«Қазақстан мустәқиллик жиллирида Елбасы рәһбәрлигидә намратчилиқ вә қалаймиқанчилиқтин турақлиқ вә гүллинишкә болған тарихтики надир илгириләшни әмәлгә ашурди. Нәқ Тунҗа Президент, партиямизниң Лидери течлиқни, хатирҗәмликни миллий бирликни вә җәмийәтлик разимәнликни тәминлиди. Дуния сәясәтчилири вә экспертлири парчилинип, вәйран болиду, дәп ойлиған Қазақстан дунияниң риқабәткә қабил мәмликәтлириниң қатариға кирди. Елбасыниң ирадиси вә лидерлиғи түпәйли биз йеңи дөләтни қурдуқ, һәқлиқ түрдә униң асасини салғучиниң …