Һәммимизгә бәш қолдәк аянки, дөләт рәһбиримизниң «Келәчәккә нишан: Мәнивий йеңилиниш» намлиқ мақалиси хәлиққә һавалә қилинғандин бу ян, ушбу һөҗҗәтниң әл тәғдиригә чәмбәрчас бағлинишлиқ, келәчәккә башлайдиған йол екәнлигигә көзүмиз йәтти. Наһийәмиз даирисидила әмәс, пүткүл дөләт миқиясида жүргүзүлгән тәрғибат-тәшвиқат қилиш ишлири арқилиқ, хәлиқниң чүшиниги кәңәйди, аң-сәвийәси йеңиланди һәм мақалиниң маһийитини толуқ чүшинип йәтти дәп билимән.
Гезитимиз-ниңму һәр санида бу һәққидә мақалилар үзмәй йезилип келиватиду. Чүнки Қазақстан 26 жилниң ичидә ихтисадий җәһәттин болсун яки тәрәққият еқимида болсун йеңлинип болди, нами аләмгә тонулди. Бүгүнки күндә заман тәливигә мувапиқ мәнивий йеңилинишниң вақти-саати йетип кәлди.
Җүмлидин, мәзкүр мақалини муһакимә қилиш мәхситидә, «Нұр Отан» партияси наһийәлик филиали рәисиниң биринчи орунбасари Мәулен Нуровниң йетәкчилигидә, Чонҗа №4-билим дәргаһида башланғуч партия тәшкилатиниң әзалири билән баш қошуш болуп өтти. Дәсләп сөз алған М.Муқажан оғли күн тәртивидики икки мәсилә билән тонуштурди. Униңдики биринчи мәсилә мақалини муһакимә қилиш бойичә №-4 мәктәпниң муәллими Аида Бахапова сөзгә чиқип, тәйярлап кәлгән докладини оқуди. «Келәчәккә нишан: Мәнивий йеңилиниш»та мәктәп һаятиға мунасивәтлик көплигән мәсилиләрниң қозғалғанлиғини тилға алди. Атап ейтсақ, компьютерлиқ иш елип бериш, йеңи программиға көчүш, 3 тиллиқ оқутуш вә бүгүнки күнниң муһим мәсилисигә айлинип, шундақла җәмийәттә пикир һасил қилған латин алфавитиға көчүш – мошуларниң һәммиси йеқин арида һәл қилиниши шәрт вәзипә қилип жүкләнгәнли-ги тоғрисида қәйт қилинди. Шундақла, «100 йеңи китап» һәққидиму сөз қозғиди. Кейинки-ләрдин сөзгә чиққан мәзкүр мәктәпниң тарих пәниниң муәллими Рая Сартолова ейтилған ой-пикирләрни йәнә бир қетим жиғинчақлап, Қазақстанға революциялиқ әмәс, эволюциялиқ йеңилиниш вақти кәлди дәп, өтмүшимизни бир аз варақлап, келәчәктики вәзипилиримизгә тохталди.
Биринчи мәсилә муһакимигә чүшүп болғандин кейин, иккинчи мәсилә оттуриға қоюлди. Йәни, алақә башланғуч партия тәшкилатиниң рәиси Ноғайбек Дәуренбековниң өз ихтияри билән рәһбәрликтин ваз кечишигә бағлиқ, униң орниға №4-Чонҗа оттура мәктивиниң мудири Венера Сайдахметовани тайинлаш һәққидә тәклип қоюлди. Партия әзалириниң қарари билән, В.Сайдахметованиң намзити мақулланди. Авал «Қазпочта» имаритидә болған партия рәисиниң кабинетини ушбу мәктәпкә йөткәш һәққидә ой ташланди.
Бу қетимқи жиғин «Нұр Отан» партиясиниң Президент сәяситини хәлиққә йәткүзүштә муһим роль ойнайдиғанлиғиниң йәнә бир ярқин испати болди.
Сабирәм
ӘНВӘРОВА