Басты бет Рухани жаңғыру 60 ЯШ, 60 БАҺАР, 60 ДАВАН…

60 ЯШ, 60 БАҺАР, 60 ДАВАН…

0
1,953

Йеқинда, наһийәлик мәдәнийәт өйидә язғучи, журналист, наһийәмизниң «Пәхрий пухраси», наһийәлик «Іле өңірі – Или тәвәси» гезитиниң баш муһәррири, «Илһам» мукапитиниң саһиби Абдуманап Аблизовниң 60 яшлиқ тәвәллудиға беғишланған «Шарындай шалқар талант» намлиқ әдәбий-иҗадий музыкилиқ кәч болуп өтти.

Дөләт рәһбиримизниң «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» намлиқ мақалисида һәр бир қазақстанлиқниң елигә, туғулған йеригә хизмәт қилиши униң вәтәнпәрвәрлигини көрситиду дәп тәкитләнгән еди. Абдуманап Аблизовни мана шундақ Вәтән үчүн хизмәт қилип, дөләт рәһбиримизниң дана сәяситини хәлиққә йәткүзүштә зор тиришчанлиқ көрситип, гезит жүкини еғир демәй зиммисигә артип, қәләм билән оқурмәнләрниң жүригигә йол тапқан шәхс дәп ейтсақ хаталашмаймиз. Уюштурулған кәчтә дәсләп риясәтчиләр тәвәллуд егисиниң иҗадийити, йәткән утуқлири һәққидә тонуштуруп, сөз новитини наһийә һакиминиң орунбасари Дәулетжан Деменбаевқа бәрди. Наһийә һакиминиң орунбасари қазақ-уйғур роһанийитиниң уютқиси болуп, мустәқил елимизниң риваҗлинишиға өз һәссисини қошуп келиватқан мухбир, 60 яшқа аброй билән йетип, әл алдида һөрмәткә сазавәр болған А.Һадил оғлини чоң хошаллиғи билән тәбриклиди вә иҗадийитигә утуқлар тиләп, шундақла, наһийә һакими Шухрат Турдахуновниң мәлум сәвәпләр билән келәлмигәнлигини ейтип, тәбригини йәткүзүп, тәнтәнилик түрдә чапан япти. Мошундақ изгү тиләкләрни шаирә, Қазақстан язғучилар иттипақиниң әзаси Патигүл Мәхсәтова давамлаштуруп, синипдишини 60-баһари билән тәбрикләп, алдики вақитта техиму йүксәк утуқлурға йетидиғанлиғиға, қазақ-уйғур достлуғини мустәһкәмләшкә өз һәссисини қошидиғанлиғиға ишәнчә билдүрүрүп, өз сөзини тәвәллуд егисигә беғишлиған мисралири билән тамамлиди. Шундақла, Уйғур театриниң мудири Руслан Абдушүкүр оғлиниң саламлиқ соғисини һәдийә қилди.
Тәбрик сөзләрдин кейин «Арзу» ансамблиниң сәнъәткарлири сөзини А.Аблизов язған, хәлиқ арисида тонулған нахшиларни орунлап, һәммигә көтирәңгү кәйпият беғишлиди. Андин, Қазақстан Җумһурийтиниң «Пәхрий пухраси», бир нәччә орденниң саһиби, көрнәклик тиҗарәтчи, меценат Дилмурат Кузиев билән биргә тонулған тиҗарәтчиләрдин Ришат Имрамзиев, Турғанҗан Махмутовларға сөз берилди. Дилмурат Кузиев Абдуманап Аблизовни әң биринчи адимийлик хисләтлири үчүн һөрмәтләйдиғанлиғини ейтип, униң бүгүнкидәк хәлиққә тонулушида өмүрлүк яри Халидәм һәдиниң исмини атап ейтмаслиққа болмайдиғанлиғини қәйт қилип, һәр иккисигә миллий чапан кийгүзүп, өз намидин көңүл соғисини тәғдим қилди. Шуниң билән қатар, Ришат Кузиев, Турғанҗан Махмутовларму иссиқ ләвзини билдүрүп, қуруқ қол кәлмигәнлигини ейтип, соғилирини сунди.
Мәзкүр әдәбий кәчтә тәнтәнилик түрдә язғучи-шаирниң йеңи нәширдин чиққан китавиниң лентисини қийиш мәрасими болуп өтти. Наһийәлик мәслиһәтниң кативи Нурәким Есжан, Дилмурат Кузиев, Мамытқан Қудайбергенов вә китап муәллипи Абдуманап Аблизовлар сәһнә төригә тәклип қилинип, дағдуғилиқ түрдә йеңи китапниң лентиси қийилип, тәшналиқ билән күткән оқурмәнлириниң қолиға тәгди. А.Һадил оғлини тәбрикләп кәлгән меһманларниң санида чәк болмиди. Шуларниң арисида шаир, жутдишимиз Мирзәхмәт Меримов һәм у билим алған Ардолата, Ғ.Сәдвақасов, №3-И.Бәхтия намидики билим дәргаһлириниң вәкиллириму болди. Әдәбий-иҗадий музыкилиқ кәчтә Абдуманап Аблизовниң достлири миллий саз-әсваплирини челиш арқилиқ тәйярлап кәлгән һәзил арилаш «60 яш» намлиқ нахшисини орунлап бәрсә, №3-И.Бәхтия намидики билим юртиниң оқуғучилири шеирлири, нахша-уссуллири билән сәһнини техиму җанландуривәтти.
Кәч ахирида ушбу тойниң егиси, шанлиқ 60-даванини нишанлаватқан Абдуманап Аблизов сөзгә чиқип, алған тәсиратини тил билән йәткүзүш мүмкин әмәслигини ейтип, мәзкүр иш-чаригә жирақ-йеқиндин қиммәтлик вақтини бөлүп кәлгән җамаәткә чәксиз миннәтдарлиғини изһар қилди. Хошаллиқтин бешиниң көккә йәткәнлигини ейтип, қәлб төридики тәсиратлири билән бөлүшти. Өз иҗадидин бир түркүм шеирлирини оқуп берип, бүгүнкидәк хәлиқ қоллап-қувәтлигәндә хәлқи үчүн төкүлгән илһам сиясиниң мәңгү йезилидиғанлиғини, ахирқи деми қалғичә түгимәйдиғанлиғини атап ейтти.
Болуп өткән кәч қатнашқучиларға роһий озуқ, арам-бәхш беғишлиди. Сөз ахирида бизму, «Қарадала тынысы – Қарадала нәпәси» тәһрирати намидин кәсипдишимизни шанлиқ тәвәллуди билән тәбрикләп, тенигә саламәтлик, алдики ишлириға утуқлар тиләймиз!

Сабирәм ӘНВӘРОВА

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

АЛАМАН БИ МӘМБЕТҰЛЫ

Ата тарихын және шежіресін білу – әр ұр­пақтың парызы. «Жеті атасын білмеген же­тесіз» деп…