(Яки көңүлгә мувапиқ келин) – Апа, сизни момам чақириватиду. «Апаңға ейт, чүштин кейин вақтиға қарап, бир келип кәтсун», – деди. Дилбәрниң авазида Алмирәмгә натонуш бир һәзиллик бардәк билинди. – Течлиқму? Момаңниң өзи яхшиду? – Яхши, охшайду. – Немишкә әнди, охшайду? Очуғирақ ейтивәр. Әгәр мениңдә зөрүр иши болса, һазирла кетиверимән. – Яқ, чүштин кейин, – деди. – Һә, йәнә: «Апаңға ейт, …