Басты бет Мәдениет және руханият МОМИЛАРДИН МИРАС ҚАЛҒАН СҮМӘЛӘКНИҢ ХӘСИЙИТИ

МОМИЛАРДИН МИРАС ҚАЛҒАН СҮМӘЛӘКНИҢ ХӘСИЙИТИ

0
2,023

Елимизниң җай-җайлирида баһарниң йеқинлишиши билән жил немити сүмәләкни тәйярлашниң тәрәддутиға киришиду. Норузниң кириши билән мусулманларниң өйлиридә сүмәләкләр қайнайду. Һәдә-сиңиллиримиз, анилиримиз яхши нийәттә даш қазанни есип, баһарниң әң татлиқ вә әзиз немитини пиширишиду. Сүмәләк пишириш мабайнида холум-хошнилар, дост-бурадәрләр, уруқ-туққанлар билән дидарлишиш, сөһбәт қуруш, оюн-күлкә қилиш үчүнму имкан туғулиду.

СҮМӘЛӘКНИ ТӘЙЯРЛАШ
1. Буғдай тазилинип, илман суда жуйилиду. Жуюлған буғдай сирлиқ қачиға селинип, бир күн ивитип қойилиду. Буғдай сәл бих урғанда, таза фанер яки пленка селинған, қуяш нури чүшмәйдиған җайға йейилиду. Дан йейилған хана һарарити бир хил, йәни йә иссиқ, йә соғ болмаслиғи керәк.
2. Һәр күни йейилған данға мәлум миқдарда су сепилип туриду. Икки-үч күндин кейин буғдай көп-көк майсә болуп, тәкши үнүп чиқиду.
3. Майсилар жиңнә бойиға тәң өскәндә, уни бөләкләргә бөлүп, йейилған җайдин аҗритип елиниду. Кейин гөш қиймилиғучтин (мясоруб) өткүзүлиду. Үстидин су қуюп, арилаштурилиду.
4. Кейин шәрвити (ширниси) дакида сүзүлиду. Һасил болған сүтсиман суюқлуқтин үч рәт шәрвәт елиниду. Йоған қазанға селип қиздурулған пахта йеғида дағлинип, совутилиду.
5. Биринчи сүзүлгән шәрвәт қуйилиду, кейин әгләккә йейип селиниду. Яхшилап арилаштурулған суюқлуқ от ялқунида (отта) қайнитилиду. Қайнап чиққандин кейин, иккинчи сүзүлгән шәрвәт қуйилиду. Буму қайниғандин кейин, үчинчи сүзүлгән шәрвәт қуйилип, жуқури ялқунда қайнитилиду. Қайниғандин кейин, ялқун бир аз пәсәйтилиду. Андин бир хилда қайнавериду.
6. Кәйни-кәйнидин тохталсиз арилаштуриду. Түвигә тартмаслиқ үчүн қазанға 20-30 данә яңақ яки ушшақ таш селиниду вә тохталсиз арилаштурилип туриду. Сүмәләк тохталсиз қайнап туруши керәк.
7. Сүмәләк 10-12 саат қайнитилиду. Қайнитиш давамида су қуйилип туриду. Сүмәләкниң рәңги тоқ жигәр рәң (беғир рәң) болуп қоюқлашқанда тәйяр болған болиду.
8. Қазанниң оти сөндүрүлүп, қапқа (тувақ) йепилиду. Униң үсти мата билән орулуп йепилип, 5-6 саат дүмләп қойиду. Дәмлиниш мүддити түгигәндин кейин қазанниң үсти ечилиду вә еғиз тегиш үчүн тәйярланған сүмәләк тарқитилиду.
СҮМҮЛӘККӘ БАҒЛИҚ ҚИЗИҚАРЛИҚ ДЕРӘКЛӘР:
* «Сүмәләк» қайнатмиси «шәрвәт үчүн үндүрүлгән буғдай» мәналирини билдүргүчи қедимий түркий сөз «сумә» сөзидин елинған. Муһәммәд Хусайн Бурханниң «Бурхани Қитоъи» әсәридә (1650) «саману» сөзи учрайду вә халваға охшаш нәрсә, көклигән буғдай ширнисидин тәйярлиниду, дәп изаһланған.
*Қедимийда буғдай вә буғдайдин яритилған немәтләр илаһий һесаплинип, изгүлүк тимсали
сүпитидә улуқланған. Шу сәвәптин бүгүнгичә айрим җайларда сүмәләк «сизләп» тилға елиниду.
*Ейтишларға қариғанда, бир аилидә йәттә рәт сүмәләк пиширилсә, буниң совави интайин зор болидекән.
*Шундақла сүмәләккә ташланған ташни хәсийәтлик дәп билишкән. Сүмәләк тешини «Һосул мол болсун» дәп дәрәқ түвигә көмгән. Бәзиләр болса ташларни «ушбу аилидин қут-бәрикәт айрилмисун» дегән нийәттә сақлап қоюшқан.
*Сүмәләкни арилаштуруп турғанда, һәр хил шәкилләрни көрүшиңиз мүмкин. Тавузға охшаш шәкилгә көзүңиз чүшсә, бу бәхиттин дерәк. Аилә қурмиғанларниң бәхти ечилиши мүмкин.
*Әң һәйран қаларлиғи, тувақ (қапқа) көтирилгинидә сүмәләкниң йүзидә адәмни тәәҗүпкә салидиған қуяш, гүл, көл, қуш охшаш шәкилләрни көрисиз. Қедимийдин периштәләр «таамниң йүзигә чирайлиқ шәкилләрни селип кетидекән», дегән гәпму бар.
РИВАЙӘТ
Қедимийда бир аилидә үч пәрзәнт болуп, улар интайин кәмбәғәл яшар екән. Уларниң өйидә буғдай вә судин бөләк һеч нәрсә қалмапту. Шунда ана пәрзәнтлириниң ач қелишиға тақәт қилалмапту. Балилири «нан», «нан» дейишип ухлап қапту. Ана болса қазанға су қуюп, от қалапту. Кейин буғдай селип, «бирәр таам тәйярлаймән», дәп ойлапту. Ана қазанни түн бойи арилаштуриверипту. Таңға йеқин өзиму ухлап қапту. Шунда түн мәликилири келип, қазан әтрапини оравелип, таамни арилаштурупту. Сәһәрдә ана чиқип қариса, қазанға толған әҗайип таам, йәни сүмәләк пишқан екән. Аниниң пәрзәнтлири мәмнун болуп:
– Рәхмәт, ана, мундақ ширин таамни һеч қачан йемигән едуқ, – дейишипту.
Шундақ қилип, ана пәрзәнтлирини ачлиқтин аман елип қапту. Сүмәләк сөзи «су» вә «мәләк» (арилаштуруш) сөзлиридин келип чиққан дәп һекайә қилиду ривайәттә.
Сүмәләк пишириш давамида аяллиримиз әтигәнлик, чүшлүк вә кәчлик таам үчүн ләззәтлик баһар таамлирини тәйярлашқа киришип кетиш адитигә маслашқан екән.

Нәширләрдин тәйярлиған
Худавәди МӘҢСҮРОВ

  • Ялғузниң яри…

    (Яки атиниң ағриған қәлби) (һекайә) У күн бойи, ай бойи, жил бойи ялғуз болуватқинини жүри…
  • Хәсийәткә толған мунбәт макан

    ЙЕҚИНДА ТАЛДИҚОРҒАНДА «ХӘСИЙӘТЛИК ҚАЗАҚСТАН» ҖУМҺУРИЙӘТЛИК ИЛМИЙ-ТӘТҚИҚАТ МӘРКИЗИНИҢ УЮШТУ…
  • ЙЕҢИ САНАӘТ – ДӘВИР ТӘЛИВИ

        Қазақстан дуниядики һәр хил синақларға тақабил туруп, сүръәт билән ихтисадий тәрәққият…

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

ДАРАБОЗ ДАРЫН ИЕСІ

Ілияс Жансүгіровтың аты аталса дара шауып, құйындап келе жатқан Құлагер көз алдымызға келе…