Басты бет Әлеумет МӘЙРӘМ ҺАРПИСИДИКИ ХОШАЛЛИҚ

МӘЙРӘМ ҺАРПИСИДИКИ ХОШАЛЛИҚ

0
2,578

Мустәқиллик – бешимизға қонған тәхт, көксимизгә қонған бәхит. Илаһим, Яратқан егәм елимизни шу тәхтидин, бәхтидин айримиғай. Қазақстанимизниң әркинлик алған 26 жилиниң ичидә еришкән утуқлири мустәқиллигимизниң мевисидур. 16-декабрь пәқәт барчә қазақстанлиқларниңла мәйрими әмәс, шуниң билән қатар, йәр йүзидики барлиқ қазақ пәрзәнтиниң мәрикисидур. Биз үчүн мәйрәмләрниң ичидики әң улуғи һәм бүйүгидур. Мошундақ чоң хошаллиғимизни қарши елиш алдида наһийәмиздә қош хошаллиқ тойланди.
Ениғирақ қилип ейтсақ, Мустәқиллик күни һарписида, Чарин йезисида полиция хизмәткарлириға беғишланған пунктниң ечилиш тәнтәниси болуп өтти. Сөз башлиған риясәтчиләр, елимиздә тәртип болмиса, тәртип сақчилириға шараит яритилмиса, әлдики течлиқни сақлашниң мүмкин әмәслигини тәкитләп өтүп, полиция пунктиниң ечилиш мәрасимидики дәсләп сөз һөрмитини наһийә һакиминиң орунбасари Қуралбек Бекмуханбетовқа бәрди. У жиғилған жамаәтни Мустәқиллик мәйрими билән һәм йеңи мәркәзниң ечилиш тәнтәниси билән қизғин тәбриклиди. Шундақла, заман тәливигә мувапиқлаштурулуп селинған йеңи полиция пунктиниң мустәқиллигимизниң йәнә бир мевиси болуп һесаплинидиғанлиғини атап ейтти. Наһийәмиз бойичә Чарин йезисиниң Чонҗа йезисидин кейинки, иккинчи орунда турған чоң жут екәнлигини көздә тутқан һалда селинған йеңи мәркәзниң алдики ишлириға утуқ тилиди һәм 2018-жилдин башлап мошуниңға охшаш полиция пунктидин наһийәмиздә йәнә 12си бәрпа болидиғанлиғини алаһидә тилға алди.
Кейин сөз алған жут мөтивәри Тохтахун Қурбанов һәр қачан хәлиқ мәнпийитини ойлиған дөләт рәһбиримизгә, һөкүмәткә, наһийә һакими аппаратиға йеза турғунлири намидин чәксиз миннәтдарлиғини йәткүзүп, той- тойға улашсун дегән ақ дугасини бәрди. Дәл мошундақ изгү тиләкләрни йәрлик полиция хизмитиниң башчиси Амангелди Қудайбердиевму давамлаштурди. Андин дағдуғилиқ түрдә полиция пунктиниң лентиси қийилип, чачқиси чечилип, Қ.Ахметбай оғли йеңи имартәниң ачқучини тапшурди. Иш кабинети һәм турушлуқ өй бириктүрүлүп ясалған пунктни көздин кәчүргән жамаәт, йеңи қурулушқа жуқури баһа бәрди.

Сабирәм
ӘНВӘРОВА 

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

ШТАБ МҮШЕЛЕРІ ҰСТАЗДАРМЕН ЖҮЗДЕСТІ

Халықтық штаб мүшелері Тасқарасу  орта мектепте болып, мекеменің ұжымымен кездесті. Бұл ба…