Шанхай Һәмкарлиқ Тәшкилатиниң һәжими вақит өткәнсири кәңәймәктә. Униңда мәхсәтләрму, вәзипиләрму толуқтурулуп келиватиду. Астана саммитиниң тәшкилатчанлиқ паалийити жанлинип, қошумчә вәзипиләр әксини тапмақта. Қазақстан Президенти алға сүрүлгән барлиқ тәвсийә-пикирләр ШҺТқа әза дөләтләргә ортақ изгү мәхсәтләргә қол йәткүзүшкә төһпә қошушқа дегән хаһиш нийәттин пәйда болғанлиғини атап көрсәтти. Президент сөзини йәкүнлигәч, қоллиғанлири үчүн Тәшкилатқа әза дөләтләрниң рәһбәрлиригә миннәтдарлиғини изһар қилди. Шуниң билән биллә Хитай …