Мән Ташкәнт Хәлиқ егилиги институтиға тапшурған вақитта, йәни 1975-оқуш жили башланғанда, биздин бир курс жуқури оқуйдиған Ғоҗәмбәрди Җанбақиев «бийил Ташкәнттә он бәш уйғур балиси оқушқа тапшурупту. Шулар билән тонушуш мәрасимини өткүзсәк», дегән тәшәббуси билән бир чайханида баш қоштуқ.Улардин бизниң факультеттила Абдурсул Азнибақиев, Иврайим Тохтибақиев, Бәхитҗан Бәхтахунов, Малик Садиров, һели мәрһум Абдумүлүк Җанбақиев вә башқилар бар еди. Аз күнләрдин кейин биз …