Президентимиз Қасым-Жомарт Тоқаев бийил Қазақстан хәлқигә икки қетим Муражиәт йоллиди. Март ейида йолланған муражиитини «Йеңи Қазақстан: йеңилаш вә йеңилиниш йоли» дәп атиди. Новәттикиси «Адаләтлик дөләт. Бир пүтүн милләт. Хатиржәм жәмийәт» дәп атилип, алдинқи Муражиәтниң давами сүпитидә қобул қилишқа болиду. Сәвәви дәсләпки Муражиәттә Йеңи Қазақстанни қуруш жәрияниниң башланғанлиғи вә жил бешида йүз бәргән вақиәләр бизгә савақ болуши керәклиги алаһидә ейтилған. Шу …