Басты бет Сайлау 2021 Күчимиз бирликтә

Күчимиз бирликтә

0
635

«Nur Otan» партиясиниң яш һәм мустәқил дөлитимизниң тәрәққиятиға қошқан үлүши зор. Елбасыниң сөзи билән ейтқанда, «Nur Otan» –  җәмийәттики хилму-хил мәсилилиләрни диққәт нәзәридә тутидиған, Қазақстанниң барлиқ хәлқиниң партияси вә реал ишлар, мәмликәтниң келәчиги үчүн җавапкәр партиядур. Һәммигә мәлумки, сайламға мунасивәтлик елимиздә һазир тәрғибат-тәшвиқат ишлири қизғин кетип бармақта. Әлвәттә, наһийәмизму шу җүмлидиндур. Наһийәлик мәслиһәткә депутатлиққа чүшкән кандидатлар күндә дегүдәк «Nur Otan» партияси намидин тәшвиқат ишлирини жүргәзмәктә. 


Йәк-шәнбә күни наһийәлик мәслиһәткә депутатлиққа кандидат Мәулен Нуров, Бибигүл Абдилова, Анар Дүйсенбайқизи, Гүлзат Орынбаевалар «Есіктен – есікке» акцияси асасида дияримизниң салаһийәтлик мөтивәри, наһийәмизниң тәрәққиятиға зор үлүш қошқан абройлуқ яшанған Абдуҗелил Сейитовниң босуғисидин атлап, сөһбәтлишип қайтти.
Партияниң паалийитигә жуқури баһа бәргән мөтивәр алдики сайламдин хәвири бар екәнлигини тилға елип, партияниң наһийәдики тәрәққиятиға һәссә қошқанларниң бири сүпитидә «Nur Otan»ға аваз беридиғанлиғини қәйт қилди. Абдуҗелил Сейитов атайитән издәп кәлгән кандидатларниң алдики ишлириниң йемишлик болушиға тиләкдашлиқ билдүрүп, хәлиқ үчүн басқан мәшәқәтлик йолиниң дағдам болушини тилиди. Әлгә әмгиги сиңгән яшанғанниң ақ дугасини алған кандидатлар партия билән бирликтә техи талай муваппәқийәтләрни қолға кәлтүрүдиғанлиғиға ишәндүрди.
«Партия қазақстанлиқларни, җәмийәтниң барлиқ конструктив вә сағлам күчлирини бирләштүрүши керәк. Биз пәқәт бирләшкәндила һәрқандақ қийинчилиқларни йеңәләймиз. Болупму, мәмликитимиздә турақлиқ вә хатирҗәмликни сақлаш үчүн уйғун иш елип бериш муһимдур» дәп партия рәиси Нурсултан Әбишоғли Назарбаев тәкитлигәндәк, хәлиқ партияни қоллап-қувәтлигәндила һәрқандақ ишниң нәтиҗилик болидиғанлиғи муқәррәр.

Сабирәм
ӘНВӘРОВА

Бөлісу:

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

САЯСИ НАУҚАН ЕРЕКШЕ

Ауылдық округ әкімдерін сайлау қарсаңында ел ішінде сайлауалды науқан басталды. Ауданымызд…