(Яки көңүлгә мувапиқ келин)
– Апа, сизни момам чақириватиду. «Апаңға ейт, чүштин кейин вақтиға қарап, бир келип кәтсун», – деди.
Дилбәрниң авазида Алмирәмгә натонуш бир һәзиллик бардәк билинди.
– Течлиқму? Момаңниң өзи яхшиду?
– Яхши, охшайду.
– Немишкә әнди, охшайду? Очуғирақ ейтивәр. Әгәр мениңдә зөрүр иши болса, һазирла кетиверимән.
– Яқ, чүштин кейин, – деди. – Һә, йәнә: «Апаңға ейт, һеч нәрсигә аварә болмисун, өзила кәлсун. Чүшәндүрүп ейт», – деди.
– Дилбәр, сән соалимға җавап бәрмидиң…
Шәнбә әмәсму, һәммә ишләйдиған аяллар охшаш Алмирәмму бир талай өй ишлирини реҗиләп қойған еди. Дилбәр артуқчә һеч нәрсә демәй: «Апа, дәристин кейин гимнастикиға баримән. Йәнә кәч қалсам хаватирланмаң», дәп чиқип кәткән болсиму, Алмирәмниң қоли ишқа бармиди. «Иш қилип, течлиқ болса болдиғу», дәп шивирлиди өзичә. Һойлидики дәрәқтәк йоған гүлләргә су чечип, бәргилирини сүртимән дәп чиқтидә, хиял сүргиничә, қолидики қачини тутқиничә туруп қалди. Уни ериниң рәмәтлик болуп кәткән рәпиқисиниң аниси – Дилбәр билән Диярниң момиси немишкә чақирди? Яки Дилбәрму, Диярму момисиға берип бир нәрсә дейишмигәнду? Яқ, немә дейишлири мүмкин? Балилири билән аримиздин һеч нәрсә өтмиди. Мана бүгүнму Диярға: «Оғлум, бәлким, һәдәңни әгәштүрүп жүргән балилардин хиҗаләт болуватқансән. Уни мәктәпкә өзәм апирип қояй, мән бүгүн өйдиғу», дегән еди. Дияр: «Немә дәватисиз, апа? Балиларниң маңа һәвәси келидиғу. «Шундақ шох һәдәң бар, йол бойи һеч қандақ зерикмәй-миз», дейишиду», деди.
Бәри бир Дилбәрниң бу сөзидә бир тәшвиш бардәк билинәтти. Алмирәм бошап, айвандики диванға олтарди.
Буниңдин бир нәччә жил авал икки балиси билән ялғуз қалған әркәккә турмушқа чиқишқа разилиқ бәргинидә аниси лөм-лөм қилип жиғлапту:
– Балилириға рәһмим келиватиду, уларда немә гуна, көзлири мөлдүрләп турупту, дәйсән. Лекин бирәвниң балисиға ана болуштин қийин иш йоқ бу дунияда! Буниң үстигә балиларниң бовиси, икки тағиси вә икки һәдиси бар екән. Һеч кими болмисиму, сөз үгәткүчилири, тирнақ астидин кир издигүчилири болмисиму мәйли. Улар яхши адәмләр болуши мүмкин. Лекин бевақит дуниядин өткән җигәрлириниң орнида сени көрсә, өз-өзидин жүриги көйүверидиғу. Немиләрниду қилғуси келип, шу қәлби түвигә айрилиштин таш болуп чөккән азапни тарқатқуси келиверәтти. Адәм-затниң тәбиити шундақ. Миң яхши болсақму, мәнму, сәнму шу ишни қилимиз. Йәнә бир рәт яхшилап ойлап көр. Кейин: «Мәнғу тәҗрибисиз едим. Йешим оттузға йеқинлашти. Әнди шу яштики бойдақ жигит тепиламду, йоқму, дәп тавакәл қилдим. Ана, сиз бу һаятниң нә-нә чиғир йоллиридин өттиңизғу. Немишкә мени тоғра йолға салмидиңиз?», – дәп маңа тәнә қилип жүрмә! – дегән еди.
Аниси бу сөзләрни ейтқинида Алмирәм аллиқачан турмушқа чиқиш қарариға келип болғанди. Шуниңға қаримай, аниниң сөзи бекар кәтмигән еди. Новәттики учришишта Мәттайирға:
– Үзүр, сиз рәпиқиңизниң йеқинлири, аниси, ини-сиңиллириниң алдидин өттүңизму? Шәриәттә шундақ қилидекәнғу, – дәп сориди.
Мәттайир:
– Алмирәм, мән сизгә бир сөзни ейтип берәй. Худа рәһмәт қилғур рәпиқәм җан бәргән вақитта, қейинанам йәттә яшлиқ Дилбәр билән бәш яшлиқ Диярни анисиниң алдиға елип кирип: «Худайим анаңларни интайин яхши көридекән. Мана, анаңларни елип кәтти. Силәр жиғлимаңлар, хапа болмаңлар. Дадаңлар силәргә йеңи апа елип келиду», дегән. Қейинанамниң мәртлигини көрүп, һаң қетип қалған едим. У киши шу пәйтләрдин башлап, та һазирғичә пәрзәнтлиримни роһий җәһәттин йеңи аниниң келишигә тәйярлиди. Мән көпирәк сәпәрдә болғанлиғим үчүн анисидин айрилған балилирим кичик апилириниң, момилириниңкидә болатти. Шунда қейинанам: «Балам, сиз жил толушини күтмәң, өйлиниң. Биз һәр қанчә яхши көрсәкму, балилириңизға ата-ана болалмаймиз», дәп қистиған. Һәтта өзи бир тул аялға әлчиликкиму киргән.
Мәттайирниң сөзлиридин кейин Алмирәмниң пәришан жүриги сәл течланғандәк болған еди. Турмуш қурғандин кейин, қейинаниси униңға: «Алмирәм, балилар момисиниңкидә. Биз жирақта турғанлиғимиз үчүн йезиға уларни елип кетәлмидуқ. Әнди иккимиз уларниңкигә берип, балиларни елип келәйлуқ. Әтә Дилбәрниң тәтили түгәйду. Диярму тәйярлаш топиға чиқиши керәк», деди. Алмирәмниң жүриги интайин вәс-вәскә чүшкәнди шунда. Тоғра, келин болуп келиштин авал Мәттайир балилири билән тонуштурғанди. Алмирәм уларда өзигә нисбәтән һеч қандақ қаршилиқ һисни байқимиди. Әксичә, ана қәлбини, ана меһригә зөрүрлигини сәзгәнди. Шундақ болсиму, қейинаниси башлап барған өйгә айиғи титирәп кирди. Дилбәрму, Диярму хуш-хойлуқ билән көрүшишти. Қизи чин дуниға кәткинидә, үстигә кийгән һаза кийимини йәшмигән ана Алмирәмни қучақлап, узақ жиғлиди. Бар авазини чиқирип жиғлиди. Қейинаниму, Алмирәмму, һәтта өйдә ким болса, һәммиси жиғлиди. Жиғидин кейин ана артуқ сөз қилмиди. Алмирәмгә уни-буни дәп нәсиһәтму қилмиди. Чай ичип болғач, Алмирәмниң қейинаниси:
– Қуда, биз тәғдиргә бир нәрсә дәләлмәймиз. Әнди келиним рәмитиниң өмрини мону қара көзләргә қошуп бәрсун, шуларниң өмүрлири узақ болсун. Бир өлүм билән бир аилә оңтәй-тоңтәй болған болсиму, сиз билән бизниң қудичилиғимиз өзгәрмәйду. Биз балиларни елип кетәйлуқ, дәп кәлдуқ, – деди.
Алмирәм «балиларниң момиси йәнә пәрияд көтәрсә керәк», – дәп ойлиған еди. Яқ, у Дияр билән Дилбәрниң пешанисидин сөйүп:
– Апа дәңлар. Апаңларниң сөзидин чиқмаңлар, – деди.
Алмирәм диванда олтирип, чоңқур хиялға берилип, узақ олтарғанлиқтин янпашлири ағрип кәтти. Лекин орнидин туруп жүрмиди. Бир пәс арқисини, биқинлирини силап, исситқандәк қилди. Алмирәм олтарған бойи кейинки вақиәләрни, балилири билән болған мунасивәтлирини хиялидин өткүзди. Бәлки, бирәр җайда хатаға йол қойғанду…
Алмирәм Дилбәрниң бойи узунлиғидин, сәл иңгишип маңғанлиғини сезип қалди. Бир-икки мәртә:
– Бешиңни көтирип маң, қизим. Қиз балиниң пәқәт чеһриси әмәс, жүрүшиму чирайлиқ болуши керәк, – дәп көрди.
Яқ, Дилбәрниң бешини егип жүрүш адити қалмиди. Алмирәм уни гимнастика өмигигә бәрди. Авал устази: «Қизниң йеши чоңирақ екән, әнди оңай әмәс», дәп қийналған болсиму, кимдиндур Алмирәмниң өгәй ана екәнлигини аңлиған охшайду, көзидә яш билән: «Қени әнди, һәммә ана сиздәк болса», дәп Дилбәрни өмәккә қобул қилди. Дилбәрму бир-икки қетим: «Дәрислиримни тәйярлисам яхшиди, буниң орниға», дәп жүрдидә, кейин өзигиму яққан охшайду, җан дили билән қатнишиватиду. Жүрүшиму оңлинип қалди. Һәтта хошнилар; «Алмирәм һәдә, Дилбәр аққуштәк сүзүп жүриду. Һәммимизниң һәвәси келиду, бизму қизлиримизни шу өмәккә беримиз» дейишти.
Бәлки, момиси шуниңдин рәнҗигәндур. «Қиз балини оттуриға чүширип, баш-бойнини ечип, немә қилмақчисиз? Өзиңизниңкини халиғиниңизға бериң, мениңкигә тәгмәң», демәкчи еди. Дияр… Кейинки мәзгилләрдә Диярниң ястуғи астидин зәнжир яки ялтирақ түгмәсиман нәрсиләр чиқишқа башлиди. Алмирәм кочида гаһ бурниға, гаһ қулиғиға, бойниға ялтирақ нәрсиләрни теқивалған өсмүр вә жигитләрни көрүп жүргәнлиги үчүн саат сетип алди, оғул балиға хас: рәқәмлири йоған-йоған…
– Оғлум, әгәр неминиду таққиң келиватса, мана мошу саатни таққин. Чүнки бәзи сениң тәңдашлириң, сениңдин чоңирақ балиларниң қолида, боюн-қулақлирида һәр хил тақинчақларни көрүватимән. Һәр ким өзигә ярашқан ишни қилиши керәк, – деди.
Шуниңдин кейин Диярниң ястуғи астидин, янчуқлиридин ундақ бемәна нәрсиләр чиқмиди.
Еһтимал, ейтқинини қилған болсиму, Диярниң көңли өксидимекин? «Өз анам болғанда…» дегән гәпни момисиниң алдида дәвәттимекин? Яки униңға телефон елип бәрмигәнлигидин рәнҗидимекин? Алмирәмниң мәйличә болса, телефон елип бәрмәкчи. «Мәнъий қилинған нәрсә аһаңдарлиқ билән өзигә тартиду. Қолида болса, қизиқиши сөниду», дәп көрди.
Лекин Дилбәр: «Апа, балилар телефониға қандақ рәсимләрни селивалғанлиғини көрсиңиз, икки дуниядиму Диярға телефон елип бәрмәттиңиз. Немини көрүш мүмкин, немини көрмәслик керәклигигә әқли йәтсун, кейин елип берисиз», деди.
«Дилбәрниңму бир билгини бардур», дәп Алмирәм оғлиға телефон елип бериш мәсилисини кейингә қалдуруп жүрүпту.
Момиси өзи телефон сетип алған болсичу? «Сән елип бәрмисәң, мана, мән елип беримән», дәп пешанисиға дақап турсичу?.. Йоғуси, ундақ тетиқсиз момайға охшимайду. «Мәнму бәндиғу. Қайси бир нуқтилардин йеңилишим мүмкин. Лекин нәврилиримгә тирнақтәк яманчилиғим йоқ», дәймән. Ақ башлиқ, чоң яшлиқ, униң үстигә балисидин, нәвқиран қизидин җуда болған аниға қаттиқ сөзләшкә боламду? Алмирәм ахири шу тохтамға келип, орнидин турди.
– Қизим, Дилбәргә ейтқанғу «Апаң һеч нәрсигә аварә болмисун», дәп…
Момай аппақ кийимдә өй төридә ястуққа йөлинип олтиратти. Үстидики кийимләрниң рәңги шундақ қилдиму яки башқиму, момайниң үзи дакидәк аппақ еди.
– Аварә дегиниңиз немиси? Бу азла ясалған қуймақ…
Алмирәм момайниң қаршисида олтирип, елип кәлгән тәхсисини ачти.
– Қизим, «бу кәмпир немишкә мени чақирдекинә», – дәп һәйран болма.
– Яқ, немишкә әнди? Өзимиз чапсан-чапсан йоқлап турушимиз керәк еди, иш билән болуп…
– Балиларни әвәтип турисиз, шуниңғиму рәхмәт!
Момай шундақ дедидә, көрпә астидин бир түгүн алди. Адәмниң муштумидин йоғанирақ түгүнчә тоқулған гиләм қапчуқ ичигә селинған еди. Момай титиригән қоллири билән түгүчни ачти, зибу-зинәтләр! Алмирәм теқивалидиған нәрсиләргә анчә қизиқмисиму, қолила бирла некаһ үзүги, қулиғида қиз чеғида алған кичиккинә һалқисидин башқиси болмисиму, аяллиқ сезими билән түгүнчидики зибу-зинәтләрниң көплиги вә қиммәт баһалиғини билди.
Йолдиши қизимға тез-тез қиммәт баһалиқларни соға қилатти. Өзиму балдур кетишини билмигән. Һаятқа, чирайға, мана мундақ нәрсиләргә тойматти. Таққуси келиверидиған…
Момай қизини әслиди, әтималим, көзлирини яш әгиди. Алмирәм сәвирлик берәлмиди, қол яғлиғини ғижимлиди.
– Нәврилиримгә қандақ ана келиду, дәп буларни өзәм елип кәткән едим. Мошу күнгичә сақлап кәлдим. Көп көз яш төкүлди буларға… Худа нәврилиримниң пешанисигә сизни язғини үчүн шүкрим нурғун. Мана буларни елиң. Таққиниңизчә теқиң. Керәк болғанда, балилириңизниң яхши күнлиригә яритисиз.
Момай ахирқи сөзлирини үзүп-үзүп ейтти. Алмирәм тиңирқап қалди.
– Өзиңиз елип қоюң, ялдамиғу. Худа халиса, балилиримни һеч кимдин кам қилмаймән, – деди.
Момайниң қашлири чимирлап:
– Қизимниң жуқумлуқ ағриғи йоқ, – деди.
– Яқ, у дегиниңиз хиялимғиму кәлгини йоқ. Мән өзәмла… Интайин қиммәт баһалиқлардин екән…
– Булар қиммәт әмәс, қизим. Адәмниң қәдри қиммәт. Елиң мән сиздин рази болай. Балиларни сизгә, сизни Худаға тапшурдим.
– Ана, өмрүңиз узақ болсун, Дилбәрниң, Диярниң тойлирида төрдә олтирип бериң, илаһим.
Алмирәм момайни қучушқа жүръәт қилалмиди, лекин «Ана», деди. Момай түгүчни Алмирәмгә йеқинирақ сүрди.
– Апа…
Алмирәм ухлаватқан балилиридин йәнә бир қур хәвәр елип, сәпәрдин қайтқан ериниң алдиға киргән еди. Мәттайирни ғәлитә бир әһвалда көрди.
– Течлиқму?
– Қейинанам аманитини тапшурупту…
– Қачан?
– Һазир, қейининим қоңғурақ қилди.
Алмирәмниң көз алдиға байила өзи авайлап сандуққа селип қойған зибу-зинәт салған түгүнчә кәлди. У һашамәт дәриҗидики түгүк болмай, пәрзәнт отида көйгән, нәврилиригә яхшилиқ тилигән, Алмирәмдин изгүлүк үмүт қилған аниниң ахирқи илтиҗаси, ахирқи вәсийитидәк билинди.
Худавәди
МӘҢСҮРОВ