Басты бет Әр қилы Ата-анисидин қечиватқан яш аилиләр

Ата-анисидин қечиватқан яш аилиләр

0
1,234

Мунасивәт билдүрүштә әң муһим нәрсә – уйғунлуқ. Һәр бир инсанниң башқа бир инсанға, буюмға яки һадисигә нисбәтән жүригидә мәйли сәлбий болсун, мәйли иҗабий болсун, немиләр болмайду: йә һәсәт, йә һәвәс, муһәббәт яки нәпрәт, пәрвасизлиқ яки һөрмәт… Немә болушидин қәтъий нәзәр, әйнә шу һиссиятқа йүзләнгән яки чәкләнгәнләрму болиду. Бу сезим һәқму, наһәқму, адаләтликму, адаләтсизму, буни халисанә баһалайдиған киши болса – үчинчи адәм. Үчинчи адәмниң тәһлили қандақ?
Кейинки вақитларда айрим яшлар аилә қурғандин кейин ата өйидин алаһидә яшаш тәрәпдариға өтүватмақта. Бу майиллиқ яки интилиш қандақ вуҗутқа келиватиду?
Йезилардики яшлар билим елиш мәхситидә шәһәрләргә бариду. Оқушниңму һәр хили болғандәк, кимду төрт жил, кимду алтә жил, оттура мәхсус тәлиминиму қошсақ, тоққуз жил өз аилисидин бөләк яшайду. Һәқиқәтән, улар ялғузлуққа бир аз маслишиду. Улар иҗаригә өйләрдә, ятақханиларда туруп, мәлум дәриҗидә өзиниң болғуси аилисигә маслишип бариду. Амма бу нәрсә биз ачқан мавзуға сәвәп болмайду, әлвәттә. Демәк, «конендоскопни» елип, кесәллик йилтизини тәкшүрүмиз. Кесәлликкә хас үч нуқта (чекит) қәйәргә орунлашқан?..
Униң пәйда болуш сәвәплири: Бәзи аилиләрдә ата-анилар балилирини һәдди-һесапсиз қисимға алиду. Ташлиған һәр бир қәдимигә қарап, мунтәзим назарәттә тутишиду. «Айиған көзгә чөп чүшәр», дегәндәк, яшлар буни ата-аниниң селиватқан «зулуми» дәп чүшиниду. Уларниң мейисидә шу пикир муқум орунлишип қелип, айрим яшаш ойи уларға байиқи көңүлсизликләрдин қутулуш йолидәк туйилиду.
Аилидики, хусусән, ата-анилири арисидики келишмәсликләр, уруш-җәңҗаллар, арилиридики һөрмәтсизликләр асасий сүпәттә өз хизмитини өтәйду. Мәсилән, маддий мәсилиләр, ичкиликләр ақивити вә һаказиләр.
Шундақла айрим аилиләрдики яшларниң зиммисигә интайин көп җавапкәрлик жүклиниду. Көп нәрсә тәләп қилиниду. Мундақ чағлардиму алаһидә яшаш пикри – дағдам йолдәк билиниду.
Күч-ғәйритини һаятқа беғишлаш, өз келәчигини өзи қуруш ойи, хаһиш вә мәхсәтлирини өз билими, салаһийити вә ишәнчигә тайинип риваҗландурушни ойлайдиған яшларму буниңға мисалдур.
Өйдин чиқиватқандиму, өйгә кириватқандиму, чоңларға һесават беришни халимайдиған, Тәңри униң өзигиму көз-қулақ, әқил берип қойғанлиғини әслитишни яхши көридиған, бир сөз билән ейтқанда, «Өзи туғулуп, өзи вайиға йәткән дана» яшларму алаһидә яшаш дегән уйғурчә сөзни өзимизниң тилидин өзимизниң тилиға тәрҗимә қилип, «Азатлиқ» дегән луғәвий мәнани кәшип әткәнликлири… Яшлар немишкә ғәрипкә тәхлит һәрикәт қилишиду? Өзимизниң урпи-адәт, мәдәнийити көккә учқанму? Ғәрипниң турмуш тәрзигә, мәишитигә, жүрүш-турушиға һәвәс қилидиған яшларму биз жүргүзүватқан мавзуға алақидар болғанлиғи үчүн, тепишмақ петичә қеливатқан бу мәсилә һәққидә азирақ пикир жүргүзсәк.
Дәрһәқиқәт, яшлиримиз ғәрипкә тәхлит иш тутуватиду? Тамака чекип кәлгән муштумдәк оғлини аниси жиркиништә қаримайдиған, балағәткә толуши биләнла намәһрәмләр билән «ур тохмақ, ечил сим-сим» ойнап келиватқан оғул-қизлирини тәртипкә чақирип җазалиса, мустәқил һаятни нишан қилған пәрзәнди атиси билән анисини сотқа сөрәп апирип, җәриман салғузуши, керәк болса, қамитиши мүмкин болған һаләтләрму учришиду. Таза жуюп-тарап, көз қаричуғидәк асирап, йемәй-ичмәй чоң қилған ата-анаң саңа сүйиниш керәк болған чағда, өз аилисини елип чиқип кетидиған ғәрип яшлириниң мәдәнийитигә немә үчүн тәхлит қилимиз? Яшлар немә үчүн ғәриптикидәк алаһидә өйни, «бойсунмас» ирадини, оюн-күлкини ойлайдудә, амма ата-анисиниң «алаһидә өй», «бойсунған» ирадә, уларниң зериккәнлигидин өйидә күчүк, мөшүк беқип, униң билән сөзлишип олтарғинини ойлашмайду?..
Көрүп турғиниңиздәк, ата-ана балини беқип, камалиға йәткүзгичә қанчилигән мудһиш җәриянларни, еғир қисмәтләрни башлиридин өткүзүп, сиз – балилар — үчүн җапа-мәшәқәтләрни һаятида көрмиди?! Бүгүнки таңда бәзи балилиримиз шундақ меһирсизликләрни өзлиригә мәшъәл қиливалғанлиғини немишкә билишмәйду? Ата-ана шу пәрзәнтләрниң отида көйүп, қәлбидин сөйүп, пүткүл һаятини беғишлиғанлиғини бүгүнки балилар һәҗәп ойлимайду?! Ата-ана балилирини «җигәримниң парчиси» дегәнлири нәләрдә қалди? Әй, Худа, балиларға инсап һәдийә қилғин!..

  • Ялғузниң яри…

    (Яки атиниң ағриған қәлби) (һекайә) У күн бойи, ай бойи, жил бойи ялғуз болуватқинини жүри…
  • Хәсийәткә толған мунбәт макан

    ЙЕҚИНДА ТАЛДИҚОРҒАНДА «ХӘСИЙӘТЛИК ҚАЗАҚСТАН» ҖУМҺУРИЙӘТЛИК ИЛМИЙ-ТӘТҚИҚАТ МӘРКИЗИНИҢ УЮШТУ…
  • ЙЕҢИ САНАӘТ – ДӘВИР ТӘЛИВИ

        Қазақстан дуниядики һәр хил синақларға тақабил туруп, сүръәт билән ихтисадий тәрәққият…

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

УНИҢ ҺАЯТИ ӘМГӘК БИЛӘН ЖУҒИРИЛҒАН

Кеңәш дәвридики өтмүшни әскә алидиған болсақ, түрлүк иш қойнида әмгәк әткән инсанларниң қи…