Кочиға чиқивелип, саатлап гәплишип олтиридиған аялларға немә дәйсиз?
Дәрваза немә, там немә? Дәрвазилар қапқа, тамлар пәрдиләр. Һәр қандақ үсти очуқ нәрсигә микроб қониду. Һәр қандақ үсти йопуқ нәрсиниң нәми, шорлуғи чапсан көтирилиду. Һаятта инсанниң нәзәри чүшкәндә, тохтап қалидиған җәриянларму бар. Та мәрригә йәткичә бири көрмәй туруши лазим болған ишларму бар. Шуниң үчүн тамлар керәк. Әйнә шуниң үчүнму һәр кимниң өз бөлмиси – өзи үчүн худди бир шипахана. Шундақ екән, һеч ким өз өйигә яманлиқ соримайду: һәр күни дуга қилип, төрт булуңини зиян-зәхмәтләрдин тазилап, зәрәрсизләндүрүп туриду. Дәрваза вә тамлиримиз биз үчүн муһапизәт орнидур. Мундақ әһвалларда, һәтта авазму пәрдилик болуши керәк дегән пәлсәпимизму бар. Бу һаләт яшаш тәрзимиз, өзимизниң хаслиғимизға сиңип кәткән, уни бузушниң нами болса – ӘДӘПСИЗЛИКтур.
Әр киши аилидә тәртипни мәккәм тутидиған, қаттиқ қол болсиму, шундақла, бу өйдики аяллар әдәп-әхлаққа тәнһа саналсиму, адәмләр көп маңидиған қатнаш кочисида яшиса, һойлиси тамсиз болса, бойиға йәткән қизи яки һамилдар келини өткән-кәчкәнгә көрүнүп турса, бу өйниң әркиги адәм әмәс! У техи һар-номус илимини, очуғи, жигитлик иқтидари йоқ яки һаялиқ һаятни үгәнмәпту!
Кочиниң өзи немә? Сағлам яки ағриқ, яхши-яман, қопал қилип ейтқанда, касапәтлик вә шәрәпәтлик адәмләр еқими арилишип өтүп туридиған әң қалаймиқан, әң зиянлиқ чәксиз мәйдан! Әгәр етивар қилсиңиз, кочиға чиқип, еғир иш қилмиған болсиңизму, һәтта мәйрәмләрдә иштрак етип, бағларни айлинип кәлсиңизму, «мәззә қилдим» дәйсизу, әслидә интайин һарғинлиқта келисиз. Йәлкиңизни бесип турған һарғинлиқ әмәс, түрлүк-түмән нәзәрләр (қарашлар) жүки, адәмләрдин өткән түрлүк тилсим күчләрниң тәсиридур.
Иш баби билән кәзмигән йезам, бармиған наһийәм қалмиди десәмму болиду. Сиз ейтқан — һелиқи ишигиниң алдиға чиқип туридиған — аяллар һәр җайда бар.
Хош, қайси аял кочида саатлап туралайду? Бир шаир өз шеирида: «Виждан дәймизму, ийман дәймизму, һәр кимниң көксидә Худа болсун», — дәйду. Авал имани сус аял шу ишни қилиду. Вақитниң угали, ғевәтниң гунаһ екәнлиги һәққидә ойлимайду, гунаси балилирини еғир әһвалға селип қойиши мүмкинлигини билмәйду. Демәк, униң жүригидә Худаси йоқ! Аилидә әр-хотунлуқ мунасивәт бузулған әһвалда, аяқлар баш, башлар аяқ болуп, әр киши һаятлиқта тирик өлүк болған аилидә аяли рәңвазлиқ қилип, кочида гәплишип туриду.
Рисалидикидәк аял үчүн бир өмүр вақит йетишмәйду, реҗигә толған иш болиду. Иши түгигәнсири кәйпияти яхшилиниду. Өйи пәқәт әхләттин ибарәт, қайси ишни қандақ әпләшни билмигән аялларла өйидин қечип чиқип, коча кезип, «қаңғип» жүрүши мүмкин.
Очуғини ейтсам, өйидә момдәк (столбидәк) ғадийип туридиған бу аялларниң ичидә бириниңму периштәсини көргән әмәсмән. Үзи, көзи яки сөзидинму бир бепәрвалиқниң болидиғини билинип туриду. Көңлүм ғәшләнди, өйидикилири билән мунасиветиму шундақ пәрдисизмекин?
Балилиғимни әсләймән: апамниң аниси бизниң өйгә кәлсә, дадам дәрвазидин киргинидә қулақлириниң арқисиға қистуривалған яғлиғиниң учини елип, дадам билән үзиниң йеримини көрсәтән һаләттә сөзлишәтти. Бүгүнки күндә болса, йеши улғайған аялларниңму ишик алдиға чиқивелип, машинини яки адәмни санап олтарғинини көрисиз. Бу яшта киши әстаидил муңдишип олтарса ярашмамду? Қудиси, күйоғул-келини бар яшанған аялниң кочида олтириши уятлиқ екәнлигини һәҗәп бир өмүр билмәй өткән болса?! Улардин тариғанларниң шәрму-һаяси қанчилик болиду, әнди?
Әлһасил, дәрваза йенида музей экспонатидәк кочида өткүчиләрниң диққитини өзигә җәлип қилип туруши аял кишиниң йә тәрбийиси, йә әқлидә камлиғиниң болушидин дерәк бәрсә керәк. Салапәтлик яки һаялиқ аял һеч қачан өзини мундақ әһвалда тутмайду.
Нураний анилар, йеши улғайған момилар мошундақ җәриянлардики илләтләрдин жирақ болуши үчүн, яш қизлар билән келинләргә миллий дәстүримиздики алаһидиликләрни ейтип, һаҗәт мәзгилидә тәнбиһ берип, кочида орунсиз гәп сетип турушниң намунасип екәнлигини шәрһийилисәк, мусулман әһлигә хас халисанә урпи-адитимизни йүксәлдүргән болмаймизму, дегән пикримизни ейтимиз.
Худавәди
МӘҢСҮРОВ