Президентимизниң хәлиққә һавалә қилған «Келәчәккә нишан: Мәнивий йеңилиниш» мақалисини тәрғибат-тәшвиқат қилиш ишлири һелиғичә өз давамини тепип кәлмәктә. Йеқинда наһийәмиздә болуп қайтқан «Роһаний карван» шулар жүмлисидиндур. Һәммимизгә мәлумки, бу күни Чонҗа йезисида уюштурулған иш-чариләрниң санида чәк болмиди. Қисқиси, «Роһаний карван»ниң садаси пүткүл наһийә хәлқиниң қулиғиға йәтти. Йеңилиниш һәққидә турғунларниң чүшиниги молайди, көзи ечилди.
Наһийәлик мәдәнийәт өйидә өткүзүлгән активтин кейин, Чонҗа №4-оттура мәктәптә «Әхбаратлиқ чүшәндүрүш ишлири – диний саватимизни көпәйтип, мәнивий байлиғимизни тәрипләйду» мавзусида илғар диншунас алимларниң әхбаратлиқ чүшәндүрүш топиниң әзалири билән дүгләк үстәл уюштурулди. Униңға асасий җәһәттин яшлар, Чонҗа политехникилиқ колледжиниң студентлири, Чонҗа йезисидики билим дәргаһлириниң жуқарқи синип оқуғучилири паал қатнашти. Дүгләк үстәлдә вилайәтлик «Жетісу» гезитиниң баш муһәрририниң орунбасари Жуматай Әмреев, «Ұлы мұра» җәмийәтлик фондиниң мудири Тимур Нүсипхановлар сөз елип, яшларға дин һәққидә тәпсилий чүшәндүрүш ишлирини жүргүзди. Уларниң хата еқимға чүшүп кәтмәслиги, дин һәққидә толуқ чүшинип йәтмәй туруп, натоғра йолдики инсанларниң кәйнидин маңмасилиғи үчүн һаятий мисаллар билән бағлаштуруп, тәпсилий мәлумат бәрди.
ХІХ әсир интернет қанат яйған дәвир. Шуңа көп вақтини көк экранға тәлмүрүп өткүзидиған яшлиримизниң, интернет хизмитидин пайдиланғанда пәхәс болушқа чақирди. «Ватсап», «ВК», «Facebook», «Инстаграм» қатарлиқ тор бәтлиридә нурғунлиған топларниң ечилип, уларниң тәңдин толиси яшларни хата пикиргә тәрбийиләватқанлиғини әпсуслиниш билән тилға алди диншунаслар. Яшларниң саддилиқ қилип, мана шундақ топларниң қармиғиға илинип қалмаслиғини истиди. Қатнашқучилар тәрипидин соаллар қоюлуп, ян-яқлиқ җавапму елинди.
«Роһаний карван» даирисидә өткүзүлгән иш-чариләрниң бири Чонҗа йезисидики мәркизий базар мәйданида өткүзүлгән көргәзмә болди. Бу иш-чарини «Роһаний карван»ниң тәркивидә болған вилайәтлик дин мәсилилирини тәтқиқ қилиш мәркизиниң мутәхәссислири уюштурди.
«Роһаний карван»гә бағлиқ Чонҗа йезилиқ №3-мечитта «Дин ара инақлиқ – келәчәккә мустәһкәм қәдәм» дегән мавзуда диний бирләшмә йетәкчилири билән учришиш өткүзүлди. Униңға вилайәтлик дин ишлири башқармисиниң башчиси Рахмет Есдәулетов, Қазақстан Мусулманлири Диний башқармисиниң Алмута тәвәси бойичә вәкил имами Қуаныш Наржанов, наһийәмиздин имамлар, проваслав дининиң вәкиллири қатнашти.
Мәзкүр жиғинда бүгүнки күндики диний мәсилиләр вә ушбу вәзийәттин чиқиш йоллири қараштурулди. Сөз алған «Роһаний карван»ниң йетәкчиси Рахмет Разбек оғли: «Дин – җәмийәтниң үстидин қарайдиған саһа. Әң чоң байлиқ – мәдәний, диний баһалиқлар» дәп тәкитләп өтти. Шундақла, у өз сөзидә бүгүнки бирлигимиздә елимиздики дин ара мунасивәтләр һәм барлиқ динларға берилгән әркинликниң муһим роль ойнайдиғанлиғини тилға алди. Йәни, 130дин ошуқ милләтниң бирлик риштиси – һәр хәлиққә берилгән диний бирликниң асасида мустәһкәмләнди дегән гәп.
Көрүп турғунимиздәк, Сирия қатарлиқ бәзи бир чәт әлләрдики вәзийәт пүткүл аләмни вәһимигә салмақта. «Қой терисини йепинған бөриләрдәк», өзлирини ислам йолида дәп ейтип, қоллирини қанға бояватқанлар сансиз. Әпсуски, бу аң-сәвийәси оғиланған инсанларниң иши. Йошуридиғини йоқ, елимиздә сақал өстүрүп, қара рәхт билән үсти-бешини пүркәп, хата еқимда жүргәнләр йоқ әмәс. Биз бу мәсилини мошу баштин қолға алмисақ, ичтин келидиған ховуп бара-бара чоңийиду. Р.Есдәулетов вә Қ.Наржановлар өз сөзигә мана мошу сөзләрни тирәк қилди. Учришишқа келип қатнашқан имамларға чоң мәсъулийәт жүклиди. Йезилардики дин ара бирликни назарәт қилип, аһалә хәлқигә дурус йол көрситишни җекилиди. Шүбһисизки, бу қетимқи учришиш, ислам дининиң инсанни изгүлүккә башлайдиған дин екәнлигини йәнә бир қетим ениқ көрситип бәрди.
Наһийәлик мәркизий дохтурханиниң мәҗлис залида «Саламәтлик – келәчәк капалити!» намлиқ диний сәвәпләр билән вакцина, қан қуюштин баш тартқан пухралар билән чүшәндүрүш ишлири жүргүзүлди. Униңға вилайәтлик саламәтликни сақлаш башқармисиниң баш мутәхәссиси Ләйлә Серикбаева алайтән қатнашти. Саламәтликни сақлаш мәһкимилириниң башчилири, вакцина салидиған медицина хизмәткарлири, вакцина, қан қуюштин баш тартқан пухраларға һәр тәрәплимә мәлумат берилип, вакцина селиштин қорқушниң һаҗити йоқ екәнлигигә ишәндүрди. Хусусән, пәрзәнтлиригә вакцина салғузушқа қарши чиққан ата-анилар Ләйлә Пернебай қизиға соаллири билән мураҗиәт қилип, чүшиниги молайди.
Сөзниң қисқиси, «Роһаний карван» наһийәмиз хәлқигә чоңқур ой ташлиди. Йеңилинишқа йол ачти десәк артуқ ейтқанлиқ болмас.
ДИЛИМИЗ ТАЗА БОЛСУН
Алдинқи һәптиниң пәйшәнбә күни наһийәмиз даирисигә вилайәттин бир топ тәрғибатчи-тәшвиқатчи зияли хадимлар келип, Президентимизниң «Келәчәккә нишан: Мәнивий йеңилиниш» мақалиси асасида жүргүзүливатқан ишларға тохтилип, уларни хәлиқ ичидә несиһәтләшкә тегишлик жәриянларни атап өтти.
Җүмлидин, шу күни Чонҗиниң мәркизий мечитида наһийәдики барлиқ имамларниң баш қошқан жиғилиши болди. Жиғилишқа кәлгән вилайәтлик динлар башқармисиниң башчиси Рахмет Есдәулетов қатнишип, бүгүнки дин тәрәққиятидин нәмуниләр кәлтүрди. У өз сөзидә: «Исламийәт алиминиң данишмәнлири, диянәт дуниясиниң ихласмәнлиригә рошән вә очуқ болсунки, һазир һәм кәлгүсиниң бәхит-саадити, шарапити иман (нийәт) вә яхши әмәл (яхши иш)ларни қилиш билән мәйданға чиқиду. Ислам дининиң муқәддәс қануни болған «Қуръан Кәримниң» бир қанчә йеридә иманни яхши иш билән бирләштүрүш һәққидә, йәни нәзәрийәни пайдилиқ әмәлият билән бағлаштуруш тоғрисида алаһидә айәтләр кәлтүрүлгән… Иттипақлиқ, илим-мәрипәт, инсап вә адаләт өз қудритини көрситип жәбир-зулум, ихтилап, икки йүзлүк һәм илимсизлиқ заваллиққа йүз тутти. Исламниң абройи вә һәйвитидин униңға хилап иш қилғучиларму һәйранлиқ вә ғәм-әндишә ичидә қалди. Бу болсиму, Улуқ китапта көрситилгән, пәйғәмбиримиз әйнән йәткүзгән яхши әмәлләрниң нәтиҗиси һәм хасийитидиндур…» деди. Шундақла, «муқәддәс динимизни башқа еқимдики рәңвазлиқ динлардин асирап, уларниң сәп-сата усуллиридин динимизниң тазилиғи үчүн әң авал ички сезимимизни пак, дилимизни рошән қилип, һәр қандақ шараитта мериванлиқ туйғусида иш тутсақ мөмүн мусулман әһлиниң, Президентимизниң бүгүнки қойиватқан тәләп-истәклирини толуқ орунлиған болумиз» дәп башқарма башчисиниң сөзини қоллап-қувәтлиди вилайәтниң назарәт вәкили Қуаныш Наржанов.
Андин наһийә имамлири өзлирини қийнаватқан бәзи бир мәсилиләрни оттуриға қойди. Җүмлидин, келиватқан яш имамларниң турақсизлиниши, башқичә ейтқанда, өйниң йоқлуғи, айлиқ маашиниң болмаслиғи, уларни тәнтиритип қойиватқанлиғини, шундақла, Сүмбә йезисида имам хизмитини атқуруп келиватқан кишиниң вапатидин кейин, мошу күнгичә имамниң сайланмиғанлиғи һәммини ечиндуруватқанлиғини ашкарә қилди. Бу мәсилиләрни һәл қилишниң йолини қараштуридиғанлиқлирини роһаний карванниң тәрғибатчилири болған вилайәтлик дин башқармисиниң вәкиллири ейтти.
Илаһим, динимиз таза болуп, иманимиз пак болғай!
РОҺИЙ БАЙЛИҒИМИЗ — КЕЛӘЧӘККӘ НИШАН
Наһийәлик китапхана залида наһийә жутлириниң мөтивәрлири вә мәдәнийәт хизмәтчилириниң роһаний карван топиниң әзалири билән баш қошқан учришиши болуп өтти. Учришиш роһаний карван реҗисигә мувапиқ «Миллий роһ – мәнивий йеңилинишниң асаси» мавзусида болди.
Бу учришишқа наһийәлик ички сәясәт бөлүминиң рәһбири Гүлжаһан Әликеева йетәкчилик қилди. У бүгүнки учришишниң маһийитидин қатнашқучиларға тәпсилий чүшиникләрни бәрди. Шундақла, мәзкүр мавзу бойичә қатнишип олтарған меһманларни тонуштуруп, сөзни вилайәтлик роһаний карван топиниң вәкили, Қазақстанға хизмәт көрсәткән артисти, «Бикен Римова» намидики театрниң актрисиси Алмахан Кенжебековаға бәрди:
– Бүгүнки таңда елимиз һәммә яқтин йүксәлгән әл; мәйли иҗтимаий-ихтисат, мәйли мәдәнийәт билән мәрипәт, мәйли инсанийлиқ борч вә башқиму тәрәпләрдин камал тепип, дуния әллириниң илғарлар қатаридин көрүнүшкә шиддәт билән илгириләватқанлиғини өз турмушимизда көрүп келиватимиз. Һазирқи вақитта өзимизниң мәнивий байлиғимизни өзгәртип, йәни ички дунияримизни һәқиқий мәнада йеңилап, өзимизни вә келәчәк варислиримизни вәтәнпәрвәрлик, меһриванлиқ, инсанпәрвәрлик туйғуларда тәрбийиләп, уларниң эстетик һис-туйғулирини ойғитип, адил вә сағлам ғайә егилиридин болуп йетилишигә зәмин яратқандила елимиз Президенти Н.Назарбаевниң мәхсәт қилип йоллиған мақалисиниң толуқ һөддиидин чиққан болумиз, – дәп мәхситини түрлүк қизиқарлиқ мисаллар арқилиқ мәдһийиләп, тәсвирләп тиңшиғучиларға йәткүзди.
Андин кейин сөз алған вилайәтлик ақсақаллар кеңишиниң рәиси Ермек Келемсеит:
– Мән бу диярға келип, қарадала хәлқиниң әмгәкчанлиғини, меһирванлиғини, инақлиғини көрүп интайин хурсән болдум. Бу мәнзил хәлқиниң меһмандостлуғи һарписида милләтләр ара достлуқниң нә қәдәр мустәһкәм екәнлигини көрдим. Бу йәрдә миллий роһтики тәрбийиниң алийлиғи, иззәт-һөрмәтниң көрүнүши, муамилидә сипайилиғи мени қайил қилди. Әң әвзили келәчәкниң әзизлири аталған, йәни һаятлиқниң қамуси болған қизлар арисидики тәрбийә мени роһландурди. Демәк, миллий роһта тәрбийә көргәнликниң ақивити дәп билимән. Униңға сәвәп болған қериларниң яки яшанғанларниң көрсәткән тәрбийиси. Бу болсиму, бизниң бүгүнки тәрәққиятимизниң аста-аста йолға чүшүп, миллий роһимизниң йүксиливатқанлиғиниң ипадисидур. Шундақла инсанпәрвәрлигимизниң нишанисидур. Әнди биз мөтивәрләр билән яшанғанлар өзимизни, шу ақсақаллиқ көрүнүшимизни, ипадиләйдиған қәдир-қиммити жуқури мөтивәрләрдин болуп, қерилиқниң әхлақини сақлап, үлгә боларлиқ хисләтлиримиз билән яшишимиз әвзәлдур. Шуңа пәқәт пак диллиқ, миллий роһи жуқури, вәтәнпәрвәрлиги җошқун болуп, миллитини, хәлқини, Вәтинини сөйгән пәрзәнтләрни тәрбийиләп йетилдүрүш бүгүнки күнниң асасий мәсилилириниң бири, – дәп өзиниң башқа жутларда көргән-билгәнлирини, турмушта болуватқан қисмән сәлбий җәриянларниму тилға алди.
Умумән алғанда, бу учришиш қатнашқучиларға роһий йеңилиниш бойичә зор савақ болди. Учришиш ахирида Г.Әликеева мәнивий йеңилиниш хусусида тәрғибат-тәшвиқат қилип кәлгән меһманларға миннәтдарлиғини билдүрди.