Инсан пәрзәнди һаятқа кәлгәндин кейин униңға берилидиған әң улуқ немәтләрдин бири бу – тәлим вә тәрбийә һесаплиниду. Ушбу сүпәтләр инсанниң камаләткә йетишидә, изгү мәхсәтләр нийитидә һәрикәтләрни әмәлгә ашуруш йолида ғайәт муһим орунға егә. Бу шәрәплик йолда ата-ана өз балапанлирини (балилирини) асман пәләк йүксәк пәрвазларға тәрбийилигән қуш кәби пидаийлиқ инсаний хисләтләрни намайән қилиду. Һә, балиниң қәлбидә өз хәлқигә вә вәтинигә хас …