Йеқинда, наһийәлик мәдәнийәт өйидә язғучи, журналист, наһийәмизниң «Пәхрий пухраси», наһийәлик «Іле өңірі – Или тәвәси» гезитиниң баш муһәррири, «Илһам» мукапитиниң саһиби Абдуманап Аблизовниң 60 яшлиқ тәвәллудиға беғишланған «Шарындай шалқар талант» намлиқ әдәбий-иҗадий музыкилиқ кәч болуп өтти. Дөләт рәһбиримизниң «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» намлиқ мақалисида һәр бир қазақстанлиқниң елигә, туғулған йеригә хизмәт қилиши униң вәтәнпәрвәрлигини көрситиду дәп тәкитләнгән еди. Абдуманап Аблизовни …