2019-жили 19-март күни дөләт рәһбиримиз Н.Ә.Назарбаев өзиниң муражиитини барлиқ қазақстанлиқларға йоллиди. Униңда өзиниң хизмити болған ҚЖ Президенти вакаләтлигини тохтатқанлиғини хәвәрлиди. ҚЖ Президентиниң вакаләтлик хизмитигә сенат парламентиниң рәиси Қасим-Жомарт Тоқаевниң намзитини көрситип, уни Қазақстан Жумһурийитиниң Президенти етип тайинлиған пәрманиға қол қойди.
20-март күни күндүзки саат 12,00дә Қасим-Жомарт Тоқаев тәнтәнилик йосунда барлиқ депутат вә рәһбәрликләр алдида қәсәм ядини бәрди.
Һәммигә мәлумки, Н.Назарбаев өзиниң барлиқ билимини, һаятини өз елиниң тәрәққиятиға, инсанлар арисидики бирлик билән разимәнликкә, течлиқ билән һәмкарлиққа, Қазақстан хәлқиниң хатиржәм турмушиға вә башқиму алий жанаплиқ ишларға беғишлап, хәлиқни әң еғир боһранлардин, қийин-қистақлардин дана сәясити һәм бигүрлиги билән сағлам елип чиққанлиғини, Қазақстан елиниң тәрәққиятини өзиниң түрлүк мәзмундики программилири билән йол көрситип көплигән муваппәқийәтләргә йәткүзгәнлигини, шундақла башқиму дуния миқиясидики орниниң алаһидиликлирини атап өткән Қасим-Жрмарт Тоқаев өзиниң иллиқ ләвзини билдүрди.
Н.Назарбаевниң Қазақстан Жумһурийитини бәрпа қилиштики көрсәткән даналиғи билән тиришчанлиғини көздә тутуп, униңға елимизниң әң улуқ атиғи «Хәлиқ Қәһримани» нами билән «Алтун юлтузлуқ» бәлгүни бериши, Астана шәһириниң намини «Нурсултан» намиға өзгәртиши, өлкимизниң һәр қайси шәһәр вә вилайәт мәркәзлиридики чоң кочиларға униң намини бериш һажәтлигини, шундақлак башқиму лавазимлиқ орунларда болидиғанлиғини ейтип, қатнишип олтарған шәхсләргә вә телеканал-радиолар арқилиқ тиңшап-көрүватқан пухраларға изһар қилди. Бу болса Тунжа Президентимизниң һөрмитиниң бәләнтлигини, мәңгүлүк әл үчүн көрсәткән жәсуранә әмгигиниң ярқин йемиши екәнлигини қәйт қилиду.
Биз Тунжа Президентимизниң барлиқ ишлирини йүксәк баһалаймиз. Униң һәр бир йоллиған программилирини давамлаштуруп орунлаймиз. Чүнки у программилар бизниң келәчигимизниң нишани, мәшъилидур. Униң иш-жәриянини мәңгү мәдһийиләп өтүшимиз муқәддәс пәризимиздур
Худавәди Мәңсүров,
пенсионер