Басты бет Денсаулық КӘСПИЙ МӘЙРИМИ НИШАНЛАНДИ

КӘСПИЙ МӘЙРИМИ НИШАНЛАНДИ

0
606

Наһийәлик ағриқханиниң мәжлисләр залида медицина хадимлириниң кәспий мәйрими күнигә беғишланған чоң иш-чарә өткүзүлди. Ақ халатлиқ әвзәл жанларни мәйрәмлири билән тәбрикләш үчүн наһийә һакими Шөһрәт Нурахунов, «AMANAT» партиясиниң ижраий кативи Мәвлен Нұров, наһийәлик мәслиһәтниң кативи Нурәким Есжанлар қатнашти. Наһийә рәһбири Ш.Нурахунов шипакарларға өзиниң ақ нийитини аддий сөзләр билән билдүрүп, уларниң әң жавапкәр иш екәнлигигә тохталди:

– Дохтурларниң алдиға барлиғимиз баримиз. Шуңлашқа силәргә ақ нийитимни изһар қилип йәткүзүш үчүн алаһидә кәлдим, – дәп келәчәктики адәм саламәтлиги үчүн болған әмгәклиригә муваппәқийәтләр тилиди.

Кейин «AMANAT» партиясиниң ижраий кативи Мәвлен Нуров билән наһийәлик мәслиһәт қативи Нураким Есжан чин ихласлирини билдүрүп, кәспий мәйрими билән тәбрикләп, уларға зор саламәтлик тилиди.

Наһийәлик ағриқханиниң баш дохтури Айдин Еликбаев кәсипдашлириға дегән нийитини билдүрүп, «Адәм саламәтлигиниң сақчилири» дегән намға егә болуп жүргән барлиқ ақ халатлиқ жанларни кәспий мәйрими билән тәбрикләп, уларға зор тәнсақлиқ, аилисигә хатиржәмлик, жәмийитимизгә течлиқ билән бирликни тилиди. Шундақла мошу улуқ күни билән өз һаятини адәм саламәтлигини сақлаш үчүн хизмәт қилишқа беғишлиған меһриван жанларға һөрмәт билән разимәнлигини билдүридиғанлиғини изһар қилди. Бемар адәмләрниң жениға арам беғишлаш үчүн пай-петәк болуп жүргән, меһир билән қариған әзиз жанларға чин жүригидин изгү тилигини йоллиди. Әмгәклириниң меһир билән жуғурулуп, ағриқларға көйүнүш билән қариған жанлар һәр қачан алий еһтирамға егә екәнлигини йәнә бир рәт әскәртип, атап өтүливатқан кәспий мәйрими билән сәмимий тәбриклиди.

Андин мәдһийиләш давамини тапти. «Саламәтликни сақлаш саһасиниң әлачиси» дегән төшбәлгүгә Майра Букеева егә болди. КӘСПИЙ ИТТИПАҚ КОМИТЕТИНИҢ ГРАМОТИЛИРИ БИЛӘН АЛҚИШ ХӘТЛИРИГӘ көплигән ақ халатлиқ хизмәтчиләр еришти. Мәйрәмлик кәйпиятниң давами ағриқханида йеңидин тәшкил қилинған тарихий булуң ечилишиға йетәклиди. Бу йәрдә наһийә қурулғандин башлап саламәтлик саһасини башқурған врачларниң портретлири билән тәржимә һаллири йезилип, толуқ бир тамни елип, әжайип бир көрүнүш һасил қилип ясалған. Кәлгән меһманлар уларниң исим-шәрипини оқуп жирақ-жирақларни әскә елишти.

Жәмләп ейтқанда, медицина хизмәтчилириниң күнигә беғишланған тәнтәнә әстә қаларлиқ иш-чарилири билән көңүлләрни көтәрди.

Худавәди МӘҢСҮРОВ

Бөлісу:

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

АИТВ-ке қарсы антиретровирустық терапия оң нәтежиесін беріп жатыр

Алматы облысында АИТВ инфекциясын емдеу бойынша үлкен жетістіктерге қол жеткізілді. Бұл ту…