Дөләт рәһбиримиз Нурсултан Әбиш оғли Назарбаев өзиниң «Төртинчи санаәт инқилави шараитидики, тәрәққиятниң йеңи имканийәтлири» дәп атилидиған новәттики Мәктүбидә 10 асасий йөнилиш бойичә алдики вәзипилиримизни ениқ көрситип бәргән еди. Мәктүбтики 9-йөнилиш болса, «Парихорлуққа қарши күрәш вә қанунниң үстүнлүги» дәп атилиду. Униңда Президентимиз парихорлуқниң алдини елишқа беғишланған күрәшниң давамлишидиғанлиғини тәкитләйду.
Һәқиқәткә кәлсәк, парихорлуқни түп-томуридин йоқ қилиш мүмкин әмәс, әлвәттә. Чүнки у пәқәт бизниң елимиздики әмәс, бәлки пүткүл дуния йүзи әллирини вәһимигә салған асасий мәсилиләрниң бири болуп һесаплиниду. Коррупция – дөләтниң келәчигигә палта чепиштур. Һәр ким өз мәнпийитини ойлайдиған дөләтниң тәрәққияти илгири басмайдиғанлиғи ениқ. Һә, коррупциягә йол қойиватқан шәхсләр бизниң елимиздиму йетәрлик. Уларниң тутулғини қанчә, тутулмиғиничу?.. Демәк, қачанла болсун елимиз үчүн, келәчигимиз үчүн, тәрәққиятимиз үчүн йүксәк әһмийәт беридиған мәсилиләрниң бири – парихорлуқтур. Көз жуммаймиз, дөлитимиздә коррупция қарши нурғунлиған ишлар атқуриливатиду. Лекин бәрибир пара алидиғанларниң қатари азийиватқини йоқ.
Кейинки үч жилда елимиздә жуқури лавазимлиқ әмәлдарлар билән дөләт компаниялириниң рәһбәрлирини қошқанда коррупция үчүн 2500дин ошуқ шәхс сотланған екән. Шундақла, уларниң 17 миллиард тәңгә көләмидә кәлтүргән зийини қайтурулған. Мәктүбтә: «Дөләт органлиридики җәриянларни, шуниң ичидә уларниң хәлиқ билән вә бизнес билән мунасивитини рәқәмләндүрүш әһмийәткә егә. Атап ейтқанда, гражданлар өз илтимаслириниң қандақ қариливатқанлиғини көрүп, дәрһал сүпәтлик җавап елиши лазим», дәп көрситилгән. Бүгүнки күндә елимиздә сот вә һоқуқ қоғдаш системилирини институционаллиқ тәрәптин өзгәртишни әмәлгә ашурулуп, қанунға җинайәт җәриянидики гражданларниң һоқуқлирини қоғдаш ишини күчәйтиш, униң һәддидин ташқири қаттиқлиғини азайтишни мәхсәт қилидиған нормилар киргүзүлгән. Бу тоғрилиқ Мәктүбтиму тәпсилий ейтилған. Нәтиҗидә, адвокатларниң һоқуқлири билән сотқичә болған басқучтики сот назаритиниң даириси кәңәйди, һоқуқ қоғдаш органлириниң вакалити вә җавапкәрлик чегариси ениқланди. Президентимиз, гражданларниң конституциялик һоқуқлириға капаләтни күчәйтиш, қанун үстүнлүгини тәминләш, һоқуқ қоғдаш хизмитини яхшилаш ишлирини давамлаштуруш һаҗәтлигини тәкитләйду.
Шуниң билән биргә, җәмийәтлик тәртипни сақлаш вә бехәтәрликни тәминләш саһасида кочиларда вә адәм көп жиғилидиған җәмийәтлик орунларда видеоназарәт қилидиған, гражданларни ениқлайдиған вә йол һәрикитини назарәт қилидиған әқлий системиларни паал киргүзүш керәклигини ейтип, вәзипиләрни жүкләйду.
Һәмкарлашқан парихорлуқ – әлниң иҗтимаий-ихтисадий тәрәққиятиға, нәриқлиқ экономикини қуруш инвестицияләр тартиш процессини асталитидиған вә демократиялик мәмликәтниң сәясий һәм җәмийәтлик институтлириға сәлбий тәсирини тәккүзидиған, мәмликәтниң келәчәк тәрәққиятиға хейим-хәтәр елип келидиған мәсилә. Шундақ екән, тәрәққий әткән 30 әлниң қатариға қошулуш үчүн ишни парихорлуқ билән күрәштин башлиғинимиз дурус.
Сабирәм
ӘНВӘРОВА