Бир аз жиллар илгири уйғур мәһәллисиниң бир мечитида җүмә намизи оқулуп болғандин кейин, җамаәтләр билән өз ара сөһбәтлишип олтираттуқ. Олтарғанлар арисидин бир мойсүпәт киши орнидин туруп: – Балам, сиздин сорайдиған бир нәрсә бар еди, – дәп сөз башлиди һелиқи киши. – Өмрүмму ахирлишиш алдида туруватиду. Мениң жиққан мал-дунияримму хелә бар. Шуниң үчтин бир бөлүгини мән өлгәндин кейин җиназә мәрасимим вә …