«Балиниң оюнидин қериниң пути шеқирар» дегән сөзни конилар бекар ейтмиса керәк. Инсан балилиқ чеғида оюнға һеч тоймайдекән. Таң етиши билән тиним тапмайдиған гөдәкләр, күнниң петиши билән өйлиригә аран киришиду. Оюнниң қизиғи түпәйли һарғанлиғини унтуп қалиду. Болупму, язлиқ тәтил күнлирини балилар тәшналиқ билән күтүшиду. Әтиязниң келиши билән язлиқ тәтилни қандақ өткүзүш тоғрилиқ реҗиләрни ясайдиғини һәқ гәп.
Шуни көздә тутқан һалда, оқуғучиларниң язлиқ тәтилини көңүллүк өткүзүши үчүн һәммә билим дәргаһлирида мәктәп ичилик лагерьлар уюштурилиду. Бийилму жилдикидәк Дардамту оттура мәктивиниң оқуғучилири үчүн 9 июнь билән 15 июнь арилиғида язлиқ лагерь болуп өтти. Униңда мәзкүр билим юртиниң устазлири Аймира Усманова, Дилраба Ғенияроваларниң йетәкчилигидики балиларниң тәтил күнлири әстә қаларлиқ болди. Лагерьға 1-синип оқуғучилиридин 23 бала қатнашти. Ушбу лагерьниң һәр күнидә һәр хил қизиқарлиқ мусабиқиләр, оюнлар, концертлиқ программилар уюштурулуп турди. Атап ейтсақ, «Ким талантлиқ?», «Келәчәктә ким болисән?» намлиқ иш-чариләр өткүзүлди. Шундақла, тәбиәт қойниға сәяһәткиму барди.
Язлиқ лагерьларниң балилар үчүн әһмийити зор. Хусусән, тәтил күнлирини телевизор алдида олтирип, яки янтелефондин оюн ойнап өткәзгинидин көрә, вақтини пайдилиқ ишқа қаратқини әвзәлдур. Шуниси ениқки, бу қетимқи лагерьниңму гөдәкләр үчүн әһмийәтлик һәм әстә қаларлиқ болғанлиғиға шәк-шүбһәм йоқ.
Бәхитҗан КЕБИРОВ,
Дардамту оттура мәктиви мудириниң тәрбийә иши бойичә орунбасари