Сейшәнбә күни Панфилов наһийәси, Яркәнт шәһиридә «Алмута вилайитиниң ички сәясәт башқармиси» һәм «Җәмийәтлик келишим» коммуналлиқ дөләтлик мәһкимиси бәкиткән планға мувапиқ җәмийәтлик келишим кеңишиниң дүгләк үстәл олтириши вә медиация хадимлириниң билимини мукәммәлләштүрүш курси бойичә вилайәтлик семинар уюштурулди.
Мәзкүр семинарға наһийәмиз намидин қатнашқан наһийәлик җәмийәтлик келишим кеңишиниң рәиси Ноғайбек Дәуренбеков, Дардамту йезилиқ округи һакими аппаратиниң яшлар иши бойичә методист-инструктори Сатирәм Бәхитҗанова, Түгмән йезисиниң медиатори Сайфуллин Савутов билән Қирғизсай йезисиниң медиатори Қалибек Дынысбаевлар «Алмута вилайитиниң ички сәясәт башқармиси» ДМ «Җәмийәтлик келишим» КДМниң мудири Ж.Булғақовниң қолидин ҚҖ Мустәқиллигиниң 30 жиллиғи һарписида җәмийәтлик келишимни, достлуқ вә милләтләрара бирликни мустәһкәмләшкә қошқан һәссиси үчүн тәшәккүрнамә вә баһалиқ соғилар билән мукапатлинип қайтти.
Авал «Җәмийәтлик келишим – әл бирлигиниң асаси» намлиқ ҖКК олтириши өтүп, 9 айниң нәтиҗиси бойичә үлгилик ишлар көрситилди. Шу җүмлидин, наһийәмиз намидин сөзгә чиққан Сатирәм Бәхитҗанқизи өлкимизниң тәрәққияти, хәлиқләр бирлиги вә мустәқиллигимизниң 30 жиллиғиға мунасивәтлик дияримизда әмәлгә ашқан ишлар һәққидә сөз қозғап, слайд арқилиқ наһийәмизниң нәпәсини намайән қилди. Әтигәнлиги җәмийәтлик келишим кеңишиниң олтиришидин башланған чарә чүштин кейинки вақитта «Қазақстандики медиация: маҗраларни һәл қилиш вә уни йетилдүрүш тәҗрибисиниң алаһидиликлири» намлиқ җәмийәтлик медиаторларниң семинар-тренингиға улашти. Ейтип өтүш керәкки, наһийәмиздин барған вәкилләр семинар-тренингқа паал қатнашқанлиғи үчүн «Хәлиқарилиқ һоқуқ қоғдаш мәркизи» ҖҖТ Президенти, «Қазақстан медиаторлар Ассоциацияси» ЗТБ Баш мудири, хәлиқарилиқ дәриҗилик тренер-медиатор Ж.Жақуповниң қолидин мәхсус сертификатлар билән тәғдирләнди.
Президентимиз Қасым-Жомарт Тоқаев «Хәлиқ бирлиги вә системилиқ ислаһатлар – дөләтниң гүллинишиниң мустәһкәм һули» намлиқ Мәктүбидә «Әң муһим утуғимиз – биртуташ әл болуп, йеңи дөләт қурдуқ. Һулимизни қуруп, қәддимизни тиклидуқ. Хәлиқара бирләшминиң абройлуқ әзасиға айландуқ. Турақлиқ жәмийәт қелиплаштуруп, турақлиқ тәрәққият йолиға чүштуқ» дәйду. Һәқиқәтән, бизниң бүгүнки бәхтияр турмушқа егә болушимиз җәмийәттики турақлиқлиқ вә инақлиқ-бирликниң йемишидур. Хулләс, Яркәнттә өткән вилайәтлик семинар мустәқиллигимизни қәдирләш, хәлиқләр бирлигини мустәһкәмләшкә қаритилған чарә-тәдбирләрниң биригә айланди.
Сабирәм ӘНВӘРОВА