Басты бет Бір шаңырақ астында ӘҢ МУҚӘДДӘС – СӘМИМИЙ ДОСТЛУҚ

ӘҢ МУҚӘДДӘС – СӘМИМИЙ ДОСТЛУҚ

0
720

    Инсан һаятидики әң улуқ қәдрийәт – достлуқ. Мән жутумдики милләтләр достлуғи билән пәхирлинимән. Жутумиздики хәлиқләрниң қан қериндаш болмисиму, һаятимиздики милләтләр достлуғи түпәйли һәқиқий қериндашқа айланған орни алаһидә дәп һесаплаймән.

Милләтләр ара достлуқ дегинимиз – у өзгә хәлиқләрниң бир-биригә болған сәмимийлиги, һөрмити түпәйли пәйда болған дәп билимән. Чүнки дөләтниң тириги – хәлиқләр бирлиги, әлниң достлуғи, жәмийәтниң биртуташлиғида. Мениңчә, мошу  үч һиссият сағлам болса, Вәтинимизниң һули мустәһкәм,чаңғириғи жуқури һәм парлақ болиду.  Қазақстан – бир йүз оттуздин ашқан милләтниң бешини қошқан көп милләтлик дөләттур. Мана мәмликитимизниң Асасий қануниға мувапиқ яшаватқан һәр хил этносларниң арисидики достлуқни мустәһкәмләшкә муйәссәр болдуқ. Шундақ әркинликкә егә болған уйғур хәлқи ана тилида оқуп, билим елип, шундақла миллий тилда гезит-журнал, китаплар бесилип, мәдәнийитимиз билән сәнъитимиз пәрваз қилип, әркин яшап, яйрап келиватқинимизниң  өзи достлуғимизниң ярқин ипадисидур.

Бизниң жутумизда һәр хил милләтләр вәкиллири яшап, истиқамәт қилип келиду. Бүгүнки таңда Баһар йезисида 2005 аилә инақ-ижил яшап кәлмәктә. Миллий тәркиви уйғурлар сани – 1263 болса, қазақлар – 706, руслар – 14, башқа милләтләр – 22 тәшкил қилиду.

Бизниң йезида қазақ вә уйғур хәлқи инақлиқта узун жиллар давамида биллә яшап келиду. Бизниң хошнилиримиз  рус, өзбәк, қазақ охшаш қериндашлиримиз. Улар наһайити меһмандост һәм ақ көңүл адәмләр. Йезимизда болидиған һәр түрлүк мәрасимларға жут өмлүктә қатнишип, яр-йөләк болуп кәлмәктә. Той-төкүн, нәзирә-чирақ , түрлүк хошаллиқ вә қайғулуқ дәмләрдиму бир-бири билән һәмнәпәстә яшайду. Жутумиздики барлиқ милләт вәкиллири өз ара бағлиништа болған тиллирини, мәдәнийитини, дәстүрлирини һөрмәтләп, көйүмчанлиқ көрситип келиду. Қайси милләт болушидин қәтъий нәзәр, жутумизниң аватлинишиға, хәлқимизниң паравән турмушта яшишиға һәр бири өз үлүшини қошуп, бир яқидин баш, бир йәңдин қол чиқирип, һәмкарлиқта өмүр сүрүп кәлмәктә.

Мән өз жутумдики һәр хил милләт вәкиллириниң достлуғи билән пәхирлинимән! Бирлик, өмлүк бар йәрдә, һәр қачан ишлар ронақ тепип, һаятимиз парлақ болиду. Мана бизниң жут шундақ меһриван, қериндаш дәп иккиләнмәй ейталаймән. Шуниң үчүнму, биз, Қазақстан келәчигиниң парлақ болушиға, һәр дайим инақ яшап, Жумһурийитимизниң гүллинишигә бир милләт кәби болуп, йеңи Қазақстанниң ихтисадий-ижтимаий мәвқәсини қоллап-қувәтләп, достлуқ шараитта йүксәлдүрүшкә бар күчимизни селишимиз керәк, әлвәттә.

                                                                       Сәйпуллам Һәмраев,

                                                                              Баһар йезиси

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

Ассамблея вәкиллири билән кеңәш өткүзүш

    Қазақстан Жумһурийитиниң Президенти Қ.Ж.Тоқаев «Мениң тапшуруғум билән өлкә башчилири …