Җәмийәттә гезитқа йезилидиғанлар тола. Әпсус, уни чүшинип оқуйдиғанлар бәкму аз. Гезитқа йезилиш вәтәнпәрвәрлик болса, униң бәтлиридин ибрәт елиш адимийлик хисләттур. Шундақ бир гезитхумар ана билән сөһбәтлишиш пурсити яр берип, униң сөзлири жүригимниң төридин чоңқур орун алди. Һәр бир еғиз гепидин әдәбиятқа болған қизиқиши, хәлқигә болған муһәббити мана мән дәп чиқип туриду. Бир әмәс, бир нәччә гезитниң бирму бетини ташлимай оқуп чиқидиған мөтивәр, һәр бир мақалигә мунасивәтлик өз пикрини ейтип, мухбирларниң әмгигини һөрмәтләйдиғанлиғи билән бизни қайил қилди. Йеши сәксәнгә йеқинлашқан Хатәм анимизниң сөзлирини аңлап униң өзиму, сөзиму, һаятиму һәқиқәтәнму кишигә үлгә болалайдиғанлиғиға көзүм йәтти.
Течлиқ-аманлиқ сорашқандин кейин, Хатәм ана һәр бир ай, жиллириғичә сақлап келиватқан гезитлирини көрситип, «Мана, қизим, бу мениң бебаһа байлиқлирим» дәп тонуштурди. Сәрәмҗан, бир йери жиртилмиған, қатлашмиған гезитлардин униң гезитни нә қәдәр бүйүк баһалайдиғанлиғини биливелишқа болиду. Мана һәқиқий гезитниң җанкөйәри!
– Қизим, мән гезитни ташлимаймән. Бәзи бир наданларниң бүгүн кәлгән гезит билән әтиси от йеқип яки жиртип һаҗәтханиға апирип қойидиған пәскәш қилиқлирини көргинимдә теним тикәнлишип кетиду. Йәнә бирлири соға-салимини гезитқа орап кәлгинидә ичтин «товва» дәймән. Һөкүмәт һаҗәтхана қәғизини, қапларни (пакет) немә үчүн чиқириватиду?! Йәнә келип бу бир қиммәт дуния әмәсқу?! Гезитниң бәтлиридә дөләт рәһбиримиздин тартип нә-нә дана, атақлиқ, парасәтлик адәмләрниң рәсимлири йоруқ көриду, мухбирларниң мақалилири чоңқур әмгәк билән йезилип, һәр бир сөзидә жүрәккә йетидиған ой ятиду, әмәсму. Гезит – әлниң өтмүши, бүгүни ипадиләнгән, келәчигидин из салидиған әң есил дурданимиз. Биз охшаш бирә-йерим қерилар сеғинип оқуғини билән, ечинарлиғи, һазирқи яшлар гезит оқуштин қалди… Мән худди баламни, қериндишимни, ата-анамни күткәндәк деризидин тәлмүрүп, тәшна болуп, йолиға қараймән. Уни қолумға алғичә тақәтсизлик қилип кетимән, – дегән, яшанған анимиздин ибрәт елип, пәхирлинип кәттим. Мана бу сөзләр һәр бир гезитханниң қулиғиға йетиши керәк дегән ойға кәлдим. Әнди, «Гезит – мениң һәмрайим» дәп билгән Хатәм анимиз һәққидә йәниму толуғирақ билгүм кәлди. Сөзни униң һаятиға бурмилап, аилиси һәққидә азду-тола ейтип беришини соридим:
– Мән 1942-жили 14-майда Меһирдин Сабиров вә Хеличхан Митәлиповаларниң аилисидә дунияға кәлдим. Биз өйдә 5 бала болдуқ, мән өйниң кәнҗиси. Мән туғулуп, 6 айлиқ болғанда дадам рәмити армиягә кетиптекән. Жүрәкләрни қан жиғлатқан Улуқ Вәтән уруши башлинип, акам Аюп билән атам шу кәткиничә қайтип кәлмиди. Қалған төртимизни анам нә җапалар тартип беқип-қақти. Анам тартқан қийинчилиқлар һелиғичә ядимда. Алла һеч кимгә ундақ азап салмисун, – дәп көзлиригә яш алди, өткән күнләрни әсләп меһриван ана. Тәлийимизгә, биз у күнләри көрмидуқ, бирақ көз алдимизға кәлтүрүшниң өзи қанчилиқ дәһшәт десиңизчу?.. Хатәм аниниң аччиқ көз яшлирини тохтиталиғиним билән, жүригигә салған ярини сақайталмайдиғанлиғим ениқ. Уруш дәвригә тоғра кәлгән балилиқ чеғидин пәқәт қийинчилиқ билән өткән күнлирини сөзләп берип, уруштин кейинки әһвалниңму оңайлиқчә түзәлмигәнлигини ейтти. Кейин сөзни иккинчи аилисидин башлиди:
–19 йешимда мәрһум йолдишим Ғоҗа Розиевқа турмушқа чиқтим. 8 бала сөйүп, әл қатарлиқ оқуттум, һәр бирини җәмийәткә ярамлиқ инсан қилип тәрбийилидим. Бирақ, тәғдир салған қайғу-дәрт балилиғим билән чәклинип қалмапту, турмуш мени талай зар қахшатти. 1999-жили чоң оғлум Полат ағриқтин көз жумди, ичимни һәсрәт оти моҗуған пәйттә, аридин 4 жил өтүп, кәнҗәм Шахмураттинму айрилип қалдим. Жүригим «қарс» иккигә бөлүнгәндәк болди. Бу азапларға бәрдашлиқ берәлмигән йолдишим 2010-жили аләмдин өтти. «Пешанигә йезилғандин қечип қутулалмайсән», демәкчи жиғлаверип көз яшлиримму қуруп кәтти. Лекин тәғдирим қатал охшайду, ана жүригини айиғини йоқ. Йолдишимниң вапатидин кейин бир жил өтүп йәнә бир оғлум Дилшатни «ток урувәтти» дегән шум хәвәр йәтти. Пәрзәнт өлүмини Худайим һеч бир аниниң пешанисигә язмисун…
Башта Хатәм аниниң тимән һәрикити, чақ-чақ арилаш гәп-сөзлиридин турмушиниң шунчилик еғир болғанлиғини ойлимаптимән. Һазир 5 балисидин оғли Пәрһат Ташкәнттә истиқамәт қилса, Дилмурат Аватта, қизлиридин Зульфия Чоң Ақсуға, Зульмира, Сәйяралар ана жутиға келин бопту. Барлиқ пәрзәнтлири һалидин хәвәр елип тураркән. Йолдишиниң вапатидин кейин, оғли Дилмуратниң пәрзәнди Шахзадни өз қолиға апту. Мәктәп йешидин башлап өзи оқутуп, һеч кимдин кам қилмай, чоң қиливетипту. Сөйүмлүк нәвриси һазир 7-синипта оқуйдекән.
– Бир-биримизгә қолқанат болуп, бу өйдә нәврәм иккимиз яшаймиз. Бар хошаллиғим, шатлиғим, һаятимниң мәзмуниму мошу нәврәм. Худаға шүкри, мағдирдин кәтмидим. Нәврәм иккимизниң җенини беқиватимән. 1992-жили бағчидә ишләп һөрмәтлик дәм елишқа чиқтим. Пенсия һәққим күн көрүшимизгә йетиду. Шахзадни мәктәпкә әвитиветип, иҗадийәт билән шуғуллинимән. Гезит оқуймән, шеир тоқуймән, һаятим тоғрилиқ қәләм тәвритип, һәр күни күндилик язимән. Лекин язғанлиримни һелиғичә һеч кимгә көрсәтмигән едим. Сизгә оқуп берәй, – дәп һаят чәшмилиридин үн қатти ана. Униң өз һаяти һәққидә язғанлирини тиңшап, көз алдимға Ө.Муһәммәдийниң «Еғир күнләрдә» намлиқ әсәри әкс етилгәндәк болди. Язған шеирлириму яман әмәс. Қол язмилиридин гезит оқуйдиған адәм екәнлиги билинип туриду. Ейтип өтүш керәкки, Хатәм ана хәлқимизниң сөйүмлүк шаирәси Патигүл Мәхсәтованиң кичик аниси болидекән.
Ақ яғлиқлиқ, ақ көңүл аниниң қәйсәрлиги, һаятқа болған муһәббити билән ирадисигә, қайтмаслиғиға қол қойдум. Униң билән болған сөһбитимизниң бир қисминила йезип чиқсам, қалған әқил-несиһити жүригимдә сақлақлиқ. Бүгүнки күндә 27 нәврә 5 чәврә сөйгән Хатәм аниниң тенигә саламәтлик, һәр атқан теңиға хатирҗәмлик тиләп, редакция тәһрирати намидин гезитимиз җанкөйәригә миннәтдарлиғимни йәткүзүп, хошлаштим.
Сабирәм
ӘНВӘРОВА