Басты бет Әр қилы Он бала ата-аниға қаралмас

Он бала ата-аниға қаралмас

0
1,841

Кәнҗисиниң оғлиға сүннәт тойиға тәрәддут қиливатқанда, тәсадипи дадисиниң тави болмай қалди. Төрт күн яттидә, бәшинчи күни һаятлиқтин көз жумди.
– Балилирини әнди адәм қилип, әнди аяқлиримизни созуп яшаймиз дегәндә, төрәм. Мени ялғуз ташлап кәткән, төрәм. Һәҗләргә баралмай, арманда кәткән, төрәм…, – дәп жиғлаватқан анисиға қарап балилириниң меһир толған диллири техиму езиләтти.
«Тирикчилик тәшвиши қурисун, шу атам билән анамни һәҗгә әвәтишни ойлапму көрмәптимиз. Он пәрзәнт бир болуп, тапқинимизни оттуриға қойсақ, иккисини зиярәткә әвәтиш имкани болаттиғу! Еһ, әттәң, әттәң!..» дәп балиларниң тунҗиси әпсус билән баш әгди. Кейин зарлап-қахшап жиғлаватқан анисиға көзи чүшүп: «Худа халиса, анамни һәҗ зияритигә әвәтимиз!», – дәп көңлидә вәдә қилип қойди. Жиғлиди. Қахшиди. Рәсим-қаидилирини қилип, мәрасимлирини өткүзди. Ана кәнҗә оғли, келини вә нәврилири билән ата өйидә чириғини йеқип қалди.
Һеч бәндини җүпидин айримисун. Он бала бир җүпчилик болмайдекән. Қизлири гаһ телефонда, гаһ өзлири келип анисидин хәвәр елип турди. Бирәр тамақ қилса, авал анисиға узитиду, балилири билән яки өзи келип, ташлап кетиду.
«Дидариң маңа керәк, балам, дидариң шерин. Қериған-да бир жутум су, бир бурда нан билән тойиду. Лекин көңүлгә дегән тәшналиқ меһир һеч қандақ қанмайдекән» дәп ана дилидин кәчүргәнләрни тилиға чиқиралмас. Пәрзәнтлиригә дуга қилип олтиривериду.
Үч оғли ишиға мунасивәтлик шәһәрдә яшатти. Улар арилап-арилап йезиға келәтти. Аниси һәр қачан, һәр күни дәрваза алдидики бир чағларда бовийи өз қоли билән ясиған бәлдиңдә олтарған бойи, хиялларға берилип, бирдәм мәрһум бовийиниң сөзлирини, қилиқлирини әсләп көзлири нәмләнсә, бирдәм оғуллирини сеғинип, һеч кимгә билдүрмәй көз яш қилатти…
Чоң оғли қиз узитидиған болди. Йезидики уруқ-туққанлирини тойға тәклип қилиш үчүн туғулуп өскән жутиға кәлгән оғул, анисини биллә елип кәтти.
– Биринчи той қилишимиз, апа. Келиниңиз қаймуқуп туриду. Өзиңиз мәслиһәт берип турмисиңиз болмайдекән, – дегән еди аниниң көңли көтирилип кәтти.
Оғли көп қәвәтлик өйләрдә яшатти. Ана бир күн болмайла мәһәллисини, өйиниң алдидики су еқип өтүдиған ериқни, бовийи ясиған бәлдиңни сеғинди. Таңда ғораз қичқарғинидин ойғинишини, калилар билән мозайларниң, қой-қозиларниң мәриши билән башлинидиған күнни сеғинди. Бирақ тунҗа нәврисиниң тойи, «Мән қайтимән» десә уят болар…
Тойниң дараң-дуруңидин аниниң беши айлинип кәтти. Ханәндә вә сазәндиләрниң көплигидин ана уларни санашта адишипму қалған еди. Дәстихандики назу-немәтләр, тәйярланған тамақларни ейтишниң һаҗити йоқ. Пәтнус-пәтнуста кәлтүрүливатқан таамларни көрүп, ана «шәһәрниң адәмлири шунчилик тамақни қәйиригә йәйду?» дәп һәйран болди. Аялларниң ағзидин оғлиниң қизи үчүн он миң долларлиқ мебель алғанлиғини, есиш вә тақаш үчүн күйоғул-келингә елинған қиммәт буюмларни қошуп һесаплиғанда, жигирмә миң доллардин ашидиғанлиғини аңлап, аниниң пәрвайи пәләк болди. «Баламниң шунчилик пули бармиду иш қилип? Яки бирлиридин қәриз елип жүрмисә болаттиғу…». Һәммиси келинниң той жабдуғини ейтишип аварә, ана оғлиниң шунчә пулни қәйәрдин тапқинини, қәризгә патқан-патмиғинини ойлап һәләк еди.
Той билән бағлиқ барлиқ мәрасимлар түгәп, ана йезидин кәлгән қизиниң машинисида өйигә қайтти. Аниси билән хошлишиветип, тунҗа оғлиниң ядиға дадисиниң җиназисида қилған вәдиси чүшти. «Дәрвақә, анамни һәҗ зияритигә әвәтиш керәк… Һазир ини-сиңиллиримға ейтқиним билән бәри бир өзәмдә һеч нәрсә йоқ. Әнди той дәп тонуш-билишләрдин хелә қәриз алдим. Һазирчә нийәт қилип турай, қәризлиримдин қутулғанда, әлвәттә, укилирим билән мәсилиниң мәслиһитини қилимән», дәп көңлигә пүкүп қойди.
Аридин бир нәччә жил өтти. Тунҗа оғул йәнә бир қизини узатти. Нәвриси университетқа һәқлиқ оқушқа студент болуп қобулланди. Хулләс, тирикчилик, бала-чақа тәшвишигә ғәриқ болди. Шундақ күнләрниң биридә йезидин укиси жиғламсирап қоңғурақ қилди:
– Ака, апамниң тави йоқ. Сени сораватиду. Чапсанирақ йетип кәлгин, – деди.
Акиси укисиниң авазидики хаватирлиқ билән изтираптин һәммисини чүшәнди. Аяли билән оғлини елип йезиға маңди. Аниси оғлиға қариған екән, дидарини көрдидә, разилиғини ейтип, җан тәслим қилди.
Тәзийә күни тунҗа оғлиниң қулиғиға жиғлаватқан аяллар ичидин сиңлисиниң авази оқтәк қадалди:
– Юмшақ анам, муңдишим анам! Һәҗигә беришни арман қилип, арманда кәткән анам!..
Тунҗисиниң сол көксини қаттиқ санчиқ егилиди. Шу тапта у дат-пәрият етип жиғлашни халатти, лекин авази чиқмай, боғузини аччиқ бир нәрсә көйдүрүватқан еди..

  • Ялғузниң яри…

    (Яки атиниң ағриған қәлби) (һекайә) У күн бойи, ай бойи, жил бойи ялғуз болуватқинини жүри…
  • Хәсийәткә толған мунбәт макан

    ЙЕҚИНДА ТАЛДИҚОРҒАНДА «ХӘСИЙӘТЛИК ҚАЗАҚСТАН» ҖУМҺУРИЙӘТЛИК ИЛМИЙ-ТӘТҚИҚАТ МӘРКИЗИНИҢ УЮШТУ…
  • ЙЕҢИ САНАӘТ – ДӘВИР ТӘЛИВИ

        Қазақстан дуниядики һәр хил синақларға тақабил туруп, сүръәт билән ихтисадий тәрәққият…

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

УНИҢ ҺАЯТИ ӘМГӘК БИЛӘН ЖУҒИРИЛҒАН

Кеңәш дәвридики өтмүшни әскә алидиған болсақ, түрлүк иш қойнида әмгәк әткән инсанларниң қи…