КӨП ҚИРЛИҚ ЯШ КЕЛИН

0
1,007

«Бизниң җәмийәттә адил әмгигини чоңқур билими билән учлаштуралиғанларла утуққа йетидиғанлиғини әстин чиқармиғинимиз әвзәл», — дәп яшларға қарита ейтқан сөзи бар дөләт рәһбиримиз Н.Ә.Назарбаевниң. Һәқиқәтәнму, бүгүн дәл шундақ вәзийәттә яшаватимиз. Һазирқидәк заманниң тез сүръәттә тәрәққий етип, әлләрниң риқабәткә чүшкән дәвридә иш көп, шуңа бүгүнки яшларда бир нәччә хизмәтни тәң елип кетәләйдиған қабилийәт болуши керәк.  Президентимиз һәр қачан Қазақстанниң яшлириға ишинидиғанлиғини ейтиду. Чүнки мәңгүлүк келәчигимизниң һулини тиклигүчи бүгүнки яш әвлат.


 

Джон Беллерс: «Өмүр үчүн тамақ нәқәдәр һаҗәт болса, саламәтлик үчүн әмгәкму шунчилик керәк, әнди оюн-тамашә билән өмүр сүрүш инсанға ағриқ болуп чаплишиду… Әмгәк өмүр чириғиға май қуйса, хиял уни туташтуриду» дәп ейтқан екән. Хияли билән әмгигини бағлаштуруп әмгәк қиливатқан яшларниң бири дәп Шуңқар йезисиниң турғуни Аруна Мубакаевани ейтишқа болиду. 34 яшлиқ китапханичиниң он бармиғидин һүнәр тамған…
У 2001-жили Шуңқар оттура мәктивини пүтирип, 2006-жили АДУниң (АГУ) филология факультетини, 2013-жили Челябинск академиясини тамамлайду. 2010-жилдин тартип дәсләпки иш-паалийитини Шуңқардики йезилиқ китапханидин башлайду. Бүгүнки күнгә қәдәр шу хизмәтниң һөддисидин чиқмақта. Гезит-журнал, китап бәтлиридин роһий озуқ алидиған китапханичи, аилисидә вападар яр, меһриван ана һәм чевәр келин. Мундақ ейтишиминиң сәвәви, униң өз қоли билән тоқуған буюмлири, қуриған қурақлири бирдин көзниң йеғини алиду, таамлири болса, еғизиңизда қалиду. Бармиғидин һәсәл тамған келин пәрзәнтлирини һәр хил пишируқлири, қәндәләтлири билән хуш қиларкән. Йәнә келип, униң жип-жиңнигә йеқин болуш бекар әмәс. «Анисиға қарап қиз өсәр…», демәкчи, өз вақтида аниси кийим тикиш фабрикисида хизмәт қилған екән.
«Бу мениң қизиқишим. Шу түпәйли, бош вақтимда интернетни ақтуруп, тикинчиликтин дәрис алимән. Ашпәзликниң қир-сирини үгинимән. Кейин қолумға жиңнә елип, ой-хияллиримни нәқишләймән. Әнди, ашпәзликни үгинимән дегиним тамақ етишни билмигәнликтин әмәс, бәлки билмәйдиғинимни толуқлаш үчүн», – дәйду яш келин. Бирәр ишни қилишни нийәт қилған адәм, уни әмәлгә ашурушниңму йолини тапиду, әлвәттә. Әгәр бурунқи заманларда болса, қурақ қураш, тикинчилик билән мәшғул болуш келинләрниң күндилик иш-оқити, адәттики әһвалдәк билинәр еди. Лекин ХІХ әсирдә яш қиз-келинләрниң җәмийәттики хизмити билән қатар қол һүнәр билән шуғуллиниши атап ейтқидәк әһвал. Китапханиниң иши, өйниң ишлири, бала тәрбийисигиму үлгирип, шуниң билән бир қатарда тикинчиликкиму вақит бөлүп келиватқан Аруна Мухтәр қизи «Вақтим йоқ дегән пәқәт банә, әгәр чин көңли билән халиса инсан һәр ишқа вақит тапиду» дәп билиду.
Қ азақ чаңириғиға келин болуп чүшкән уйғур қизи Аруна Мубакаева, Серик Молдаханов билән турмуш қуруп, өй-очақлиқ болған 10 жилниң ичидә инақ-иҗил яшап, икки оғул сөйүп, тәрбийиләп келиватиду. Чоң оғли Төремурат 4-синипта, кичик оғли Ерхан 2-синипта билим аларкән. Наһийәмиздә қазақ-уйғурниң қудилишиши натонуш әһвал әмәс. Бу икки милләт достлуқ риштисини туққанчилиқ мунасивәткә улишишидур. Қазақниң келинигә, уйғурниң қизиға хас хисләтлири билән у қиз-келинләргә үлгә болалайду.
«Келәчәккә нишан: Мәнивий йеңилиниш» намлиқ мақалисида дөләт рәһбиримиз миллий әнъәнилиримизни сақлап қелишқа бесимлиқ бериду. Тикинчилик, қурақ қураш мана шу миллийлиғимизни ипадиләйдиған, ата-бовилиримиздин мирас қалған әнъәнә десәм артуқ ейтқанлиқ болмас. Аруна Мубакаеваниң әмгәксөйгүчлигидә һәм йоқилиш алдида турған миллий қәдрийәтлиримизгә әмәл қилишида. Бүгүнки яшлар, болупму, яш келинләр дукандики тәйяр буюмларға мәһлия болиду. Артуқчә җапа тартип, орун-көрпә тикишни халимайду. Бирақ, «қолдин ясалған» дегән сөз бәрибир башқичидә. Худди өйгә бөләкчә муһәббәт, иллиқлиқ беғишлайдиғандәк. Аруна Мухтәр қизиниң босуғисидин атлиған һәр бир инсан бу сезимни ичтин сезиду, мениңчә…

Сабирәм
ӘНВӘРОВА

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

ДАРАБОЗ ДАРЫН ИЕСІ

Ілияс Жансүгіровтың аты аталса дара шауып, құйындап келе жатқан Құлагер көз алдымызға келе…