Басты бет Рухани жаңғыру МӘҢГҮЛҮК ӘЛ ВӘ БИЗ!

МӘҢГҮЛҮК ӘЛ ВӘ БИЗ!

0
3,075

… «Роһи үстүн, әмгиги мол, бирлиги мустәһкәм Мәңгүлүк әл болуш үчүн биздә һәммә нәрсә бар. Мустәқиллигимизниң туғини ләпилдитип, һулини мустәһкәмлигән бизниң тарих алдида йүзимиз йоруқ! Бизниң тиригимиз – мустәқиллигимиз, тилигимиз – турақлиқлиғимиз, билигимиз – бирлигимиз!», — дәп Президентимиз Н.Ә.Назарбаевниң ейтқан ушбу сөзлири мәңгүлүк әлниң әвлатлириниң шиариға айланғуси. Чүнки Қазақстанниң келәчигини тиклигүчи – бүгүнки яш әвлат. 


Мәңгүлүк әлгә айлиниш үчүн әң алди билән елимизни Мәңгүлүк әл әткүчи яшлиримизни шуниңға лайиқ етип тәрбийиләп, билим беришимиз, келәчигигә йол ечишимиз һаҗәт. Дәрһәқиқәт, бу җәһәттә билим дәргаһлириниң мәсъулийити һәм атқуриватқан әмгигиму зор. Җүмлидин, йеқинда наһийәлик китапханида «Мәңгүлүк әл вә Биз» мавзусида китапханичи Гүлмария Ермаханова билән №1-Чонҗа оттура мәктивиниң қазақ тили вә әдәбияти пәнлириниң муәллими Алмагүл Мазатбековаларниң бирликтә уюштурушида очуқ дәрис өткүзүлди. Очуқ дәрис Чонҗа №1-рус оттура мәктивиниң 10-синип оқуғучилири билән жүргүзүлди. Униңға мәзкүр мәктәпниң мудири Бәхтигүл Юлдашева вә наһийәлик яшлар ресурслиқ мәркизиниң йетәкчиси Нурсултан Болат оғли вә муәллимләр иштрак қилди.
Очуқ дәрисни өткүзүштики мәхсәт – оқуғучиларниң ички дуниясини мәнивий йеңилаш вә Вәтинимизниң байлиғини қоғдашқа, яш әвлатни елимизни гүллитишкә, билимлик, Қазақстанимизниң келәчиги үчүн ярамлиқ инсанлардин болуп йетилип чиқишқа тәрбийиләш болди. Дәсләп, уюштурғучилар қатнашқучиларниң диққитигә мәзкүр билим дәргаһи тәрипидин тәйярланған видеороликни һавалә қилди. Дәрисни көңүллүк кәйпиятта башлаш үчүн һәммигә тиләкләр йезилған жүрәк сандуқчиларни тарқатти. Андин оқуғучилар билән топлуқ иш елип берилди. Улар «Мәңгүлүк әл» идеясиниң 7 баһалиғини атап ейтип, һәр биригә тәпсилий тохтилип өтти.
Кейин икки топқа қийилған һәрипләрдин сөз қураштуруш тапшурмиси берилди. Бирләшкән топ әзалири үчүн йошурунған сөзләрни тепиш қийинға чүшмиди. Улар «Атамекен», «Патриот» сөзлирини қурап, бу икки сөзниң мәнасини ечип бәрди. Өз ой-пикирлирини йәткүзди. Дәристә Вәтәнгә болған муһәббәт, униң қоғдаш, киндик қенимиз тамған туғулған йәр алдидики борчимиз һәққидә сөз қозғалди. Соал-җавап ишлири жүргүзүлди. Топлуқ ишта, «Санлар сөзләйду» тапшурмиси билән оқуғучилар рәқәмләр мунасивәтлик йүз бәргән вақиәләрни тепип, санларниң сирини ачти. Қәғәздин кәптәр ясап, бир-биригә көңүлдики изгү тиләклириниму ейтти.
Дәрисни елип маңғучилар мәмликәт тәрипидин яшларни қоллашқа қаритилған «Дипломмен ауылға», «Студенттік баспана», «Жасыл ел», «Болашақ», «Серпін» қатарлиқ программиларниң изчил әмәлгә ешиватқанлиғини атап ейтти. Һәммимизгә мәлумки, бүгүнки күндә елимиздә миңдин ошуқ балилар вә яшлар уюшмилири иш елип бармақта. Бу болсиму, дөләтниң яшларға чоңқур көңүл бөлүдиғанлиғиниң ярқин испатидур. Дәрис қатнашқучиларниң орунлишидики «Атамекен» нахшиси билән йәкүнләнди.
Көрүп турғуниңиздәк, ушбу очуқ дәристә оқуғучилар топлуқ иш-һәрикәткә, бирликкә, өмлүккә тәрбийилинипла қоймай, әмәлий иш жүргүзүш, ой-пикрини очуп ейтишта қабилийитини бир қәдәр көтәрди. Чонҗа №1-оттура мәктәпниң мудири Бәхтигүл Юлдашева очуқ дәрискә қатнашқан синипларға грамота тапшурса, Н.Болат оғли болуп өткән дәрисниң тәрбийәвий һәм мәнивий әһмийити зор болғанлиғини тилға алди.
Елимизниң келәчиги – яш әвлат аң-сәвийәси ойғақ, адәмгәрчилиги вә мәнивий ойлаш дәриҗиси жуқури, мәдәнийәтлик, парасәтлик, иманлиқ һәм инсаплиқ, саватлиқ, патриот, өз ели үчүн һармай-талмай әмгәк қилидиған болуп тәрбийилиниши лазим. Әнди, бала тәрбийиси аилисидә, мәктәптә, җәмийәттә қелиплишидиғанлиғи һәқлиқ.

Сабирәм
ӘНВӘРОВА

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

АЛАМАН БИ МӘМБЕТҰЛЫ

Ата тарихын және шежіресін білу – әр ұр­пақтың парызы. «Жеті атасын білмеген же­тесіз» деп…