Йеқинда Қонаев шәһиридә Алмута вилайитиниң спорт мәһкимилириниң хадимлири арисида «Әкем, анам және мен шынығамыз спортпен» намлиқ эстафетилиқ мусабиқә уюштурулди. Униңға Уйғур наһийәсигә вакаләтән Мәңсүровлар аилиси қатнишип, І орунға егә болди.

Эрнест Мәңсүров наһийәлик балилар вә өсмүрләр спорт мәктивидә йеник атлетика мәшиқләндүргүчиси болуп хизмәт қилиду. Рәпиқиси Зульфира Тохатунова болса, қуш фабрикисида ишләйду. Мусабиқигә қатнашқан қизи Зуляна Асимова Һ.Искәндәров намидики оттура мәктәптә 7-синипта оқуйду. Мәңсүровлар аилисиниң спортқа болған қизиши жуқури. Улар сағлам һаят тәрзиниң тәрәпдарлири. Новәттики утуқни шуниң дәлили, десәк хаталашмаймиз.
Сабирәм ӘНВӘРОВА
