Бүгүнки таңда елимизниң җай-җайлирида Президентимизниң «Келәчәккә нишан: Мәнивий йеңилиниш» мақалисиға мувапиқ урпи-адәт вә миллий мәдәнийитимизгә мунасивәтлик бәлгүләнгән чариләр өткүзүлмәктә. Буниңдин илһамланған Чоң Дехан жутиниң яшлири билән яшанғанлири, 10 жил муқәддәм қурулған мечитниң җөндәш ишлирини қолға алған еди.
Шуни алаһидә тәкитләш лазимки, бу йезида қазақ вә уйғур милләтлиридин болуп 192 түтүн истиқамәт қилиду. Өзи кичик жут болсиму, униңдин йетилип чиққан шаирлар Илья-Бәхтия, Һезим Бәхниязов, Қазақстан Язғучилар Иттипақиниң рәиси Нурлан Оразалин, «Хәлиқ Қәһримани» Мөрдүн Тейипов, тонулған мәдәнийәт вә сәясәт әрбаби Заманбек Батталханов вә башқиму намайәндиләр бизниң иптиһаримиздур. Уларниң роһлири, тириклириниң мәслиһәтлири бизни илһамландуруп, йүксәк ишларни қилишимизға асас болмақта. Җүмлидин, жутдаш З.Батталхановниң тәшәббуси билән мечит ясалған еди. Униңда көплигән яшлиримиз динимизға хас алаһидиликләрдин бәһир алди, иманлиқ болди, нәтиҗидә ана жутиниң әлалиғини сезинди. Бийил бу улуқ җайниң селинғиниға он жил болуп, қисмән җөндәш ишлирини тәләп қиливатқанлиғини жут имами көпчиликкә хәвәрлигән еди. Хәвәрдин вақип болған жут әһли тез арида иш-чарилирини ясап, ишқа киришкән. Барлиқ вәзийәтләрни мәһәллә җамаәтчилиги өз боюнлириға елип, мечитниң ичи вә тешини толуқ җөндәштин өткүзди вә башқиму һаҗәтмәнликлирини ясап, ишни ахириға йәткүзди. Бу ишқа Алмута шәһиридә истиқамәт қиливатқан балилиримизму қоллап-қувәтләшни унтимиди. Мечитниң селиниши жут турғунлириниң арисидики инақлиқ, достлуқниң нишани болди. Имамниң тәкитлишичә, пат-йеқинда Улуқ Алланиң өйи болған бу мечитниң селинғиниға 10 жил толушиға беғишлап нәзир-чирақ мәрасимини өткүзүш нийитиниң барлиғини ейтти. Умумән, жут мөтивәрлири яшларниң бу халисанә ишлириға разилиғини билдүрүп, ақ дугалирини бәрди.
Бүгүнки дәвир тәливигә лайиқ, йәни дөләт рәһбириниң көрсәтмилирини мәхсәт қилип орунлаватқан бу қериндашларға бизму «Худа йолида атқуруватқан ишиңлар бәрикәт тапсун, мусулманлиқ меһриңлар солмисун» дегән нийәтни билдүрүмиз.
Шаһидин ИМАШЕВ,
Кичик Дехан йезилиқ округиниң яшлар иши бойичә методист-уюштурғучиси