Президент болуп, әл башқуруш һәр қандақ адәмниң қолидин келидиған иш әмәс. Болупму, Қазақстанниң Тун җ а Президенти Нурсултан Әбиш оғли Назарбаевтәк шәхс тарихта бир туғулиду десәм мубалиғә болмас. Нурсултан Әбиш оғлиниң жигирмә жилдин ошуқ әл башқурғанлиғи – биринчидин, хәлиқниң униңға болған ишәнчиси, иккинчидин болса, униң хәлқигә болған адиллиғидиндур. Бир әлниң тәғдиригә мәсъул болуп, җавапкәрчилиги интайин жуқури хизмәтниң һөддисидин чиқип, зиммисиға артилған еғир жүкни һапашлап, хәлиқни талай қийинчилиқлардин аман-есән елип чиққан Тунҗа Президентимизниң әмгиги алдида тизлинип тазим қилсақму азлиқ қилиду, әлвәттә.
Бүгүн биз мәғрурлинип тилға алидиған Қазақстанимизниң бүгүнкидәк гүллиниши – Нурсултан Әбиш оғли Назарбаевниң дана сәясити һәм мәшәқәтлик әмгигиниң мевисидур. Болупму, бир чағларда сериқ тикәндин башқа һечнемә болмиған пайтәхтимиз Астана шәһириниң бүгүнки көрсә көз тоймайдиған қияпитигә қарап ейтарға сөз тапалмаймиз. Дуния йүзи бойичә әң яш пайтәхтләрниң қатариға киргинигә қаримай, бизниң Астана тәрәққияти билән дуния йүзини һәйран қалдурди. Пайтәхтимизниң муәллипи Нурсултан Әбиш оғли Назарбаев өзиниң пәм-парасити вә әмгәксөйгүчлиги түпәйли қисқа вақит ичидә мөжүзә яратти. Йәни, пүткүл дуния қизиқирип қарайдиған Астанани бәрпа қилип, шу Астана билән Қазақстанимизни аләмгә тонутти. Хәйрият, Тунжа Президентимизниң Қазақстан үчүн қилған әмгигини сөз билән ейтип түгитиш мүмкин әмәс. Лекин униңға тарих гува. Нурсултан Әбиш оғлининиң исми һәр бир қазақстанлиқниң жүригидә алаһидә орунни егиләйду.
Мәлумки, Н.Ә.Назарбаевниң орниға йеңидин әл тизгини қолға алған Қ.Тоқаев Тунжа Президентимизниң әмгигини баһалап, пайтәхтимизниң намини «Нурсултан» дәп аташ һәққидә сөз қилди. Мән бу пикирни 100 пайиз қоллаймән. Чүнки Н.Ә.Назарбаевниң әмгиги шуниңға лайиқ.
Саһирәм ӘЛАЕВА,
Дардамту оттура мәктивиниң уйғур тили вә әдәбияти пәнлириниң муәллими