Басты бет Сайлау 2021 ТИҖАРӘТКӘ ТОХТАЛДИ

ТИҖАРӘТКӘ ТОХТАЛДИ

0
741

Турақлиқни сақлаш үчүн кичик вә оттура бизнесқа кризис әһвалида еғизға толтуруп ейтарлиқтәк ярдәм көрситилди. 178 йеңи иш орнини ечишқа мүмкинчилик беридиған «Иш билән тәминләшниң йол хәритиси – 2020» лайиһәси бойичә 1,9 миллиард тәңгә бөлүнүп, пәвқуладдә әһвал вақтида несийәләр бойичә җәриманиләр билән өсүмләрни һесаплашқа мораторий җәрияланди. Шундақла, зәрдап чәккән шәхсий тиҗарәтчиләрниң кичик, оттура бизнес несийәлири бойичә жүклимиләрни орунлаш муддитини кейингә қалдуруш қараштурулди.
Дәрвәқә, наһийәлик мәслиһәт депутатлиғиға кандидат Муслим Амангелди, Алинур Давутова, Абдуманап Илахуновлар йәкшәнбә күни Чонҗидики тиҗарәтчиләр билән учришиш уюштурди. Бу йәрдә «Nur Otan» партиясиниң сайламалди программиси тонуштурулуп, алда атқурилар ишлар баян қилинди.
– Партия тиҗарәтчиләрни қоллайду. Өлкимиздики кичик вә оттура тиҗарәт – иш билән тәминләштә вә йеза турғунлириниң турмуш сапасини яхшилашта йәшкүчи роль ойнайду. Коронавируслуқ вәзийәткә қаримастин, партияниң мәхсити тиҗарәтчиликни риваҗландурушқа қолайлиқ шараит яритиш. Мошу мәхсәттә «Nur Otan» партияси:
*малийә институтлири арқилиқ йеза егилиги товар ишләп чиқарғучилириниң мәмликәтлик қоллаш чарилирини кәңәйтиш;
*чегарилаш вилайәтләрни қошқанда, сетишниң йеңи нәрқлирини издәш арқилиқ кичик вә оттура бизнесниң тәрәққий етишигә иқбал қилиш;
*аз тәминләнгән аилиләр билән көп балилиқ аилиләрниң «Еңбек» программиси бойичә грантлар билән несийәләр елишиға үлүш қошуш;
*2025-жилға таман «Қарапайым заттар экономикасы» программиси бойичә йеза егилиги мәһсулатлирини ишләп чиқириш вә қайта ишләш бойичә 3 лайиһәни ишқа ашурушқа үлүш қошуш;
*«Бизнезтің жол картасы – 2025» программиси бойичә 10 йеңи кәсиплик объект ечиш үчүн бизнесни несийәләшни қоллинишқа иқбал қилишни көзләйду.
Нәтиҗидә кичик вә оттура тиҗарәт субъектлириниң сани 4500дин 4530ғичә көпийиду дәп тәхминләнмәктә, – деди Муслим Амангелди учришиштики сөзидә. Һә, партияниң сайламалди программисида тиҗарәтчиләргә нурғунлиған имканийәтләр яритилғанлиғидин хуш болған көпчилик «Nur Otan» партиясиниң паалийитигә қанаәтлинидиғанлиғини қәйт қилди.

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

САЯСИ НАУҚАН ЕРЕКШЕ

Ауылдық округ әкімдерін сайлау қарсаңында ел ішінде сайлауалды науқан басталды. Ауданымызд…