Басты бет Тағзым СӘМИМИЙЛИГИ ЯРАШҚАН ИНСАН

СӘМИМИЙЛИГИ ЯРАШҚАН ИНСАН

0
4,898

    Балилиқ вә яшлиқ… ойлап көрсиңиз, һәр икки сөзниң арисида йәр билән асманчә пәриқ бар. Лекин йеши өтүп кетип барған адәмләр билән сөһбәт қилсиңиз, улар пат-пат балилиқ күнлиригә хиялән берилип, өмриниң беғубар жиллирини әслигәнсири чирайлири ечилип, кәйпиятлири көтирилип кетиду. Йеқинда Норуз мәйрими күни һарписида  шундақ инсанларниң бири, йәни дили ақ, көңли пак болған Баһар йезисиниң турғуни Һезмахун ака Илахунов билән қурған сөһбитимиздә шу жәриянниң шаһиди болдуқ.

Һәр қандақ жут өзлириниң мөтивәрлири билән пәхирлиниду. Чүнки улар яшлиримизни миллий роһта тәрбийиләп, чоң әвлатниң варислиридин болуп йетилишидә тутқан орни алаһидә. Әйнә шундақ ибрәтлик һаят йоли, хәйирлик ишлири арқилиқ һөрмити қәлб қетида, орни өй төридә болған атилар аз әмәс. Һезмахун ака Илахунов шундақларниң қатаридин.

Бийил сәксән бәш яшқа қарап йүзләнгән атиниң һаяти, өз қурбилириға охшаш, еғир вә жапа-мәшәқәтләр билән өтти. Өзи туғулған Чоң Ачиноқа йезисида йеңидин тәшкил қилинған «Қизил туғ» колхозида йәттә-сәккиз яшлиридила әмгәккә арилашти. Чүнки атиси Илахун Абдурахманов Вәтәнни немис-фашистлиридин һимайә қилиш үчүн Улуқ Вәтән урушиға кәткән еди. Мана мошу дәвирдә аниси Гүлсүмхан Абдурахманова төрт оғул, бир қиз  (Һезмахун, Абләһәй, Турсун, Тельман вә Милинур) билән қелип, аилиниң турмуш-тирикчилиги техиму жиддийлишип кетиду. Мошундақ бир пәйттә бели қатмиған, ана сүтидин әнди айрилған, балиларниң чоңи болған Һезмахун колхоз ишлириға қоюқ арилишип, анисиға яр-йөләк болушқа тоғра кәлди.

Һезмахун ака аниси билән етиз-ериқ ишлириға барди. Томуз айлирида хаманда тулуққа ат минди, ятақ орунлири хаман әтрапидики догиланған саман болди. Таңдин кәчкичә тулуққа ат минсә, кечиси аяллар билән биллә болуп, буғдай соруп тазилатти, чач қилатти.

Бу дәвирләрни ойлап кәткән Һезмахун акам:

– Шу чағларда жуқарқи мәлини «Қизил туғ», төвәнки мәлини «Молотов» колхози дәп бөләтти. «Қизил туғ» колхозиға рәис болуп Мина Идаятов рәһбәрлик қилғинини қисмән билимән. Кейин рәис болған ғалжатлиқ Аллабердиев Мүтәлип вә Оталип дегән кишиләр еди, – дәп өткән жиллардики иш-жәриян билән рәһбәрлик қилған кишиләрни хатирисидин өткүзди. –Хәйрият, шиддәтлик жәңләрниң биридә жараһәт алған  дадам, дала госпиталида давалиниду. Кейин һәрбий комиссияниң қарари билән арқа сәпкә қайтурулған дадам нака болуп, аман жутқа кәлди. Келип колхозниң мелини бақиду. Мәнму нака атамға һәмра болуп мал бақтим. Язниң ямғурлуқ, қишниң шувурғанлиқ күнлиридә далада болуп, мәмликәтниң мелини сақлап қелиш үчүн бар вужудимиз билән әмгәк әттуқ. Кейин дадам  колхозға мирап болуп ишлиди,- дәп еғир тинди у.

Шу еғир жилларда мәктәптә оқуш мүшкүл болди. Шундақ болушиға қаримай, йезидики башланғуч мәктәптә түрлүк яштики балиларни жиғип, билим бәргән Рәхмидин Вәлиевниму әсләп өтти. Башланғуч тәлим алған улар Кәтмәндики оттура мәктәптә оқушқа бариду. У йәрдә 9-синипқичә оқуйдудә, 1954-жили һәрбий сәпкә чақирилиду. Һезмахун ака Украинаниң Новгород-Валенск дегән жайида хизмитини өтәйду. 1957-жили декабрьда һәрбий хизмитини муваппәқийәтлик тамамлиған у, 1958-жили Кәтмәндики орман егилиги мәһкимисигә ишқа кирмәкчи болғанда, бәлгүлүк сәвәпләр билән уни қобул қилмайду. Муңлунуп сиртқа чиққан Һезмахун акиниң алдиға Уйғур наһийәлик ижраий комитетиниң рәиси Сетивалди Баратов тәсадипи чиқип қалидудә, әһвалдин хәвәр тапиду. У мәһкимә рәһбәрлигигә мәслиһәт қилип, униң ишини тоғрилап бериду, йәни Чоң Ачиноқиға орман күзәтчиси хизмитигә тайинлиниду.

У мәхсус билимгә егә болмисиму, амма өз ишиға әстаидил жавапкәрлик билән қарап, рәһбәрликни қайил қилиду. Бу орунда 23 жил тәр төкүп ишләйду: һәр баһар пәслидә тағдики бир нәччилигән гектар йәргә қариғай, ақ қейин вә башқиму мәнзирилик көчәтләрни олтарғузуп, уларни пәрвиш қилди. Нәтижидә йеңи орман пәйда болуп, тәбиәт мәнзириси гөзәлләнгән йешил жаңгаллиққа айланди.

Көрүнишидин әмгәкчан, өзи мунайим, көпчиликкә муамилиси ярашқан, кичик пейил Һ. Илахуновни – 1981-жилғичә орман күзәтчиси хизмитидә ишлигән – Чоң Дехан сәккиз жиллиқ мәктивиниң мудири мәзкүр мәктәпниң  егилик ишлири бойичә орунбасари хизмитигә тәклип қилиду. Бу билим дәргаһида 1987-жилғичә ишләйду. Бу йәрдиму абройлуқ хизмәт қилиду. Бәлгүлүк сәвәпләр билән шу жили әтиязда , наһийәмиздә йеңидин бәрпа болған Баһар (А.Розибақиев намидики совхозға) аилиси билән көчүп келиду. Әмгәкниң қайнимини қайнитип, бир нәччә жил көмүқонақ, бедә шаңлирида звено йетәкчиси болуп ишләп, йеңи совхоз ихтисадиниң көтирилишигә бир кишилик һәссисини қошиду. Арилиқта мал беқиш комплексида ишләп, өзиниң иш биләрмән хислитини намайиш қилип, йәни 1993-жилиғичә әмгәк етип, һөрмәтлик дәм елишқа чиқиду.

Һезмахун акам билән Мәймүнәм һәдәм сөйгән балилиридин 10 нәврә көрүп, 7 чәврә қучти. Хәйият, һәдимиз көрәлмигән һаят қизиғини, акимиз көрүп яшимақта. Униң балилири билән нәврилири Һезмахун акиға миннәтдарлиқ билдүрүп, башлирида көтиришип, тәшвишсиз яшаш имканийитини ясап келиватиду. Бүгүнки күнләрдә нәврилири (оғли Русланму һаяттин өткән) билән келини Малинәм Имаш қизиниң қолида яшап, өзиниң әқлини ейтип, өйниң төридин орун елип жүриду. Шуниму ейтиш лазимки, Һезмахун ака қерилиққа баш әгмәй, өй әтрапидики йеник ишларға, бағдики мевә-чевиләргә қарап, уларни пәрвиш қилиш йоллиридин мәслиһәтлирини берип, несиһәт қилип кәлмәктә.

                                                         Худавәди МӘҢСҮРОВ

                                                              Баһар йезиси

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

ТАСҚАРАСУДЫҢ КӨГІН ЖЫР ТЕРБЕДІ

Шығысы шекара, батысы Бұғыты тауларымен танымал, әлемге Шарын шатқалымен әйгілі, қасиетті …