидиғини бәлгүлүк. Шуңа арилиқта наһийәлик мәдәнийәт мәркизиниң рәиси хизмитини тапшуриду. Һәр қачан издиништә жүридиған Закир ака Мәмиров 1991-1996-жиллири «Юлчи» намлиқ шәхсий иш орнини ечип, көпчиликниң бәхүдүк дәм елишиға зәмин яритиду. Андин дурус йолға қоюлмайватқан «Уйғур наһийәлик водопровод вә канализация» дөләтлик коммуналлиқ мәһкимисигә мудир болуп тайинлиниду. У мәһкимидә 1996-2006-жиллар арилиғида ишләп, көплигән су иншаәтлирини ишқа қошиду. Хәлиқниң суға болған муһтажлиғини яхшилайду.

Маһир тәшкилатчи З.Мәмировни 2006-жили тәкрар уйғур наһийәлик этномәдәнийә»т мәркизиниң рәиси лавазимиға жамаәтчилик бир еғиздин қоллап сайлайду. Бу жәмийәтлик иштиму көплигән режиләрни түзүп, иш-чариләрни өткүзиду. Жигитбашлири ишлири жанлиниду, ханим-қизлар кеңиши бәрпа болиду, түрлүк сәнәләргә бағлиқ наһийәлик тәнтәниләр вә башқиму жамаәтлик ишлар З.Мәмировсиз әмәлгә ашмайдиған дәрижигә йетиду. Вәтинимиздә болуватқан һәр қандақ йеңилиқ-өзгиришләр, Президентимизниң Мәктүб-муражиәтлири дайим шу мәдәнийәт мәркизиниң һәйъәт әзалири тәрипидин тәрғип-тәшвиқат қилинип турди. Бу мәркәздә 2016-жилғичә хизмәт қилған З.Мәмировниң Вәтән үчүн, униң гүллиниши вә тәрәққияти үчүн, миллий әнъәнә-дәстүрләрни әксигә кәлтүрүп, риважландуруш үчүн қилған әмгәклири қуруқ қалғини йоқ.

Һаят йолини устазлиқтин башлиған З.Мәмировниң қолға алған ишлирини муваппәқийәтлик бәжириши үчүн шараитларни яратқан әзиз мәһбубиси Гүлпарәм һәдиниң беваситә тәсири күчлүк болуп, күч-қувәт берип турди. Һәдимиз алий билимлик уйғур тили вә әдәбияти пәни сүпитидә акимизға миллий әнъәниләрдин һисдашлиғини билдүрүп, акимизниң ишиға ижабий тәсирини көрситип турған. Алий дәрижидики устаз Гүлпарәм һәдә түрлүк сорунларда, уюштурған синип саатлирида миллий дурданилиримиздин нәмунилар кәлтүрүп, жамаәтни вә шагиртлирини миллий роһта тәрбийиләп, вәтәнпәрвәрлик, милләтпәрвәрлик сезимлирини ойғитип, Закир акиға йеқиндин һәмкарлиқта болди.

Закир ака Гүлпарәм һәдә билән баш қошуп бир қиз икки оғул сөйди. Икки яхши бир болуп тәрбийилигән балилири алий билимлик болуп, өз мутәхәссисликлири бойичә әмгәк әтмәктә; қизи Надийәм — ата-ана кәспини қоғлап устаз, чоң оғли мәрһум Бәхитжан Алмута  йол қатнаш мәһкимисидә бир бөлүмни башқуруруп ишлигән еди, Батур Талғар шәһиридә, ички ишлар департаментида подполковник унванида хизмәт қилип пенсиягә чиққан. Һазир шәхсий тирикчилик билән бәнт. 6 нәврә, 3 чәврә қучқан Закир ака билән Гүлпарәм һәдә уларниң татлиқ қилиқлириға имрақ болуп, һаятлирини шат-шадиман өткүзмәктә.

Һә, жәмийәтлик ишни өзиниң шәхсий оқитидин әла көридиған Закир ака бүгүнки күндә яшларниң устази һәм мәслиһәтчиси болуп кәлмәктә. Акимизниң өткән һаят йоли һәммигә нәмунә. Биз бу инавити жуқури адәмниң аилисигә сағлам саламәтлик вә хатиржәмлик тиләп, мөтивәрлик йешидики иззәт-абройиниң техиму камал тепишиға тиләкдашлиқ билдүримиз.

                                                         ХУДАВӘДИ МӘҢСҮРОВ

Бөлісу:

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

ТАСҚАРАСУДЫҢ КӨГІН ЖЫР ТЕРБЕДІ

Шығысы шекара, батысы Бұғыты тауларымен танымал, әлемге Шарын шатқалымен әйгілі, қасиетті …