Бүгүнки таңда барлиқ йеза егилиги билән шуғулланғучи мәйли кооперативлар болсун, мәйли шәхсий адәмләр болсун өзлириниң язичә қилған әмгигиниң нәтиҗисини көрүдиған пәйтниң кәлгинини билип, һосули тәйяр болған егилик мәһсулатлирини сүпәтлик жиғивелиш тәрәддутиға қизғин киришкән мәзгил.
Мана мәмүрчилик болған күнләрму келип, өзиниң һосулини хәлиққә бәрмәктә. Күзлүк жиғим-терим ишиниң бериши тоғрисида ениқ мәлуматларни билиш мәхситидә наһийәлик йеза егилиги бөлүминиң чоң мутәхәссиси Реһимжан Амаров билән сөһбәтләшкәндә, у иш-җәриянни төвәндикичә чүшәндүрди:
– Бүгүнки күндә күзлүк мәһсулатларни жиғиш ишлиридин пәқәт көмүқонақни сүпәтлик орувалсақ болди, қалған тирикчиликләр өз вақтида әмәлгә ашурулди. Наһийә бойичә 11420 гектар мәйданға көмүқонақ терилгән болуп, һазир 7956 гектар мәйдандики һосул жиғилди, йәни хаманға кәлтүрүлди. Һазирқи елиниватқан дарамәт гектариға 66 центнердин кәлмәктә. Бу болса яман көрсәткүч әмәс. Худа халиса, көмүқонақни жиғивелишни мошу айниң ахириғичә пүтиримиз дәп нийәт қиливатимиз. Һазир барлиқ деханлар күз аптивиниң иссиғида зираәтләрни сүпәтлик жиғивелиш үчүн шиддәт билән әмгәк әтмәктә. Хусусән, бу данлиқ зираәтни көп тәргән Чарин, Таштиқарису вә Баһар йезилиридики деханларниң җанпидалиқ билән етиватқан әмгигини ейтиш мәхсәткә мувапиқтур, – дәп бүгүнки паалийәттин баянат қилди.
– Күзлүк буғдай теришниң кетип бериши қандақ? – дегән соалимизға:
– Бийил наһийә бойичә күзлүк буғдай териш үчүн 490 гектар реҗиләнгән. Униң 105 гектари һайдилип, 70 гектариға уруқ чечилип болди. Кониларниң «Ашлиқ тәрсәң – күзгә тәр» дегән ибрәтлик сөзигә деханлар әмәл қилмақта. Демәк, бу зираәтниңму терилип болушини мошу айдин кечиктүрмәймиз, – дәп җавап бәрди мутәхәссис.
– Малниң қишлиқ йәм-чөпи вә көктатниң жиғиштурулуши қандақ болди?
– Малға йәм-чөп тәйярлаш мәвсүмиму муваппәқийәтлик аяқлашти. Малға чөп тәйярлаш наһийә бойичә бийил 116 миң 200 тоннаға реҗиләнгән еди. Һәр саһа бойичә барлиғи өз мәвсүмини муваппәқийәтлик аяқлаштурди, йәни планни толуқ орунлиди. Көктат мәсилисиму мәхсәткә мувапиқ болуп, реҗиләнгән 1091 гектарға терилгән көктатниң һәр хил түридин елинған һосул деханларниң җапасини қанаәтләндүрүп, хошал қилди, – дәп өзиниң бүгүн-әтә шу тирикчилик қайнаватқан хаманларға, иш орунлириға берип, иш-җәриянниң кетип беришини көрүп кәлмәкчи болған ойиниму ейтти мутәхәссис.
Һә, «җүҗини күздә сана» дегән тәмсил бар әмәсму. Һазир әтики күн үчүн болидиған мәйли күзлүк, мәйли язлиқ жиғим-терим ишидики бу күзлүк мәвсүмниң әвзәллигини билип, униң үчүн вақитни ғенимәт сезип, әстаидил әмгәк әткәндила һосулумиздин мунасип дарамәт алидиғанлиғимиз җәзмән. Мутәхәссисниң мәлуматиға ишиниш билән қарисақ, қилиниватқан тирикчиликләр билән әмгәкләр қанаәтләндүриду, әлвәттә.
Худавәди
МӘҢСҮРОВ