Басты бет Сайлау 2021 СӨЗ ЙҮЗИДӘ ӘМӘС, ИШ ЙҮЗИДӘ…

СӨЗ ЙҮЗИДӘ ӘМӘС, ИШ ЙҮЗИДӘ…

0
407

«Адәмләр мәмликәтниң җәмийәтлик вә сәясий һаятиға паал қатнишишни халайду. Биз партияни йеңилашниң тоғра өлчимини таллавалдуқ. Мәмликәт проблемилирини бирликтә һәл қилиш үчүн очуқ диалогни тәминләш муһим. Праймеризниң вәзиписи – хәлиқ партиявий тизимни шәкилләндүрүш. Риқабәтчилик асасида җәмийәт қоллап-қувәтләйдиған, реал иш әһвалини билидиған, паалийәтчан адәмләрни таллавелиш» дәп елимизниң Тунҗа Президенти-Елбасы Нурсултан Әбишоғли Назарбаев ейтмақчи, «Nur Otan» партиясиниң җәмийәтни җипсилаштуруш вә мәмликәт тәрәққиятини тәминләш йолида муһим роль ойнаватқанлиғи һәқиқәт. 


«Nur Otan» – хәлиқ вә һакимийәт оттурисидики бағлаштурғучи һалқа. Партия һәрбир йезиниң, аилиниң, адәмниң проблемисини ениқлап, жуқуриға йәткүзүшкә вә һәрқандақ мәсилиниң тез һәм тоғра һәл қилиниши үчүн паалийәт елип бариду. Шу җүмлидин, йеқинда наһийәлик мәслиһәткә депутатлиққа кандидат Нурәким Есжан, Анар Дүйсенбайқизи, Бибигүл Абдилова, Арлен Османов, Елнур Ахметов, Алия Алимпияевалар Чонҗа политехникилиқ колледжиға берип, колледж хадимлири билән учришиш өткәзди. Улар көпчиликни алдики сайламда көчбашчи «Nur Otan» партиясигә аваз беришкә чақирди.
Учришиш давамида сөз алған Нурәким Есжан вә Анар Дүйсенбайқизи хәлиқниң ишәнчисигә еришкән «Nur Otan» партиясиниң келәчәктиму әл үмүтини ақлаш үчүн хизмәт қилидиғанлиғини ейтса, Чонҗа политехникилиқ колледжи мудириниң кәспий оқуш иши тоғрисидики орунбасари Сухраб Бабаханов партияни давамлиқ қоллап-қувәтләйдиғанлиғини тәкитләп, қиммәтлик вақтини бөлүп учришиш уюштуруватқан кандидатларға миннәтдарлиқ билдүрди.
Жигирмә жилдин ошуқ вақит ичидә «Nur Otan» партияси мәмликәтниң қудрәтлик сәясий күчигә айланди. Партия мәмликәт регионлирида гражданларниң проблемилирини һәл қилиш бойичә ишини җанландуруп, нәтиҗидарлиқ җәмийәтлик вә партиявий назарәт, Бәш институционал ислаһат вә партияниң 2021-жилғичә бәлгүләнгән Сайлам алдидики программисини әмәлгә ашурушқа киришти. Буниң һәммиси қазақстанлиқларниң турмушини яхшилаш, әл тәрәққиятиниң илгири сүрүшигә иқбал қилип, дөләт сәяситини жүргүзүшкә қаритилған.
«Nur Otan»ниң мәхсити – проблемиларни ениқлашла әмәс, бәлки мәсилиләрни қисқа вақит ичидә һәл қилишни қолға кәлтүрүштур. «Бизниң вәзипимиз – җәмийәттә ишәнчә кәйпиятини пәйда қилиш. Буниң үчүн барлиқ җәмийәтлик, сәясий күчләрниң, бизнесниң, зиялиларниң, экспертларниң вә гражданларниң диалоги керәк. Моҗут барлиқ мәйданлардин пайдилиниш лазим. Ениқ проблемиларни һәл қилиш үчүн мәхсәтчанлиқ ишниң болуши шәрт. Биз гражданлиримизда келәчәккә болған ишәнчини пәйда қилишимиз керәк» дәп Тунҗа Президентимиз тәкитлигәндәк, партияниң асасий мәхсити – хәлиқниң мәсилисини сөз йүзидә әмәс, иш йүзидә йешиштур.

Сабирәм
БӘХИТҖАНҚИЗИ

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

САЯСИ НАУҚАН ЕРЕКШЕ

Ауылдық округ әкімдерін сайлау қарсаңында ел ішінде сайлауалды науқан басталды. Ауданымызд…