Басты бет Тағзым ҒАЛИБИЙӘТ ТОЙИ НИШАНЛАНДИ

ҒАЛИБИЙӘТ ТОЙИ НИШАНЛАНДИ

0
3,366

У күни әтрапни пүркигән қара туман йоқап, көктә қуяш парлиди. Етилған оқниң садаси тохтап, шатлиқниң нәғмиси яңриди. Аниларниң көзидин қайғуниң йеши әмәс, хошаллиқниң йеши ақти. Қан төкүлгән зиминға қайтидин җан пүтүп, яңза-яңза гүлләр порәк ачти. Чүнки у күни уруш ахирлашти! Дүшмәнгә бойсунмиған ата-бовилиримиз ғалибийәтниң туғини көтәрди. Аләмгә течлиқ орниди. Шаир ейтқандәк, «У күни 9-май еди»! Шуңлашқиму, шу күн һәм шу күнни әта қилған ата-бовилиримизниң әрлиги унтулмайду!


«Йеңиш күни», «Ғалибийәт мәйрими», «Течлиқ мәрикиси» дәп атилип тойлинидиған 9-Май – мәйрәмләрниң улуғидур! Бийилму бу мәйрәм течлиқ орниған һәр өлкидә өз дәриҗисидә атап өтүлди. Җүмлидин, наһийәмизму униң сиртида әмәс, әлвәттә. Тәвәмиздики һәр йезида течлиқниң тойи тойланди. Болупму, наһийә мәркизи һесаплинидиған Чонҗа йезисида уюштурулған мәйрәмлик тәнтәнә һәммидә бөләкчә тәсират қалдурди. Биринчидин, наһийәлик мәдәнийәт өйиниң алдиға жиғилған җамаәтниң санида чәк болмиди. Мошундақ мәйрәмлик кәйпият илкидә наһийә башчилири билән уруш ветеранлири дағдуғилиқ түрдә Улуқ Вәтән уруши қурванлириға беғишланған һәйкәл алдиға гүлдәстиләрни қоюп, бир минут сүкүнат сақлап, вапат болғанларни әскә алди. Андин новәт «Мәңгүлүк полк» намайишиға берилди. Течлиқ үчүн көз жумғанларниң рәсими жуқури көтирилип, җәңчи атилиримизниң әрлиги әвлатлар қәлбидә мәңгү улуқлинидиғанлиғи йәнә бир қетим испатланғандәк болди.
Ғалибийәтниң 73 жиллиғиға беғишланған «Әрлиги – әлгә мирас, әвлатқа шиар» дәп аталған мәрикилик иш-чарә мәмликәтлик гимнимизниң орунлиниши билән башланди. Мәйрәмлик чаридики дәсләпки сөз һөрмити наһийә һакими Шөһрәт Нурахуновқа берилди. Наһийә һакими Ш.Турдахун оғли авал хәлиқни Улуқ Ғалибийәтниң 73 жиллиғи билән тәбрикләп, бу күнниң әһмийити һәққидә сөз қозғап, наһийәмиз бойичә Улуқ Вәтән уруши ветеранлардин пәқәт тоққузи қалғанлиғини, әпсус, жилдин-жилға уларниң қатари азийиватқанлиғини тилға алди. Бүгүнки бәхитлик һаятимиз үчүн шу қәһриманлар алдида мәңгү қәриздар екәнлигимизниму тәкитлиди. Наһийә һакими жүрәк сөзлири билән тәбригини үч тилда изһар қилди. Мошундақ мәйрәмлик тиләкләрни наһийәлик ветеранлар кеңишиниң рәиси Нурвәг Сейитов, №2534-һәрбий бөлүминиң командири, полковник Бауыржан Тасимов, наһийәниң мудапиә ишлири тоғрисидики бөлүминиң башчиси, капитан Султанмурат Гаппаровлар давамлаштурди. Кейин бир хил форма кийгән №1-2-3-4-5-Чонҗа оттура мәктәплири оқуғучилириниң намайиши мәрикилик чарини техиму җанландуривәтти.
Мәрикилик иш-чариниң ахири концертлиқ программиға улашти. Ғалибийәткә беғишланған вәтәнпәрвәрлик нахшилар қәлбимизни техиму роһландуруп, унтулғусиз тәсиратқа бөлиди. Бу күн көзи тирик қәһриманлиримизға һөрмәт көрситилип, вапат болғанларниң роһиға беғишлинип дуга оқулди. Течлиқниң қәдир-қиммити несиһәтлинип, мәйрәмниң маһийити мәдһийиләнди.

Сабирәм
ӘНВӘРОВА

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

ТАСҚАРАСУДЫҢ КӨГІН ЖЫР ТЕРБЕДІ

Шығысы шекара, батысы Бұғыты тауларымен танымал, әлемге Шарын шатқалымен әйгілі, қасиетті …