Басты бет Сайлау 2021 Пикирләр инавәткә елинди

Пикирләр инавәткә елинди

0
580

«Қазақстан мустәқиллик жиллирида Елбасы рәһбәрлигидә намратчилиқ вә қалаймиқанчилиқтин турақлиқ вә гүллинишкә болған тарихтики надир илгириләшни әмәлгә ашурди. Нәқ Тунҗа Президент, партиямизниң Лидери течлиқни, хатирҗәмликни миллий бирликни вә җәмийәтлик разимәнликни тәминлиди. Дуния сәясәтчилири вә экспертлири парчилинип, вәйран болиду, дәп ойлиған Қазақстан дунияниң риқабәткә қабил мәмликәтлириниң қатариға кирди. Елбасыниң ирадиси вә лидерлиғи түпәйли биз йеңи дөләтни қурдуқ, һәқлиқ түрдә униң асасини салғучиниң вә баш мемарчисиниң исми билән аталған йеңи пайтәхтни бәрпа қилдуқ», дәйду дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев бир сөзидә. 


Президентимиз ейтқандәк, бүгүнки Қазақстанниң асасини салғучи Елбасы Нурсултан Әбишоғли Назарбаевниң әл тәрәққиятиға қошқан төһписи бебаһа. Буни сөз билән ейтип йәткүзүш мүмкин әмәс, әлвәттә. Мустәқилликниң дәсләпки жиллиридики Қазақстан билән бүгүнки Қазақстанниң пәрқи – Тунҗа Президентимизниң оттуз жиллиқ мәшәқәтлик әмгигиниң йемишидур. Дөлитимизни путидин тик турғузған Милләт лидериниң утуқлуқ қарарлириниң бири – «Nur Otan» партиясини қуруши болди. Чүнки әл тәрәққияти билән партияниң паалийити бир-бири билән чәмбәрчас бағланған. Та бүгүнки күнгә қәдәр партия елимизниң сәясий йетәкчи күчи ретидә дөләт сәяситини әмәлгә ашуруп кәлмәктә. Җүмлидин, бүгүнки күнниң муһим мавзусиға айланған праймеризму шу түркүмдики ишларниң бир көрүнүши десәк хаталашмаймиз.
Наһийәлик мәслиһәткә депутатлиққа кандидат Нурәким Есжан, Анар Дүйсенбайқизи, Бибигүл Абдилова, Аида Алимпияева, Арлен Османов, Елнур Ахметовлар хәлиққә хизмәт көрситиш мәркизи, Уйғур наһийәси бойичә йәр кадастри вә қозғалмайдиған мүлүк бөлүми, шундақла, №5-коррекция мәркизи вә реабилитациялик кабинетиниң хадимлири билән учришиш өткәзди. Улар учришиш қатнашқучилириға «Nur Otan» партиясиниң сайламалди программисиниң йәттә йөнилишини тонуштуруп, сайламниң бийилқи алаһидиликлирини чүшәндүрди.
Хош, учришиш давамида сөз алған хадимлар сайламға бир кишидәк ат селишидиғанлиғини тәкитләп партияниң хизмитидин йеқиндин хәвәрдарлиғини ейтти. Шуниң билән қатар, Чонҗа йезисиниң Нурлы 1,2,3 кочилири билән бурунқи батальон ихчам наһийәсиниң кочилириға чирақ орнитиш, асфальтлаш, әхләт төкүлүшигә йол қоймаслиқ вә телефон бағлинишиниң начарлиғи тоғрилиқ мәсилиләрни оттуриға қойди. Турғунларниң тәклип-пикирлирини инавәткә алған кандидатлар қоюлған соалларға нисбәтән тегишлик җавап қайтуруп, оң йешим тепишиға иқбал қилидиғанлиғиға ишәндүрди.

Сабирәм
ӘНВӘРОВА

Бөлісу:

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

САЯСИ НАУҚАН ЕРЕКШЕ

Ауылдық округ әкімдерін сайлау қарсаңында ел ішінде сайлауалды науқан басталды. Ауданымызд…