22-декабрь – Электриклар күни. «Төмүрни қизиғида соқ», демәкчи наһийәлик депутатлиққа кандидат бир топ кандидатлар дүшәнбә күни «Алатав Йоруқ компанияси» АҖниң Уйғур наһийәлик электр тармиғиниң хадимлирини кәспий мәйрими билән тәбриклигәч, сайламалди тәрғибат-тәшвиқат ишлирини жүргүзүп қайтти.
Атап ейтсақ, наһийәлик мәслиһәткә депутатлиққа кандидат Нурәким Есжан, Бибигүл Абдилова, Елнур Ахметов, Анар Дүйсенбайқизи, Алия Алимпияева, Арлен Османовлар Валерий Данахунов башчилиғидики «Алатав Йоруқ Компанияси» акционерлиқ җәмийитиниң наһийәлик электр тармиғиниң коллективиға «Nur Otan» партиясиниң сайламалди программисини чүшәндүрүп, хадимларни сайламға паал қатнишип, көчбашчи партиягә аваз беришкә чақирди.
«Алатав Йоруқ Компанияси» акционерлиқ җәмийитиниң наһийәлик электр тармиғида бүгүнки күндә умумән 142 адәм хизмәт қилип, наһийә турғунлирини күндилик энергия билән тәминләп кәлмәктә. Аталған 142 адәмниң ичидә 74 хадим Чонҗида ишләйду. Кандидатлар билән учришишқа аталған 74 хадимниң тәңдин толиси қатнишип, барлиғи бир еғиздин партияни қоллап-қувәтләйдиғанлиғини ейтишти.
Учришиш давамида сөз алған мәзкүр мәһкиминиң мутәхәссиси, «Алатав Йоруқ Компанияси» акционерлиқ җәмийитиниң наһийәлик электр тармиғи мудириниң орунбасари Алик Аликеев кәсипдашлири намидин Елбасы башлиған партиядин зор үмүт күтүдиғанлиғини вә партияниң йемишлик паалийитини, әмәлгә ашуруватқан нәтиҗилик ишлирини жуқури баһалайдиғанлиғини ейтип, алдики сайламниң адил һәм ойдикидәк өтүшигә тиләкдашлиқ билдүрди.
– «Nur Otan» – хәлиқ партияси. Чүнки партия аддий хәлиқниң мәнпийитини һимайә қилиду, әзалириниң сани җәһәттин елимиздики әң чоң партия һесаплиниду», – деди у.
ӨЗ МУХБИРИМИЗ