Басты бет Иман ДИНИМИЗНИ БУЗМАЙЛИ

ДИНИМИЗНИ БУЗМАЙЛИ

0
1,331

Ислам дини – изгүлүкниң дини. Пәқәт Аллаға етиқат қилидиған мусулманларниң динидур. Дин чүшәнчиси интайин мурәккәп. Шуңа, бүгүнки күндә җәмийитимиздә ислам динини қарши еқимда чүшинип, өзини мусулман санап, мусулманға ят иш-һәрикәтләргә бериватқанлар нурғун. Йошурушниң һаҗити йоқки, шуниң ақиветидин орунуп жүргән, сақал қойған мусулманларни көрсәк, чөчүп қарап, кимниң дурус йолда кимниң хата йолда жүргәнлигини чүшинәлмәй һаң-таң болумиз. Бу дегинимиз, бизниң диний саватимизниң төвәнлигини көрситиду.
Чоң-чоң шәһәрләрни бир чәткә қоюп турайли, һәтта өзимиз өмүр сүрүватқан ихчам йезиларниң өзидә йәң ичидә йүз бериватқан қалаймиқанчилиқлар барчилиқ. Шуниң бири «Алля Аят» окультлиқ-мистикилиқ диний еқими. Еқимниң асасини салғучи өзини «Худа» саниған, Чонҗа йезисиниң турғуни, тракторчи болған Пәрһат Абдуллаев. 2007-жилниң 12-апрелида «Аят самопазнание» җәмийәтлик бирләшмиси болуп тиркәлгән. 2008-жили бу еқимниң әзалири өзини-өзи өртәшкә интилиш һәрикити бойичә сотқа тартилған. Бүгүнки таңда «Алля Аят» еқими Қазақстанда мәнъий қилинған еқимлар қатариға ятиду. Һәқиқий мусулман үчүн Худа бир. Әлвәттә, әқил-һоши җайида инсанға буни чүшәндүрүшниң һаҗити йоқтур.
Узун сөзниң қисқиси, бу еқим һелигичә қанунсиз түрдә йолға қоюливатиду. Чонҗа йезисиға елимизниң тәвә-тәвәлиридин, һәтта МДҺ әллири билән жирақ әт әлләрдин «Алля Аят» еқими бойичә давалинишқа келиватқанларниң сани көпийиватиду. Һә, бәзи бир чонҗилиқлар буни күн көрүш көзигә айландуривалған. Йәни, давалинишқа кәлгәнләрни тошуп жүргән таксистлар, өйини иҗаригә бериватқан аилиләр тапавәтни дәймиз дәп, биринчидин Аллаға қарши чиқса, иккинчидин қанунға хилап иш-һәрикәткә бармақта. Ойлап көрүң, ағриғиниң шипасини издәп чәт яқлардин кәлгән даваланғучилар наһийәмизгә ағриқ еп кәлмәктә, у аз болғандәк аришаң сулирида чомулуп, аһали саламәтлигигә чоң ховуп туғдурмақта.
Мошу һәвални рәткә кәлтүрүш үчүн Чонҗа йезилиқ округиниң һакими вә жигитбашлири изчил иш елип бармақта. Йеқинда, дәл шу мәхсәттә Чонҗа йезилиқ округи һакиминиң орунбасари Тимур Тойшибеков вә иҗтимаий бөлүмниң баш мутәхәссиси Бақитгүл Акадиева вә имам, жигитбашлириниң қатнишиши билән баш қошуш өткүзүлди. Қаралған мәсилә – «Алля Аят» еқимини тохтитиш. Униң үчүн авал иҗаригә өй берип, шоферлиқ қилип қанунсиз һәрикәткә йол қоюватқан турғунларни дурус йолға селиш керәклиги ейтилип, бүгүнки күндә тәкшүрүш ишлири җәриянида «Алля Аят» еқиминиң әзалириға иҗаригә башпана бәргән 21 турғун өй егилириниң ениқланғанлиғи мәлум болди. Жиғин ахирида қатнашқучилар өз ара бир нәччә топқа бөлүнүп, чүшәндүрүш ишлирини жүргүзүшни қолға алидиған болди. Қисқиси, динимизни бурмилимайли, қериндашлар!

Сабирәм
БӘХИТҖАН ҚИЗИ

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

ЖАТ ДІНИ АҒЫМДАРДЫҢ ДІТТЕГЕНІ НЕ НӘРСЕ?

Бүгінгі қоғам өте қызық. Ондағы тіршіліктің қайсысы жақсы, қайсысы жаман деп ойыңды қорытқ…