ВӘСИЙӘТ

0
1,441

Бир аз жиллар илгири уйғур мәһәллисиниң бир мечитида җүмә намизи оқулуп болғандин кейин, җамаәтләр билән өз ара сөһбәтлишип олтираттуқ. Олтарғанлар арисидин бир мойсүпәт киши орнидин туруп:
– Балам, сиздин сорайдиған бир нәрсә бар еди, – дәп сөз башлиди һелиқи киши. – Өмрүмму ахирлишиш алдида туруватиду. Мениң жиққан мал-дунияримму хелә бар. Шуниң үчтин бир бөлүгини мән өлгәндин кейин җиназә мәрасимим вә нәзир-чирақлирим үчүн ишлитишкә вәсийәт қилғандим. Әлвәттә, буниңда совапни көзлидим. Буниңға динимиз немә дәйдекин? – дәп имамға йүзләнди.
– Бу мәсилини көтирип, сориғиниңиз яхши болди. Башқиларму бу мунасивәт билән бу һәқтә мәлуматқа егә болуп қалса һәҗәп әмәс, – деди униң соалиға мәмнун болған имам жигит. – Авал шуни ениқ чүшинишимиз керәкки, Алла таала қуръанда яки Пәйғәмбәр әлйһиссалам һәдисилиридә өлгүчиниң жиназә мәрасими вә нәзир-чирақлири үчүн силәр мәхсәт қилған ишларниң һеч бирини буйриған әмәс, пәқәт өлгүчигә һөрмәт билдүрүш йүзидин үч күнгә қәдәр күлкиләрдин, нахша-музыкиларни яңритиштин жирақ туруш, өлгүчи гунаһлириниң мәғпирәт (кәчүрүм, гунаһини өтәш) қилинишини Алладин сораш, униңға дугани көп қилиш, сәдиқиләрни бериш, өлгүчи аял болса, ериниң униңға үч күн тәзийә билдүрүши, әгәр өлгүчи әр болса, аялиниң униңға төрт ай он күн иддәт тутуши (йәни 4 ай 10 күн толмиғичә ятлиқ болмаслиғи) буйрулған. Амма нәзир-чирақ өткүзүш арқилиқ намратларни, житим-йесирларни вә башқиму еһтияҗ егилирини ғизаландуруш соваплиқ иштур. Динимиз һәр қандақ мусулманниң күчиниң йетишичә буни орунлишини буйриған. Амма униң вақти өлүштин бурундур! Һаят вақтида қилмай, өлгәндин кейин униң һәққидә қилинған сәдиқә, нәзир-чирақ вә башқиму ибадәтләрниң Алла таала нәзиридики қиммити вә етивари аз болиду. Киши өлгәндин кейин униң һәққидә жуқарқи яхшилиқларниң қилинишини вәсийәт қилишниму пайдисиз дейишкә болмайду. Вәсийәт қилғучиниң нийити униң билән шөһрәт тепиш үчүн әмәс, бәлки намратларға, житим-йесирларға яхшилиқ қилиштин ибарәт болуш шәрти билән, әлвәттә, совап берилиду. Амма вәсийәт қилмақчи болған бу яхшилиқларни өлмәстин бурун қилсиңиз буниң совави наһайити чоң болиду.
Қандақла бир иш үчүн болмисун, вәсийәт қилиш сүннәт болғанлиғи етивари билән яхши иштур. Амма һәр кимниң сәдиқә вә нәзир-чирақлириға охшиған яхши ишларни варисларға тапшуруп қойғандин көрә, өзиниң һаят вақтида қилғини шүбһисиз, әладур. Пәйғәмбәр бир һәдисидә: «Әң әвзәл сәдиқә сениң намратлиқтин қорқидиған, бай болушни арман қилидиған күнлириңдә бәргән сәдиқәңдур» дәп көрсәткән.
Диний алимларниң бири, бирәвниң һаят вақтида бәргән сәдиқиси билән, өлгәндин кейин беришкә вәсийәт қилған сәдиқисиниң пәрқини оқуғучилириға чүшәндүрмәкчи болуп, қараңғу түндә йеқилған шамни көтәргиничә, оқуғучилири билән бирликтә бир аз йол меңипту. Арида шамни кәйнигә тутуп меңипту. Бу вақитта чирақ уларниң кәйнидә қалғанлиқтин, йолни рошән көрәлмәй, пайпаслап аран меңишипту. Андин улар шамни бурунқидәк алдиға елип маңғинида йолни очуқ, рошән көрүшкә башлапту. Бу вақитта һелиқи алим оқуғучилириға қарап:
– Балилирим, көрдүңларму? Һаят вақтида сәдиқә бәргән билән, өлгәндин кейин сәдиқә беришкә вәсийәт қилғанниң пәрқи әйнә мошуниңға охшаш болиду, – дәпту.
Вәсийәт қилиш сүннәт болған болсиму, өлгүчиниң мирасини мирасхорлириға қандақ бөлүши һәққидә вәсийәт қилиши бекар әмәстур. Мундақ вәсийәт етиварға елинмайду. Чүнки, мирасниң тәхсиматини Алла таала өзи беваситә бәлгүлигән болуп, Қуръан кәримниң «Ниса» сүрисидә бу мәсилә наһайити ениқ баян қилинған. Шу вәҗидинму (сәвәп, әп) йоқтур. Өлгүчи әгәр өлүштин бурун мирасхорлиридин бәзисигә бир нәрсә бәрсә болиду, амма өлгинидин кейин бирәсигә артуқ мирас берилишини яки берилмәслигини вәсийәт қилғини бекардур. Ислам нәзәридә мундақ вәсийәтләр етиварға елинмайду. Шуниңдәк, балилар арисида адил болмастин, уларниң бәзисигә көп бир нәрсә берип, биригә аз беришиму ислам нәзәридә хатадур. Әгәр бири балилиридин бирини оқутмай яки униңға тирикчиликниң кәсиплиридин бирәр кәсип үгәтмәй, аилиниң турмушини қамдаш ишида өзигә шерик қиливалған вә башқа балилирини оқутуп, хизмәткә орунлаштуруп, маашлиқ қилған болса, мундақ кишиниң өзигә шерик қиливалған мәзкүр балисиға көпирәк мирас берилишини вәсийәт қилиши җаиздур (иҗра қилишқа рухсәт қилинған, иҗазәт берилгән, йол қоюлған, орунлуқ). Мундақ вәсийәтни орунлашқа болиду. Чүнки мундақ бала аилә еһтияҗиниң – җүмлидин, қериндашлириниң келәчигиниң қурвини болған һалда, аилиниң жүклирини ата билән биргә көтирип, башқа қериндашлириниң оқуп, маашқа егә болушиға шәрт-шараит яратқан екән, униңға мирастин артуғирақ беришкә вәсийәт қилиш тоғридур.

Вәсийәт қилғандиму мал-дуниясиниң үчтин биридин көпини вәсийәт қилмаслиғи шәрттур. (вәсийәт униң мирастин алидиған несивиниң сиртида, әлвәттә). Чүнки мирас алмақчи болған мал-дуния мирасхорларниң һәққидур. Амма буниңдин башқа, балилириниң бирәсини яман көрүп қалғанлиғидин яки униң бәзи «тәнтәкликлиридин» нарази болғанлиғидин уни мирастин мәһрум қилиш яки айрим муамилидә болуш қәтъий хатадур. У болса Алла тааланиң нәзәридә чоң гунаһтур, – дәп олтарған көпчиликкә мәслиһәт бәрди яш имам.

Худавәди
МӘҢСҮРОВ

  • Ялғузниң яри…

    (Яки атиниң ағриған қәлби) (һекайә) У күн бойи, ай бойи, жил бойи ялғуз болуватқинини жүри…
  • Хәсийәткә толған мунбәт макан

    ЙЕҚИНДА ТАЛДИҚОРҒАНДА «ХӘСИЙӘТЛИК ҚАЗАҚСТАН» ҖУМҺУРИЙӘТЛИК ИЛМИЙ-ТӘТҚИҚАТ МӘРКИЗИНИҢ УЮШТУ…
  • ЙЕҢИ САНАӘТ – ДӘВИР ТӘЛИВИ

        Қазақстан дуниядики һәр хил синақларға тақабил туруп, сүръәт билән ихтисадий тәрәққият…

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

ЖАТ ДІНИ АҒЫМДАРДЫҢ ДІТТЕГЕНІ НЕ НӘРСЕ?

Бүгінгі қоғам өте қызық. Ондағы тіршіліктің қайсысы жақсы, қайсысы жаман деп ойыңды қорытқ…