Қазақстан Президенти Қ.Тоқаевниң пәрманиға бенаән, 25-октябрь миллий мәйрәм ретидә нишанлинидиған болди. Тарихқа нәзәр ташлайдиған болсақ, 1993- жили 25-октябрь күни Қаз ССР ниң мустәқиллиги тоғрисидики декларациягә қол қоюлған еди. 2001-жили Қазақстан бу күнни Жумһурийәт күни дәп аммиға елан әткән,амма сәккиз жил нишанлинипла, 2009-жилдин башлап,бу мәйрәмни мәмликәтлик мәйрәмләр тизимидин елип ташлиған еди. Бу миллий мәйрәмниң қайтидин нишанлиниши көпмилләтлик Қазақстанниң һәрбир пухрасини хошаллиққа бөләйдиғини талашсиз,чүнки миллитиниң кимлигидин,қайси динға етиқат қилишидин қәтъий нәзәр Қазақ даласида истиқамәт етиватқан барлиқ милләт вә этнос вәкиллириниң бирлиги вә мустәһкәм достлуғиниң ярқин ипадиси болари ениқ.Сәвәви бир чаңғирақ астида бир нишанда,бир мәхсәтни көзлигән течлиқпәрвәр милләтләр вәкиллири бир бири билән тәң һоқуқлуқ, өз ана тилида оқуп, сөзләп, әркин – азадә паалийәт елип бериши,тижарәтчилик билән шуғуллиниши – Конституциямиз капаләтләндүргән имтиязлар тизми сидур.
Йошурушниң һажити йоқ, 2022-жилниң қанлиқ январь вақиәсидин кейин елимизниң сәясий, мәдәний, ижтимаий һаятида тилға аларлиқ ижабий өзгиришләр йүз беришкә башлиди.
Күнкөрүш дәрижисиниң көрсәткүчи өсти,несийә системисиға өзгиришләр киргүзүлди,көп балилиқ аниларға,балиларға ғәмхорлуқ көрситиштә тилға аларлиқ йеңилиқлар әмәлгә ашурулди. Жумһурийәт бойичә барлиқ оттура билим беридиған мәктәпләрдә башланғуч синип оқуғучилириниң барлиғи бир қетимлиқ һәқсиз тамақлинишқа қол йәткүзди, бу болсиму келәчәк егилири – яшларға дегән ғәмхорлуқниң ярқин көрүниши болуп һесаплиниду.
Инсан һаятидики тепилмас байлиқ – саламәтлик билән течлиқтур,шу нуқтәий нәзәрдин елип қариғанда, бүгүнки таңда көпмилләтлик Қазақстанда биринчи махтинишимиз һәм пәхримиз – течлиқ һаятимиз болуп қалғуси.
Шуңа ушбу улуқ мәйрәм һарписида барлиқ наһийә турғунлирини тәбрикләп, йеңи Қазақстанниң истиқбалини қурушта алдинқи сәптә болушиға тиләкдашлиқ билдүримән.
Заһирәм НОРУЗОВА
#republicdaykz
#kzdayrepublic