«Nur Otan» партиясиниң тәрғибат-тәшвиқат ишлирини әмәлгә ашуруватқан наһийәлик мәслиһәткә депутатлиққа кандидат Нурәким Есжан, Арлен Османов, Зәйнидин Тохсунов, Абдуманап Илахуновлар өз новитидә Дардамту йезисиға ат бешини буруп, Абдулла Розибақиев вә Избасар Мустапаев кочилириниң турғунлири билән учришиш өткүзүп қайтти.
Авал «Nur Otan» партиясиниң сайламалди программиси билән тонуштуруп, кейин аһалиниң тәклип-пикирлиригә қулақ салған кандидатлар йеза хәлқиниң мураҗиәтлирини йәрдә қоймайдиғанлиғиға ишәндүрди. Учришиш давамида аришаң участкисиға йеқин орунлашқан Дардамту йезисида ишсизлар қатариниң йоқниң орнида екәнлиги мәлум болди. Хәлиқ асасән йезилиқ клуб вә дохтурхана мәсилисини сөз қилди. Партия намидин хәлиқниң һалидин хәвәрдар болған намзатлар ейтилған мәсилиләрни һәл қилишқа иқбал қилидиғанлиғини ейтишти.
Иҗтимаий сәясий институти жүргүзгән социологиялик тәтқиқатларниң көрситишичә, қазақстанлиқларниң төрттин үч қисмидин ошуғи “Nur Otan” партиясини қоллап-қувәтләйдекән. Партияни қоллап-қувәтләштә мунчилик жуқури дәриҗиси – пандемия вақтида аһалини қоллап-қувәтләшниң, әкис алақиниң вә җәмийәтлик қобулханиларниң онлайн-каналлирини күчәйтишниң, Елбасы вә дөләт рәһбири тапшурмилирини орунлаш үстидин назарәт қилиш бойичә мәхсәтчанлиқ жүргүзүлгән ишниң нәтиҗиси болди десәк мубалиғә болмас.
Сабирәм
ӘНВӘРОВА