Басты бет Рухани жаңғыру ЛАТИН ЕЛИПБӘСИГӘ КӨЧҮШ АЛАҺИДИЛИКЛИРИ

ЛАТИН ЕЛИПБӘСИГӘ КӨЧҮШ АЛАҺИДИЛИКЛИРИ

0
1,419

Һәр қандақ ислаһатларни милләтниң мәнивий қудрити вә аң-савийәсисиз әмәлгә ашуруш мүмкин әмәс. Мәлумки, буниңдин он бәш – жигирмә жил илгири, йәни ХХ әсирдә қелиплашқан қаидиләр, дуниядики тәртип, ихтисадий-сәясий мунасивәтләр һәммимизгә мәңгү өзгәрмәйдиғандәк билинәтти. Заман вә заманниң тәләплири наһайити тез өзгириватиду. Әгәр биз ХХІ әсирдә мустәқил дөләт сүпитидә сақлинип қелишни халайдекәнмиз, демәк, заманға лайиқ тәрәққий етишимиз лазим. Ихтисадий тәрәққиятни әмәлгә ашуруш үчүн һәр қандақ милләтниң мәнивий ихтидари, күч-ғәйрити һаҗәт. Шуңлашқа заманға лайиқ аң-савийәни қелиплаштуруш һаҗәт.
Өзгириш болмиса, алға интилмисақ, оқумисақ, тәрәққий әтмисәк, артта қалидиғанлиғимиз ениқ. Дөләт рәһбириниң «Келәчәккә нишан: Мәни­вий йеңилиниш» мақалиси қазақ тилини латин ал­фавитиға көчиришни тәр­ғип қилиду. Билим саһасиниң вәкили сүпитидә мәнивий йеңилинишни, латин ал­фавитиға көчүш мә­силилирини қоллаймиз дәп қолумизни қоштуруп олтармай, буниң барлиғини әмәлиятта қоллинишни билишимиз керәк.
Латин елипбәсигә көчүш – ана тилимизниң келәчигини ойлап, қоллиниш даирисини кәңәйтишкә мүмкинчиликләр яритип, орфоэпия вә орфография тәләплирини бир системиға кәлтүрүш дәп чүшәнгән мувапиқтур. Йезиқ – барлиқ хәлиққә ортақ, мәдәнийәтни давамлаштурғучи, бағлаштурғучи, қәдрийәтләрниң бири. Хәлиқниң әсирләр мабайнида еришкән утуқлири, нәтиҗилири йезиқ арқилиқ тонулиду.
Дөләт Рәһбири Н.Ә.Назарбаевниң латин елипбәсигә көчүш бойичә ислаһитини қоллап-қувәтләймиз. Сәвәви, латин графикисиға көчүштики асасий утуқ – тил өзгәрмәй, бәлгүниң өзгириши, шундақла, аддий сөз билән ейтқанда, сөзни яки тавушни қандақ аңлисақ, шундақ язимиз. Заман тәливигә лайиқ билим саһасидики йеңи реформиларниң әмәлгә ашурулуши, йеңиланған билим мәзмуни латин елипбәси өз нәтиҗисини көрситәри ениқ. Иккинчидин, биз қедимий дәвирләрдин башлап йезиқ мәдәнийитигә егә болған милләтләрниң бири екәнлигимизни әстин чиқармаслиғимиз керәк. Өткән әсирниң өзидила қазақстанлиқ уйғурлар әрәп алфавитидин латин алфавитиға, андин кирилл алфавитиға көчкән. Бүгүнки күндә Европидики, Түркийәдики, Америкидики һәм Өзбәкстандики уйғурлар латин йезиғини ишлитип келиватмақта. «Уйғур авазиниң» электрон нусхисиму үч йезиқта, йәни кирилл, әрәп, латин йезиқлирида чиқиватиду. Шундақла интернеттики чоң сайтлар өз материаллирини әрәп, латин, кирилл йезиқлирида бериду. Умумән, хәлқимиз арисида латин йезиғиниң аммивийлишиш җәрияни кетип бариду. Қазақстанниң латин йезиғиға көчүши бу җәриянға иҗабий тәсир көрситидиғини, талашсиз. Латин йезиғи кирилл йезиғидин түп асастин пәриқлинидиған, башқа бир системидики йезиқ әмәс. Уларниң келип чиқиши бир, йәни бу йезиқлардики һәрипләрниң умумий көрүнүшидә, йезилишида охшашлиқлар көп. Қазақстан уйғурлири қоллинидиған латин йезиғиниң әмәлий көрүнүшигә кәлсәк, бу йәрдиму чоң мәсилә болмайду. Һазир қазақ тилидики һәрипләр уйғур тилиниң тавушлирини ([җ,] тавушидин башқа) қандақ толуқ ипадиләп келиватқан болса, қазақ тилиға асасланған латин йезиғи һәриплириму уйғур тавушлирини шундақла толуқ ипадиләйду. Пәқәт [җ,] тавушини ипадиләйдиған һәрип қошсақ йетәрлик.

Шадман АБДРАХМАНОВА,
Чонжа №5-оттура мәктивиниң муәллими.

Бөлісу:

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

АЛАМАН БИ МӘМБЕТҰЛЫ

Ата тарихын және шежіресін білу – әр ұр­пақтың парызы. «Жеті атасын білмеген же­тесіз» деп…