Яхши адәм. Умумән қандақ инсанни биз «Яхши адәм» дәймиз? Әң муһими өзимиз яхши адәм болалидуқму? Бу соалларға динимизда һәр тәрәплимә җавап берилгән. Йәни, қисқичә ейтқанда, жүригидә һарамлиқ йоқ, өзигә немә тилисә, башқиларғиму шуни тиләйдиған, муһтаҗларға ярдәм қолини сунуп, яхшилиқ қилиштин ялиқмайдиған инсанларни «яхши адәм» дәп ейтимиз. Лекин ундақ инсанлар камдин-кам учрайду.
Бир қаримаққа, йенимизда яхши инсанлар толуп жүргәндәк билиниду. Ашкарә ейтсақ, турмушимиз яхшилинип, һойлимиз кәңийип, янчуғимиз қелинлиса, алди-кәйнимиздики инсанларниң һәммиси яхшидәк көрүниду. Әмәлиятта, бешимизға күн чүшсә барлиғи һасан-һүсәндәк тезла ғайип болиду. Пәқәт, миңдин бири қайғумизға ортақлишип, һаҗитимиздин чиқип, ярдәм қолини суниду, халас. Маддий җәһәттин мүмкинчилиги яр бәрмисиму, роһимизни көтирип, җанға дава сөзлири билән қоллап-қувәтләйду. Улар яхшилиқ қилғинини миннәт қилмайду, пәқәт соваплиқ иш дәп билиду. Яхшилиқ қилиш мусулманниң пәризи дәп чүшиниду
Дәрһәқиқәт, бәндичиликтә һеч ким өзини яман демәйду. Бирақ яхшилиқ қилишқа интилидиғанлар санақлиқ. Базарларда «Алтун ялатқан» сахта зибу-зиннәтләрниң көпийип кәткинидәк, аримизда қой терисини йепинған бөриләр йетәрлик. Шуңлашқиму, яхши адәмләрни яман адәмләрдин айриш қийин.
Конилар «Оң қолиң бәргәнни, сол қолуң көрмисун» дегән сөзни бекар ейтмиғандә?! Бирақ, һазир бу ибрәтлик сөзни билидиғанлар, чүшинидиғанлар азийип кетип барғандәк… Бу заман янчуғиңда пулуң болса, атақниму сетип, абройниму жиғип беридиған күнгә йәткүзди. Байлар байлиғини коз-коз қилип, айда-жилда бир сәдиқә таритип, «яхши адәм» дегән «таҗни» кийип, һәр җайда өзини көрсәткүси келиду. Хәлиқниң алдиға чиқип сөз-сөзләп, бәргинини аләмгә җар салиду. Житимға төрт тал дәптәр бәрсиму, төрт қәвәт өй селип бәргән адәмдәк өзидин-өзи рази болуп, кекитип сөзләйду. Мана шундақ җәмийәттики бәзи наданларниң яхшилиқ қилиш услубини көрүп, камситишму дәп қалисән бәзидә. Чин жүрәктин, нийәт қилип берилмигән сәдиқидин совап тәгмәйду. Яхшилиқ қилмаң әмәс, қилиң. Амма намиңизни чиқириш үчүн әмәс, гунаһлириңиздин тазилинип, дозақ отидин қутулуш үчүн, мусулманлиқ пәризни өтәш үчүн!
Көплигән адәмләрниң сәвийәсидә «Башқилар маңа немә қилса, шуни қайтуримән» дегән пикир орнап қалған. «У маңа яхшилиқ қилмиса, мән униңға немә үчүн яхшилиқ қилаттим!» дегән шәйтанниң аздуришидин хали болуң. Чүнки динимизда: «Яманлиққа яхшилиқ билән җавап қайтуруш пәқәт сәвирлик инсанларға мунасип хасийәт. Бу һәрикәт инсанға көплигән несивә елип келиду…» дейилгән. Яхшилиқ қилған инсанни Алла қайтурумсиз қоймайду. Шуңа, қилған яхшилиғиңизниң қайтишини адәмдин әмәс, Алладин күтүң! Әң болмиғанда, қандақ яхшилиқ қилишни билмигән һаләттә, һеч кимгә зиян кәлтүрмисиңизла купайә. Яманлиқтин жирақ, яхшилиққа йеқин болуң. Башқиларниң яман йеқини әмәс, яхши йеқини көрүшкә тиришиң.
Әгәр сиз әтрапиңиздики яхши адәмләрни тонуғиңиз кәлсә, төвәндики шеиримға җавап издәп көрүң:
КИМЛƏР БАР?
Шатлинип, бəхиттин күлəр күнлəр бар,
Азаплиқ, қайғуруп өтəр күнлəр бар.
Күлгəндə əмəс, бəлки йешиң аққанда,
Қəдирлə, қешиңда шу чағ кимлəр бар?
Амəт кеп, байлиғин төкəр күнлəр бар,
Тəғдириң нанға зар етəр күнлəр бар.
Янчуғиң қелин əмəс, тешилгəн чағда,
Қəдирлə, қешиңда шу чағ кимлəр бар?
Атақ-даңқиң пəлəккə йетəр күнлəр бар,
Дəрт-һəсрəт ишигиңни чекəр күнлəр бар.
Аброюң өссə əмəс, гəр дəпсəндə болса,
Қəдирлə, қешиңда шу чағ кимлəр бар?
Йолуңда гүл-гиялар өсəр күнлəр бар,
Өйүңниң шам-чириғи өчəр күнлəр бар.
Утуққа йəтсəң əмəс, қалғанда тəнһа,
Қəдирлə, қешиңда шу чағ кимлəр бар.
Ғемиң йоқ, қосиғиң тойяр күнлəр бар,
Кийимиң житилип, тозар күнлəр бар.
Йенида жүрсəң əмəс, жүтсəң узаққа,
Қəдирлə, қешиңда шу чағ кимлəр бар?
Өмрүңдə унтулмас талай күнлəр бар,
Пайдисиз, мəна йоқ гадай күнлəр бар.
Һаҗити чүшсə əмəс, һаҗəт болғанда,
Қəдирлə, қешиңда шу чағ кимлəр бар?
Сабирәм ӘНВАРОВА