Басты бет Көкжиек БИЛИМ – ЖИҢНӘ БИЛӘН ҚУДУҚ ҚАЗҒАНДӘК…

БИЛИМ – ЖИҢНӘ БИЛӘН ҚУДУҚ ҚАЗҒАНДӘК…

0
2,714

БИЛИМ – ЖИҢНӘ БИЛӘН ҚУДУҚ ҚАЗҒАНДӘК…

«Һазир бой йетиштуридиған заман әмәс, ой қелиплаштуридиған заман» дәп дөләт рәһбиримиз Н.Ә.Назарбаев ейтмақчи, ХХІ әсир аләмшумул өзгиришләргә толуп-ташмақта. Әлвәттә, барчә йеңилиқниң ачқучи у – билим. Асман пәләк имарәтләрниң, инсанниң әқли йәткүсиз кәшпиятларниң, қисқиси, әтрапимиздики йеңи дунияниң һулини тикләп турған бирдин-бир күч – пухта билимдур. Шуңа, һазир билими күчлүк әлләрла тәрәққиятниң көчини башлап маңалайду. Мана шу көчниң кәйнидә қалмаслиқ үчүн Президентимиз һәр қачан билимлик әвлат тәрбийиләп чиқишни асасий мәхситимиз дәп тәкитләйду. Хәлиққә йоллиған Мәктүблири, мақалилирида қазақстанлиқларниң заман тәливигә мувапиқ өмүр сүрүши үчүн шараит бәрпа қилишни көзләйду. Үч тиллиқ билим бериш, латин алфавитиға көчүш – Қазақстанимизни тәрәққий әткән 30 әлниң қатариға башлап баридиған бир қәдәмдур.

Һаяттин мисал кәлтүрсәк, заманниң тез тәрәққий етиватқанлиғи шунчилик, қолумиздики көпфункционаллиқ янтелефонларниң күн санап йеңи модельлири ишләп чиқириливатиду, әмәсму. Әмәлиятта, биз һәйран қелип қобул қиливатқан барлиқ өзгиришләр инсанниң билимисиз мәвҗут болмас еди. Шуңлашқа қедим заманлардин башлап адәмзат билимни бүйүк билгән. Қийин дәвирләрниң өзидә бүгүнкидәк чоң мәктәп, азадә синип, том-том китаплар болмисиму, мәрипәтниң чириғини өчәргини йоқ. Пәқәт издинишниң нәтиҗисидә шу чирақ мәшъәл болуп, дунияниң қараңғу қирлириниң сирини ачти.
Мустәқиллик алған бу 26 жилниң ичидә Қазақстанимизни дунияға тонутқан йәнила шу билим. «Китап – билим булиғи, билим – өмүр чириғи», демәкчи яш әвлатни дәсләп билим булиғи билән суғиридиған муқәддәс макан – ана мәктивидур. Билим һәққидә сөз қозғисақ, асасий гәп устазларға вә шагиртларға қаритилиду. Мәктәп қойнида тавлинип, чоң һаятқа қанат қақмақчи болған учумкарлар үчүн һәр оқуш жили йеңи өзгиришләрни елип келиду. Атап ейтсақ, мәмликәтлик емтиһан вә БМТ (ҰБТ) мәсилиси. Бийилқи оқуш жили аяқлишип, барлиқ мәктәп тамамлиғучи түләкләр шәртлик түрдә мәмликәтлик емтиһанға қатнашти. Йәни, учумкарлар хуласә аттестацияни 5 пәндин тапшурди. Униң ичидә төрт мәҗбурий пән бар (қазақ тили, рус тили, алгебра билән анализ башланмиси, Қазақстан тарихи) вә таллаш пәни (җәмийәтлик-гуманитарлиқ йөнилиштики яки тәбиәтшунаслиқ-математикилиқ йөнилиштики). Рус, өзбәк, уйғур һәм таҗик тиллирида билим алғанлар қазақ тилидин тест тапшурса, қазақ тилида билим алғанлар рус тилидин тест тапшуриду.
Һәммимизгә мәлумки, 2017-жилқи емтиһанниң жүргүзүлүш тәртивидики тилға аларлиқ өзгичилик – түләкләргә эссе йезиш тапшурмисиниң жүкләнгәнлигидур. Наһийәмизгә тохтилар болсақ, бийил йеза-йезилардики 33 билим дәргаһидин 564 түләк ана мәктиви билән хошлашти вә шу учумкарларниң барлиғи мәҗбурий мәмликәтлик емтиһанға қатнашти.
Емтиһанниң умумий нәтиҗиси наһийә бойичә 47 пайизни тәшкил қилди. Хуш қилидиған йәнә бир йеңилиқ, наһийәмиздин 16 түләк «Алтун бәлгүгә» муйәссәр болди. Атап ейтсақ, Ж.Қудайбергенов намидики оттура мәктәптин 3 оқуғучи, №1-Чонҗа рус, №5-Чонҗа уйғур, №4-Чонҗа қазақ оттура мәктәплиридин һәм Чарин оттура қазақ мәктивидин 2дин оқуғучи, Ғ.Сәдвақасов, Һ.Искәндәров, М.Җәлилов, И.Бәхтия намидики билим юртлири һәм Түгмән уйғур оттура мәктивидин 1дин оқуғучи «Алтун бәлгүниң» саһиби аталди. Шүбһисизки, бу мәзкүр мәктәпләр үчүн чоң бир шәрәп, наһийәмиз үчүн зор махтиниш. «Лекин» дәйдиған бир сәвәп барки, бийилдин башлап «Алтун бәлгүгә» еришкән түләкләргә оқуш мәсилисидә һеч қандақ йеникчилик яритилмиған. Демәк, алий оқушқа кириш қаидиси һәммигә бирдәк болмақ.
Һәш-пәш дегүчә мәмликәтлик емтиһанларму аяқлашти. Әндики синақ – биртуташ миллий тесттур. Наһийәлик билим бөлүмидин алған мәлуматларға асаслансақ, наһийәмиздин 239 түләк өз ихтияри билән БМТға қатнишиду. Әлвәттә, БМТдин жуқури балл алған учумкарлар алий оқуш орниға оқушқа бемалал тапшуралайду. Әнди, БМТға қатнашмиғанлар болса, оқушқа чүшүш үчүн өзи таллиған билим дәргаһидики тесттин өтиду. Жуқурида атап ейтилғандәк, елимиздә билим саһаси жил өткәнсири мурәккәплишип, оқуш қийинлашмақта. Бирақ, шуниң ақивитидә Қазақстан риқабәткә қабил, тез сүръәттә тәрәққий етиватқан дөләткә айланди, әмәсму!
Сөз ахирида, арманлирини қанатландуриватқан 2017-оқуш жилиниң учумкарлириға «ақ йол!» демәкчимиз. Мәктәп қойнидики емтиһан синиғидин сүрүнмәй өткиниңлардәк, алдиңлардики һаят синақлириғиму тақабил туруп, йүксәк пәллиләрни беқиндурғайсиләр!


Сабирәм ӘНВӘРОВА

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

Алматы облысында жаңа инновациялық мектеп ашылды

2024 жылғы 6 қарашада Алматы облысы Еңбекшіқазақ ауданы Рахат ауылдық округіне қарасты Өрі…