Дөләт рәһбиримиз Нурсултан Әбиш оғли Назарбаевниң шәхсий балилар бағчисини ечиш тоғрилиқ тапшурмисиға бенаән атқуруливатқан ишлар нурғун. Шәһәрләр бир чәттә турсун, йезиларниң өзидә заман тәливигә мувапиқ келидиған бағчиларниң қатари жил санап көпийип келиватиду. Бириниң кәйнидин бири ечиливатқан балилар бағчилири – хәлиқ турмуш-тирикчилигиниң яхшилинип, хәлиқ саниниң өсүп келиватқанлиғиниң ениқ испати.
Йеқинда, Чоң Ақсу жутида төртинчи болуп ишиги ечилған «Ер-Төстік» намлиқ балилар бағчисиниң лентиси қийилди. Униң тәнтәнилик ечилиш мәрасимиға наһийә һакими Шухрат Нурахунов башчилиғидики бир топ рәһбәрләр билән шәхсләр һәм йеза турғунлири иштрак қилди.
Дәсләпки сөзгә чиққан наһийә һакими Шухрат Турдахун оғли мәңгүлүк әлниң келәчиги болған бүгүнки яш әвлатқа заман тәливигә лайиқ тәлим-тәрбийә беридиған йәнә бир дәргаһниң ечилиши билән аһалини тәбрикләп, йеңи бағчиниң ишлириға ақ йол тилиди. Мошундақ изгү тиләкләрни жут ақсақали Шавдун Сопиев давамлаштуруп, ушбу мәркәздә хизмәт қилидиған һәр бир хадимниң бала тәрбийисигә бағлиқ мәсъулийәтлик ишни шәрәп билән атқурушиға тиләкдашлиқ билдүрди. Кичиккинә, омақ қара көзлиримизниң қазақ, уйғур, рус, инглизчә ейтқан шеирлири, һәр хил милләт вәкиллириниң нахша-уссулирини иҗра қилиши һәммини чоңқур тәсирләндүрүп, көп милләтлик Қазақстандики бәхитлик һаятниң символини көрсәткәндәк болди. Қизғин алқиш-чаваклардин кейин, «Ер-Төстік» балилар бағчисиниң лентисини кесиш һөрмити наһийә һакими билән наһийәлик ветеранлар кеңишиниң рәисиси Н.Сейитовқа берилди. Ақ яғлиқлиқ анилар чачқа чечип, жиғилған җамаәт йеңи бағчиниң босуғисидин атлиди.
Мәмликәт башчиси Н.Назарбаевниң «Келәчәккә нишан: Мәнивий йеңилиниш» мавзусидики мақалиси дөләт рәһбиримизниң хәлиққә йоллиған бийилқи Мәктүбидин уч тартқандәк. Биз ихтисадий йеңилиништин кейин мәнивий йеңилинишни қолға алдуқ. Шуни ишәшлик ейталаймәнки, мәктәп йешиғичә болған балиларға ян-яқлиқ билим берип, көп тилда оқутуп, роһаний қәдрийәтлиримизгә тәрбийиләйдиған бағчилар – әл тәрәққиятиға қошулуватқан чоң һәссә. Чоң Ақсу жутида 50 орунлуқ бағчиси билән балиларға хошаллиқ әта қилған Рахмитулла Исмайиловниң әмгигидин әл рази. Бу наһийәмизниң йеңилиниши һәм өлкимиздә истиқамәт қиливатқан хәлиқләрниң ортақ хошаллиғидур.
Сабирәм
ӘНВАРОВА