Инсан пәрзәнди һаятқа кәлгәндин кейин униңға берилидиған әң улуқ немәтләрдин бири бу – тәлим вә тәрбийә һесаплиниду. Ушбу сүпәтләр инсанниң камаләткә йетишидә, изгү мәхсәтләр нийитидә һәрикәтләрни әмәлгә ашуруш йолида ғайәт муһим орунға егә. Бу шәрәплик йолда ата-ана өз балапанлирини (балилирини) асман пәләк йүксәк пәрвазларға тәрбийилигән қуш кәби пидаийлиқ инсаний хисләтләрни намайән қилиду.
Һә, балиниң қәлбидә өз хәлқигә вә вәтинигә хас изгү-нийәтләр – дәсләптә өйдики ата-аниниң, уруқ-қериндашлириниң беваситә меһнитиниң шарапитидиндур. Һошумни жиғип, ақ-қарини пәриқ қилғандин башлап көргинимму, аңлиғинимму, жисмимға сиңдүргинимму һәммиси – мөтивәрләрни һөрмәтләш, әхлақ-әдәп билән дәстүримизни сақлаш, хәйрихаһлиқ, уруқдашларға адиллиқ, яхшилиқ, жамаәт вә холум-хошниға иллиқ мунасивәт, паклиқ, меһнәт сөйәрлик болған. Кейин рәпиқәм Хәсийәтхан иккимиз аилә қуруп, һаятқа елип кәлгән икки қиз вә бир оғлумизниң бойиға жуқурида аталған меһир-муһәббәтләр кәби хисләтләрниң диллиридин орун алғанлиғини билип, интайин хурсән болдуқ; бир нәччә медаль вә пәхрий дипломларниң саһиби болған қизлиримиз Гүлчихра билән Гүлвира ата-аниниң изи билән меңип, мәрипәт йолида хизмәт қилип, аброй тепиватқан болса, оғлумиз Нурмәһәммәт елимизниң чегара бөлүмидики «Чегара хизмитиниң әлачиси» намида хизмәт қиливатқан, йәни бүгүнки таңда подполковник лавазимида болуп, Алмута вилайәтлик һәрбийләр департаментида тәнтәрбийә бөлүмини башқуруп кәлмәктә. Қисқиси, бизниң аилә әзалирини көпчилик «Устазлар сулалиси» яки «Устазлар аилиси» дәп һөрмәт билән тилға алиду…
Әнди өтмүшкә көз жүгәртсәк, Қазақстан дияриниң Чоң Ачиноқа йезисиға Қазақстан билән чегаридаш ятқан Хитай Хәлиқ Жумһурийитиниң Жағистай мәлисидин өткән әсирниң атмишинчи жиллири көчүп кәлгән атимиз Мәңсүр, анимиз Гүлчәрхан миллий урпи-адәтләрни әстин нери қилмай, давамлаштурди. Атам билән анам әждатлиримизниң дастанлирини (саватсиз адәмләрдин болсиму, шундақла бир айиғидин айрилип, адәмләргә кам арилишидиған анам) ядқа еливалған әжайип инсанлардин еди. Улар хәлиқ еғиз ижадидин сөзлигәндә, қимирлимай олтирип, зеһин билән тиңшаттуқ. Анам миллитимизниң рәсим-қаидилиригә, диниға, тилиға, кийим үлгилиригә, кәштә бесишқа, болупму, бәдиий әдәбиятниң афоризм үлгилиригә алаһидә һәвәс билән қарап, қизиқиш билән ейтип берәтти. Шу чеһрисидин нур йеғип туридиған анам бизгә, қом-қериндашлириниң бала-чақисиға, нәврилиригә дайим бағрини кәң йейип, меһир билән қарайдиған инсан болған. Диний йолидики қаидиләрни сақлап, жутдашлириға үлгә көрсәткәнлигини көрүп, аңлап өстим. Мусулманниң бәш пәризиниң бири болған намазни қаза қилмай, тәбиәтниң һәр түрлүк пәйтлиридә роза тутқанлирини көрүп, мәзгилидә золуққа туруп, ясиған таам ләззәтлирини тетип, биллә олтирип йәттуқ. Ата-анам атмиш яштин алқиғанда тапқан икки оғул, бир қизиниң дилиға есил хисләтләрни сиңдүрди. Хәйрият, улар әмәлдики ишиниң бекарға кәтмигәнлигини тирик вақтида көрди.
Уларниң варислири болған бизниңму өйүмиздә һәр қачан мөтивәрләрни улуқлап, кичикләргә иззәт көрситип, қандашларни яманлимай, жутдашлар вә хошнилар билән ич-қоюн болуш, изгүлүк алақида яшаш – ата-анимиздин бизгә дариған хисләт. Ваһаләнки, ата-анимиз әмгәкчан дехан болғанлиғидин, меһнәтниң қәдрини бойимизға даритти. Анимиз өйдики әрниң, атиниң тутқан орниниң бүйүк екәнлигини үгитип, өзи қери атимизға алаһидә һисдашлиқ билдүрәтти. Әйнә шундақ әнъәнә өйүмиздә давамлиқ еди, йәни жут һөрмитигә бөлүнүп өткән ата-анимиздин ибрәт елип үгәнгинимиз һаятимизда, өзимиз аилә қурғанда, өзимизгә нишан болди, башқичә ейтқанда, өзимизгә әсқатти.
Һазирқи таңда уйғур жәмийитиниң тәрәққиятиға, келәчәк нәслимиз сәвийисигә уйғур хәлқиниң қедимий роһий қәдрийәтлиридин мәлуматлар берип тәрбийиләш – бизниң муқәддәс борчимиз. Мошундақ изгүлүк тапқан ишниң асаси – түрлүк мавзуларда ипадә қилинип, жумһурийәтлик, вилайәтлик вә наһийәлик мәдәнийәт мәркәзләрдә, уларниң шөбилиридә өз әксини тепип, жамаәт арисида хилму-хил иш үлгилирини көрситип келиватиду.
Әлвәттә, әждатлардин мирас болған миллий дәстүр билән қәдрийәтни келәчәккә йәткүзүштә өйдики ана тилиниң сақлиништики әһмийити зор. Чүнки тил һәр бир милләтниң мадари вә өзлигидур.Тилниң набут болуши – милләтниң тунжуққинидур. Өзгә тилларни һөрмәтләп, миллий тил ғәзнисини мустәһкәмләп, уни миллий ғуруримиз билән мәдһийиләп тәрәққий әткүзүшкә үлүш қошидиған муқәддәс тилға айландуришимиз керәк. Өсмүрләрниң бағчида, оттура билим вә алий дәргаһта өз ара мунасивәттә уйғур тилида, йәни өзиниң ана тилида сөзлишигә көңүл бөлүп, камал тепишиға әһмийәт беришимиз лазим.
Ата-ана өйниң ғулимас вә чиримас чинари. У бой тартип, рәң елип, шахарап, гүллигән шақ-путақлириға мәдәт вә сөләт берип, уларниң өсүп-йетилишигә тәбиәтниң бар имканийәтлирини мүжәссәмләштүргән. Ата-ана – һаятқа елип кәлгән әвлатлирини тәрбийә вә билим билән диллирини йорутуп, көңүллирини көтирип, миллий дәстүр һәм инсанпәрвәрлик хисләтләт-дурданилири билән келәчәккә үмүтләндүрүш, һәр тәрәптин йетилгән меһриван, қәдирдан пәрзәнтләрни вайиға йәткүзүши керәк. Шундақ екән, аилидики һәммә – меһир, ғәмхоруқ, миллий дәстүр, инақлиқ билән достлуқ, вәтәнпәрвәрлик, сөйгү вә башқиму тәрбийиләр ата-аниға беваситә бағлиқтур. Шуңлашқа хәлқимиз «Ата болса зулпиқар, ана болса дилхумар…» дәп өз нахшилирида ипадилигән. Жәмләп кәлгәндә, тәрбийә томури – аилидә екәнлигини сезинип, келәчәк әвлатни мәдәнийәтликкә, әхлақлиққа, меһирванлиққа, изгүлүккә дәвәт қилиш аилидики ата-аниниң муқәддәс борчи екәнлигини биләйли!
Худавәди МӘҢСҮРОВ