Җәмийәттә гезитқа йезилидиғанлар тола. Әпсус, уни чүшинип оқуйдиғанлар бәкму аз. Гезитқа йезилиш вәтәнпәрвәрлик болса, униң бәтлиридин ибрәт елиш адимийлик хисләттур. Шундақ бир гезитхумар ана билән сөһбәтлишиш пурсити яр берип, униң сөзлири жүригимниң төридин чоңқур орун алди. Һәр бир еғиз гепидин әдәбиятқа болған қизиқиши, хәлқигә болған муһәббити мана мән дәп чиқип туриду. Бир әмәс, бир нәччә гезитниң бирму бетини ташлимай оқуп …