Йеқинда Қазкақстан Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев мәмликәт конституциясигә йеңи өзгиришләр билән қошумчиларни киргүзүш мәсилилири бойичә қазақстанлиқларға видео арқилиқ муражиәт қилди. Жумһурийәтлик референдумға «Сиз, 2022-жили 6-майда аммивий әхбарат васитилирида елан қилинған «Қазақстан Жумһурийитиниң Конституциясигә өзгиришләр билән қошумчиларни киргүзүш тоғрилиқ» Қазақстан Жумһурийити Қануниниң лайиһисидә баян қилинған Қазақстан Жумһурийитиниң Конституциясигә киргүзүлидиған өзгиришләр билән қошумчиларни қобул қиламсиз?» дегән соал билән «Қазақстан Жумһурийитиниң Конституциясигә өзгиришләр …